Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тарих-тәзкирә «2»

Тарих-тәзкирә «2» 21

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Йәһошафат ата-бовилири арисида ухлиди вә «Давут шәһири»дә дәпнә қилинди; оғли Йәһорам униң орниға падишаһ болди.
2Йәһорамниң бир нәччә иниси, йәни Йәһошафатниң Азария, Йәһийәл, Зәкәрия, Азарияһу, Микаил вә Шәфатия дегән оғуллири бар еди; уларниң һәммиси Исраил падишаһи Йәһошафатниң оғуллири еди.
3Уларниң атиси уларға нурғун алтун, күмүч вә қиммәтлик буюмларни, шундақла Йәһуда зиминидики бир қанчә қорғанлиқ шәһәрни соға қилди; пәқәт падишаһлиқни болса, Йәһорам чоң оғли болғачқа, униңға бәрди.
4Йәһорам атисиниң падишаһлиқ тәхтигә чиқип һоқуқини мустәһкәмлиди. Андин у барлиқ инилирини, шундақла Йәһудадики бир қанчә әмәлдарларни қиличлап қәтл қилди.
5Йәһорам тәхткә олтарғинида оттуз икки яшта еди; у Йерусалимда сәккиз жил сәлтәнәт қилди.
6У Аһаб җәмәтидикиләргә охшаш, Исраилниң падишаһлири маңған йолда маңди, чүнки у Аһабниң қизини әмригә алған еди; у Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.
7Бирақ Пәрвәрдигар Давут билән түзгән әһдиси сәвәплик, Давутқа вә униң әвлатлириға мәңгү өчмәйдиған бир чирақ қалдурай дәп, вәдә қилғини бойичә Давутниң җәмәтини йоқ қилип ташлашни халимиди.
8Йәһорамниң сәлтәнитидики күнләрдә Едомлар Йәһудадин айрилип чиқип, өз алдиға өзлиригә һөкүмранлиқ қилидиған бир падишаһ тиклиди.
9Йәһорам, сәрдарлири вә барлиқ җәң һарвулири Иордан дәриясидин өтүп, кечидә қозғилип чиқип, өзлирини қоршивалған Едомийларға вә җәң һарвуси сәрдарлириға һуҗум қилип ғалип кәлди.
10Һалбуки, Едомийлар шуниңдин етиварән Йәһудаға қарши чиқип, таки бүгүнгә қәдәр Йәһуданиң һөкүмранлиғидин айрилип турди. Йәһорам ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарни ташлиғини үчүн Либнаһлиқларму шу чағда униңға қарши чиқип униң қолидин айрилип чиқти.
11Униң үстигә, Йәһорам йәнә Йәһуданиң тағлирида «жуқури җайлар»ни яситип, Йерусалимда туруватқанларни бузуқчилиққа путлаштурди, Йәһудаларниму шундақ аздурди.
12Шу вақитларда Илияс пәйғәмбәр тәрипидин йезилған бир мәктуп Йәһорамға тәгди, униңда мундақ дейилди: «Сениң боваң Давутниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Сән атаң Йәһошафатниң йоллирида маңмай, шуниңдәк Йәһуда падишаһи Асаниңму йоллирини тутмай,
13бәлки Исраил падишаһлириниң йоллирида меңип, Йәһудаларни вә Йерусалимда туруватқанларни худди Аһаб җәмәтидикиләр бузуқчилиқлар қилғандәк бузуқчилиқларға путлаштурғанлиғиң үчүн, шундақла атаңниң җәмәтидикиләрни, йәни өзүңдин яхши болған инилириңни қәтл қилғиниң үчүн,
14Пәрвәрдигар сениң хәлқиңни, хотун бала-җақилириңни вә барлиқ мал-мүлкүңгә аламәт зор зәрб билән уриду.
15У сениму еғир вабалар билән уруп, үчәй-бағриңни еғир кесәлгә муптила қилидуки, кесилиң күндин күнгә еғирлишип, үчәйлириң еқип чиқиду»» дейилгән еди.
16Кейинки вақитларда Пәрвәрдигар Филистийләрниң вә Ефиопийләрниң йенидики Әрәбләрниң роһини Йәһорамға қарши қозғатти.
17Шуниң билән улар Йәһуда зиминиға зәрб қилип бесип өтти вә падишаһ ордисидики барлиқ мал-мүлүкни булаң-талаң қилип, оғуллири билән хотунлирини тутқун қилип елип кәтти; улар кәнҗи оғли Йәһоаһаздин бөләк оғуллиридин бириниму қалдурмиди.
18Бу вақиәдин кейин Пәрвәрдигар Йәһорамни уруп, үчәйлирини сақаймас еғир кесәлгә гириптар қилди.

19Вә шундақ болдики, униң кесили күндин-күнгә еғирлишип, икки жил вақит өтүшкә аз қалғанда, кесәллик түпәйлидин үчәйлири тешилип чүшти, у толиму азаплинип өлди; униң хәлқи ата-бовилирини иззәтләп уларға хушбуй яққандәк, униңға һеч қандақ хушбуй йеқип олтармиди.
20Йәһорам тәхткә чиққан чеғида оттуз икки яшта еди; у Йерусалимда сәккиз жил сәлтәнәт қилди вә у дуниядин кәткәндә һеч ким униңға қайғу-һәсрәт чәкмиди. Халайиқ уни «Давут шәһири»гә дәпнә қилди, лекин падишаһлар қәбирстанлиғиға дәпнә қилмиди.