Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тарих-тәзкирә «2»

Тарих-тәзкирә «2» 22

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Йерусалимда турувтқанлар Йәһорамниң кәнҗи оғли Аһазияни униң орниға падишаһ қилип тиклиди; чүнки Әрәбләр билән биллә баргаһқа бесип киргән қарақчилар Аһазияниң акилирини қоймай өлтүрүвәткән еди. Шуниң билән Йәһуда падишаһи Йәһорамниң оғли Аһазия сәлтәнәт қилди.
2Аһазия тәхткә чиққан чеғида жигирмә икки яшта еди; у Йерусалимда бир жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Аталия болуп, Омриниң нәврә қизи еди.
3Аһазияму Аһаб җәмәтиниң йоллириға маңди; чүнки униң аниси уни рәзилликкә үндәйтти.
4У Аһаб җәмәти қилғинидәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; чүнки униң атиси өлгәндин кейин Аһаб җәмәтидикиләр уни һалакәткә елип баридиған рәзил несиһәтләрни берәтти.
5У уларниң нәсиһитигә әгишип, Исраил падишаһи Аһабниң оғли Йәһорам билән бирликтә Гилеадтики Рамотқа берип Сурийә падишаһи Һазаәл билән соқушти; шу чағда Сурийләр Йәһорамни зәхмиләндүрди.
6Андин Йәһорам Рамаһда Сурийә падишаһи билән соқушқан чағдики җараһәтлирини давалитиш үчүн Йизрәәлгә қайтти. Андин Йәһорамниң оғли Йәһуда падишаһи Азария Аһабниң оғли Йәһорамниң кесәл болуп қалғанлиғи сәвәвидин уни йоқлиғили Йизрәәлгә барди.
7Һалбуки, Аһазияниң Йәһорамни йоқлиғили барғини дәл өзини һалакәткә елип баридиған, Худа бекиткән иш еди. Чүнки у барғандин кейин Йәһорам билән бирликтә Нимшиниң оғли Йәһуға қарши соқушушқа чиқти. Мошу Йәһу әслидә Пәрвәрдигар тәрипидин Аһабниң җәмәтини йоқитиш үчүн мәсиһ қилинған еди.
8Вә шундақ болдики, Йәһу Худа бекиткән һөкүмни Аһаб җәмәтиниң үстигә жүргүзгән вақтида, у Йәһудадики әмәлдарларни вә Аһазияниң хизмитидә болған қериндашлириниң оғуллирини учритип, уларни қоймай өлтүрүвәтти.
9Йәһу Аһазияниму издиди; кишиләр уни тутувалди (у Самарийәгә йошурунувалған еди). Улар уни Йәһуниң алдиға апирип өлтүрди. Улар уни дәпнә қилди, чүнки кишиләр: «Бу дегән Пәрвәрдигарни чин көңлидин издигән Йәһошафатниң нәврисидур» дегән еди. Аһазияниң җәмәтидә падишаһлиқни қолиға алғидәк бирәр адәм қалмиди.
10Әнди Аһазияниң аниси Аталия оғлиниң өлгинини көргәндә, Йәһуда җәмәтидики барлиқ шаһ нәслини өлтүрүшкә қозғалди.
11Лекин падишаһниң қизи Йәһошебият өлтүрүлүш алдида турған падишаһниң оғуллириниң арисидин Аһазияниң оғли Йоашни оғрилиқчә елип чиқип, уни вә киндик анисини ястуқ-кирлик амбириға йошуруп қойди. Шундақ қилип падишаһ Йәһорамниң қизи, (йәни Аһазияниң сиңлиси), баш каһин Йәһуяданиң хотуни Йәһошебият Йоашни Аталия өлтүрүвәтмисун дәп Аталиядин йошуруп қойди.
12Андин кейин Йоаш улар билән Пәрвәрдигарниң өйидә алтә жил йошурунуп турди; у чағда Аталия Йәһуда зиминида сәлтәнәт қилатти.