1Амазия тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди, у Йерусалимда жигирмә тоққуз жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Йәһоаддан болуп, Йерусалимлиқ еди.
2Амазия Пәрвәрдигарниң нәзиридә тоғра болған ишларни қилди, лекин пүтүн көңли билән қилмиди.
3Вә шундақ болдики, у падишаһлиғини мустәһкәмливалғандин кейин падишаһ атисини өлтүргән хизмәткарлирини тутуп өлтүрди.
4Лекин Мусаға чүшүрүлгән қанун китавида Пәрвәрдигарниң: «Нә атиларни оғуллири үчүн өлүмгә мәһкүм қилишқа болмайду нә оғуллирини атилири үчүн өлүмгә мәһкүм қилишқа болмайду, бәлки һәр бири өз гунайи үчүн өлүмгә мәһкүм қилинсун» дәп пүтүлгән әмри бойичә, у өлтүргичиләрниң балилирини өлүмгә мәһкүм қилмиди.
5Амазия Йәһудаларни жиғип, җәмәтлиригә қарап пүтүн Йәһудаларни вә Биняминларни миң беши вә йүз бешилар астиға бекитти; у улардин жигирмә яштин ашқанларниң санини еливиди, җәңгә чиқалайдиған, қолиға нәйзә вә қалқан алалайдиған хил ләшкәрдин үч йүз миң адәм чиқти.
6У йәнә бир йүз талант күмүч сәрп қилип Исраилдин йүз миң батур җәңчи ялливалди.
7Лекин Худаниң бир адими униң алдиға келип: — И падишаһим, Исраил қошунини өзлири билән биллә барғузмиғайла; чүнки Пәрвәрдигар Исраиллар яки Әфраимийларниң һеч қайсиси билән биллә әмәс.
8Һәтта сили чоқум шундақ қилимән, батуранә күрәш қилимән десилиму, Худа өзлирини дүшмән алдида жиқитиду, чүнки Худа инсанға ярдәм беришкиму қадирдур, инсанни жиқитишқиму қадирдур, деди.
9Амазия Худаниң адимигә: — Әмисә мән Исраилниң ялланма қошуниға бәргән йүз талант күмүчни қандақ қилсам болиду? — дәп соривиди, Худаниң адими униңға: — Пәрвәрдигар өзлиригә буниңдинму зиядә көп беришкә қадирдур, дәп җавап бәрди.
10Шуниң билән Амазия Әфраимдин өзигә кәлтүрүлгән ялланма қошунни айрип чиқип, өйлиригә қайтурувәтти; шу сәвәптин улар Йәһудаларға бәк ғәзәплинип, қаттиқ қәһр ичидә өйлиригә қайтип кетишти.
11Амазия җасаритини урғутуп, өзиниң хәлқини башлап «Шор вадиси»ға берип Сеирлардин он миң адәмни йоқатти.
12Йәһудалар йәнә он миң адәмни тирик тутувелип, тик ярниң левиға апирип, ярдин иштиривиди, уларниң һәммиси парә-парә қилинип ташланди.
13Һалбуки, Амазия өзи билән биллә җәң қилишқа рухсәт қилмай қайтурувәткән ялланма әскәрләр Самарийәдин Бәйт-Һорунғичә болған Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиригә һуҗум қилип кирип үч миң адәмни қирип ташлиди һәм нурғун мал-мүлүкни булап кәтти.
14Лекин шундақ болдики, Амазия Едомийларни мәғлуп қилип қайтип кәлгән чағда у Сеирларниң бутлириниму елип келип, уларни өзи үчүн мәбуд қилип, уларға баш урди вә уларға хушбуй яқти.
15Шу сәвәптин Пәрвәрдигарниң ғәзиви Амазияға қозғалди, У униң алдиға бир пәйғәмбәрни әвәтти. Пәйғәмбәр униңға: — Өз хәлқини сениң қолуңдин қутқузалмиған бу хәлиқниң илаһлирини зади немә дәп издәйсән? — деди.
16Вә шундақ болдики, у падишаһқа техи сөз қиливатқанда, падишаһ униңға: — Биз сени падишаһниң мәслиһәтчиси қилип тиклигәнму? Қой, бу гепиңни! Өлгүң кәлдиму немә? — деди. Шуниң билән пәйғәмбәр гәптин тохтиди-дә, йәнә: — Бу ишни қилғиниң һәм нәсиһитимгә қулақ салмиғиниң үчүн Пәрвәрдигар сени йоқитишни қарар қилди, дәп билимән, — деди.
17Шуниңдин кейин Амазия мәслиһәтлишип, Исраилниң падишаһи Йәһуниң нәвриси, Йәһоаһазниң оғли Йоашниң алдиға әлчиләрни маңдуруп: «Қени, җәң мәйданида йүз туранә көрүшәйли» деди.
18Исраилниң падишаһи Йоаш Йәһуданиң падишаһи Амазияға әлчи әвәтип мундақ сөзләрни йәткүзди: «Ливандики тикән Ливандики кедир дәриғигә сөз әвәтип: «Өз қизиңни оғлумға хотунлуққа бәргин!» — деди. Лекин Ливандики бир явайи һайван өтүп кетиветип, тикәнни дәссивәтти.
19Сән дәрвәқә Едомниң үстидин ғәлибә қилдиң; көңлүңдә өз-өзүңдин мәғрурлинип яйрап кәттиң. Әнди өйүңдә қалғиниң яхши; немишкә бешиңға күлпәт кәлтүрүп, өзүңни вә өзүң билән Йәһудани балаға жиқитисән?».
20Амма Амазия қулақ салмиди. Бу иш Худадин кәлди; чүнки улар Едомниң илаһлирини издигән еди, Худа уларни Йоашниң қолиға чүшсун дәп әнә шундақ орунлаштурған еди.
21Шуниң билән Исраил падишаһи Йоаш җәңгә атлинип чиқти; икки тәрәп, йәни у Йәһуда падишаһи Амазия билән Бәйт-Шәмәштә, җәң мәйданида йүз туранә учрашти.
22Йәһуданиң адәмлири Исраилниң адәмлири тәрипидин тирипирән қилинип, һәр бири өз өйигә қечип кәтти.
23Исраил падишаһи Йоаш Бәйт-Шәмәштә Йәһоаһазниң нәвриси, Йоашниң оғли Йәһуда падишаһи Амазияни әсир қилип Йерусалимға елип барди; вә у Йерусалимниң сепилиниң Әфраим дәрвазисидин тартип бүҗәк дәрвазисиғичә болған төрт йүз гәзлик бир бөлигини өрүвәтти.
24У Худаниң өйидә, Обәд- Едом мәсул болуп сақлаватқан вә падишаһниң ордисидики ғәзнидин тепилған барлиқ алтун-күмүч, қача-қучиларни буливалди вә кепиллик сүпитидә бир нәччә тутқунни елип Самарийәгә йенип кәтти.
25Исраил падишаһи Йәһоаһазниң оғли Йоаш өлгәндин кейин, Йоашниң оғли, Йәһуданиң падишаһи Амазия он бәш жил өмүр көрди.
26Амазияниң қалған әмәллири болса, мана уларниң һәммиси баштин ахириғичә «Йәһуда вә Исраил падишаһлириниң тарихнамиси»да пүтүлгән әмәсмиди?
27Амазия Пәрвәрдигардин ваз кәчкәндин башлапла Йерусалимда бәзиләр уни қәстләшкә киришкән еди; шуниң билән у Лақиш шәһиригә қечип кәтти; лекин қәстлигүчиләр кәйнидин Лақишқа адәм әвәтип, у йәрдә уни өлтүрди.
28Андин улар уни атларға артип Йерусалимға елип барди. У Йерусалимда ата-бовилириниң арисида «Йәһуданиң шәһири»дә дәпнә қилинди.