1Әтиси таң етиши биләнла, баш каһинлар ақсақаллар, Тәврат устазлири вә пүткүл алий кеңәшмидикиләр билән мәслиһәтлишип, Әйсани бағлап апирип, валий Пилатусқа тапшуруп бәрди.
2Пилатус униңдин: — Сән Йәһудийларниң падишаһиму? — дәп сориди. У җавапән: — Ейтқиниңдәк, — деди.
3Баш каһинлар униң үстидин қайта-қайтидин әрз-шикайәтләрни қилишти.
4Пилатус униңдин йәнә: — Җавап бәрмәмсән? Қара, улар үстүңдин шунчивала шикайәт қиливатиду!? — дәп сориди.
5Бирақ Әйса йәнила һеч җавап бәрмиди; Пилатус буниңға интайин һәйран қалди.
6Һәр қетимлиқ өтүп кетиш һейтида, халайиқ қайсибир мәһбусни тәләп қилса, валий уни қоюп берәтти.
7Әйни вақитта, зинданда Бараббас исимлиқ бир мәһбус бар еди. У өзи билән биллә топилаң көтәргән һәмдә топилаңда қатиллиқ қилған нәччәйлән билән тәң соланған еди.
8Халайиқ чуқан-сүрән селип валийдин бурун һемишә уларға қилғинидәк йәнә шундақ қилишини тиләшти.
9Пилатус уларға: — Силәр Йәһудийларниң падишаһини қоюп беришимни халамсиләр? — деди
10(чүнки у баш каһинларниң һәсәтхорлуғи түпәйлидин уни тутуп бәргәнлигини биләтти).
11Лекин баш каһинлар халайиқни: «Буниң орниға, Бараббасни қоюп бәр» дәп тәләп қилишқа күшкүртти.
12Пилатус җавапән улардин йәнә: — Ундақ болса, силәр «Йәһудийларниң падишаһи» дәп атиған кишини қандақ бир тәрәп қил дәватисиләр? — деди.
13— Улар йәнә авазини көтирип: — Уни крестлигин! — дәп вақиришатти.
14Пилатус уларға: — Немишкә? У немә рәзиллик өткүзүпту? — деди. Бирақ улар техиму ғалҗирлишип: — Уни крестлигин! — дәп вақирашти.
15Шуңа Пилатус, халайиқни рази қилмақчи болуп, Бараббасни уларға чиқирип бәрди. Әйсани болса қамчилатқандин кейин, крестләш үчүн ләшкәрлиригә тапшурди.
16Андин ләшкәрләр Әйсани валий ордисидики сәйнаға елип кирип, пүтүн ләшкәрләр топини бу йәргә җәм болушқа чақирди.
17Улар униң учисиға сөсүн рәңлик тон кийдүрүшти, андин улар тикәнлик шахчилардин тоқуған бир таҗни бешиға кийгүзди.
18Андин уни мубарәкләп: «Яшиғайла, и Йәһудийларниң падишаһи!» дейишти.
19Андин бешиға қомуш билән һәдәп уруп, униңға қарап түкүрүшти вә униң алдида тиз пүкүп, сәҗдә қилишти.
20Улар уни шундақ мазақ қилғандин кейин, униңдин сөсүн тонни салдуруветип, учисиға өз кийимлирини кийдүрди; андин улар уни крестләш үчүн елип чиқишти.
21Курини шәһиридин болған, Симон исимлиқ бир киши йезидин келип, у йәрдин өтүп кетивататти (бу киши Искәндәр билән Руфусниң атиси еди). Ләшкәрләр уни тутуп келип, Әйсаниң крестини униңға мәҗбурий көтәргүзди.
22Улар Әйсани Голгота (тәрҗимиси, «баш сүйәк») дегән йәргә елип кәлди;
23андин улар униңға ичиш үчүн мурмәкки арилаштурулған аччиқ шарап бәрди; лекин у уни қобул қилмиди.
24Улар уни крестлигәндин кейин, кийимлирини өз ара бөлүшүвелиш үчүн, һәр қайсисиниң үлүшини бекитишкә һәр бир кийимниң үстигә чәк ташлиди.
25Уни крестлигән вақит күнниң үчинчи саити еди.
26Уни әйиплигән шикайәтнамидә «Йәһудийларниң падишаһи» дәп пүтүлгән еди.
27Улар униң билән тәң икки қарақчиниму крестлиди, бири оң тәрипидә, йәнә бири сол тәрипидә еди.
28Шундақ қилип, муқәддәс язмилардики: «У җинайәтчиләрниң қатарида саналди» дегән сөз әмәлгә ашурулди.
29У йәрдин өткәнләр башлирини чайқишип, уни һақарәтләп: — Уһуй, сән ибадәтханини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайтидин ясап чиқидиған адәм,
30әнди өзүңни қутқузуп кресттин чүшүп баққина! — дейишти.
31Баш каһинлар билән Тәврат устазлириму өз ара шундақ мәсқирә қилип: — У башқиларни қутқузуптикән, өзини қутқузалмайду.
32Исраилниң падишаһи болған Мәсиһ әнди кресттин чүшүп бақсунчу, шуни көрсәкла униңға етиқат қилимиз! — дейишти. Униң билән тәң крестләнгәнләрму уни шундақ һақарәтләшти.
33Әнди күнниң алтинчи саити кәлгәндә, пүткүл зиминни қараңғулуқ қаплиди вә тоққузинчи саитигичә давам қилди.
34Тоққузинчи сааттә Әйса жуқури аваз билән: «Елои, Елои, лама шавақтани?», мәниси: — «Худайим, Худайим, мени немишкә ташливәттиң?» дәп қаттиқ нида қилди.
35У йәрдә туруватқанларниң бәзилири буни аңлап: — Мана, у Иляс пәйғәмбәргә нида қиливатиду, — дейишти.
36Улардин бирәйлән жүгүрүп берип, бир парчә булутни аччиқ шарапқа чилап, қомушниң учиға селип униңға ичкүзүп: — Тохтап туруңлар! Қарап бақайли, иляс пәйғәмбәр уни чүшүргили келәрмекин? — деди.
37Әйса қаттиқ вақириди-дә, роһини қоювәтти.
38Вә шу әснада ибадәтханиниң ичкири пәрдиси жуқуридин төвәнгә икки парчә бөлүп житилди.
39Әнди униң удулида турған йүз беши униң қандақ нида қилип роһини қоювәткәнлигини көрүп: — Бу адәм һәқиқәтән Худаниң оғли екән! — деди.
40У йәрдә йәнә бу ишларға жирақтин қарап туруватқан бир нәччә аялларму бар еди. Уларниң арисида Магдаллиқ Мәрйәм, кичик Яқуп билән Йосәниң аниси Мәрйәм вә Саломилар бар еди.
41Улар әслидә Әйса Галилийә өлкисидә турған вақитта униңға әгишип, униң хизмитидә болғанлар еди; булардин башқа униң билән Йерусалимға биргә кәлгән йәнә нурғун аялларму униң әһвалиға қарап туратти.
42Кәчқурун кирип қалғанда («тәйярлаш күни», йәни шабат күниниң алдинқи күни болғачқа),
43алий кеңәшминиң толиму мөтивәр әзаси, Ариматиялиқ Йүсүп бар еди. Уму Худаниң падишаһлиғини күтүватқан болуп, җүръәт қилип валий Пилатусниң алдиға кирип, униңдин Әйсаниң җәситини беришни тәләп қилди.
44Пилатус Әйсаниң аллиқачан өлгәнлигигә һәйран болди; у йүз бешини чақирип, униңдин Әйсаниң өлгинигә хелә вақит болдиму, дәп сориди.
45Йүз бешидин әһвални уққандин кейин, Йүсүпкә җәсәтни бәрди.
46Йүсүп есил канап рәхт сетивелип, җәсәтни кресттин чүшүрүп канап рәхттә кепәнлиди вә уни қияда оюлған бир қәбиргә қойди; андин қәбирниң ағзиға бир ташни домилитип қойди.
47Вә Магдаллиқ Мәрйәм билән Йосәниң аниси Мәрйәм униң қоюлған йерини көрүвалди.