Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Маркус

Маркус 4

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1У йәнә деңиз бойида хәлиққә тәлим беришкә башлиди. Униң әтрапиға зор бир топ адәмләр олишивалғачқа, у бир кемигә чиқип деңизда олтарди; пүткүл халайиқ болса деңиз қирғиқида турушатти.
2У уларға тәмсил билән нурғун ишларни үгәтти. У тәлим берип мундақ деди:
3— Қулақ селиңлар! Уруқ чачқучи уруқ чачқили етизға чиқипту.
4Уруқ чачқанда уруқлардин бәзилири чиғир йол бойиға чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту.
5Бәзилири туприғи аз ташлиқ йәргә чүшүпту. Тописи чоңқур болмиғанлиқтин, тезла үнүп чиқипту,
6лекин күн чиқиш биләнла аптапта көйүп, йилтизи болмиғачқа қуруп кетипту.
7Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни боғувелип, улар һеч һосул бәрмәпту.
8Бәзилири болса, яхши тупраққа чүшүпту. Улар өсүп көпийип чоң болғанда һосул берипту. Уларниң бәзилири оттуз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири йүз һәссә һосул берипту.
9— Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун! — деди у.
10У униң әтрапидикиләр һәм он иккилән билән ялғуз қалғанда, улар униңдин тәмсилләр тоғрилиқ сорашти.   
11У уларға мундақ деди: — Худаниң падишаһлиғиниң сирини билишкә силәр несип болдуңлар. Лекин сирттикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду;   
12буниң билән: «Улар қарашни қарайду, бирақ көрмәйду; Аңлашни аңлайду, бирақ чүшәнмәйду; Шундақ болмисиди, улар йолидин яндурулуши билән, Кәчүрүм қилинатти» дегән сөз әмәлгә ашурулиду.  
13Андин у уларға: — Силәр мошу тәмсилниму чүшәнмидиңларму? Ундақта, қандақму башқа һәр хил тәмсилләрни чүшинәләйсиләр? — деди.
14Уруқ чачқучи сөз-калам чачиду.
15Үстигә сөз-калам чечилған чиғир йол бойи шундақ адәмләрни көрсәткәнки, улар сөз-каламни аңлиған һаман Шәйтан дәрһал келип уларниң қәлбигә чечилған сөз-каламни елип кетиду.
16Буниңға охшаш, ташлиқ йәрләргә чечилған уруқлар болса, сөз-каламни аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилғанларни көрситиду.
17Һалбуки, қәлбидә һеч йилтиз болмиғачқа, пәқәт вақитлиқ туриду; сөз-каламниң вәҗидин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриғанда, улар шуан йолдин чәтнәп кетиду.
18Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ бәзи адәмләрни көрсәткәнки, бу адәмләр сөз-каламни аңлиғини билән,

19лекин көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқларниң езиқтуруши вә башқа нәрсиләргә болған һәвәсләр киривелип, сөз-каламни боғуветиду-дә, у һеч һосул чиқармайду.
20Лекин яхши тупраққа чечилған уруқлар болса — сөз-каламни аңлиши билән уни қобул қилған адәмләрни көрситиду. Бундақ адәмләр һосул бериду, бириси оттуз һәссә, бириси атмиш һәссә, йәнә бириси йүз һәссә һосул бериду.
21У уларға йәнә мундақ деди: — Чирақ севәт яки кариват астиға қоюлуш үчүн кәлтүрүләмду? У чирақданниң үстигә қоюлуш үчүн кәлтүрүлмәмду?   
22Чүнки йошурулған һеч қандақ иш ашкариланмай қалмайду, шуниңдәк һәр қандақ мәхпий иш йүз бәргәндин кейин аян болмай қалмайду.
23Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун!
24Аңлиғанлириңларға көңүл бөлүңлар! Чүнки силәр башқиларға қандақ өлчәм билән өлчисәңлар, силәргиму шундақ өлчәм билән өлчәп берилиду, һәтта униңдинму көп қошуп берилиду.   
25Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду.  
26У йәнә мундақ деди: — Худаниң падишаһлиғи йәнә бирисиниң тупраққа уруқ чачқиниға охшайду:
27у ухлайду, орундин туриду, кечә-күндүзләр өтүверип, уруқ бих уруп өсиду. Лекин чачқучи қандақ йол билән өсидиғанлиғини билмәйду.
28Тупрақ өзлүгидин һосул бериду; уруқ авал бих уриду, кейин баш чиқириду, ахирда башақлар толуқ дан тутиду.
29Дан пишқанда, чачқучи дәрһал оғақ салиду, чүнки һосул вақти кәлгән болиду.
30У йәнә мундақ деди: — Худаниң падишаһлиғини немигә охшитимиз? Яки қандақ бир тәмсил билән сүрәтләп берәләймиз?
31У гоя бир тал қича уруғиға охшайду. У йәргә терилғанда, гәрчә йәр йүзидики барлиқ уруқларниң ичидә әң кичиги болсиму,
32терилғандин кейин, һәр қандақ зираәттин егиз өсүп шундақ чоң шахлайдуки, асмандики қушларму униң сайисигә қониду.
33У шуниңға охшаш халайиқ аңлап чүшинәлигидәк нурғун тәмсилләр билән сөз-каламни йәткүзди.
34Лекин тәмсил кәлтүрмәй туруп уларға һеч қандақ сөз қилмайтти. Лекин өз мухлислири билән ялғуз қалғинида, уларға һәммини чүшәндүрүп берәтти.
35Шу күни кәч киргәндә, у уларға: — Деңизниң у қетиға өтәйли, — деди.
36Улар халайиқни йолға селивәткәндин кейин, уни кемидә олтарған пети елип жүрүп кетишти. Улар билән биллә маңған башқа кемиләрму бар еди.

37Вә мана, әшәддий қара қуюн чиқип кәтти; шуниң билән долқунлар кемини уруп, су һалқип кирип, кемигә тошай дәп қалған еди.
38Лекин у кеминиң аяқ тәрипидә ястуққа баш қоюп уйқиға кәткән еди. Улар уни ойғитип: — И устаз, һалак болуватқинимизға кариң йоқму? — деди.
39У орнидин туруп, боранға тәнбиһ берип, деңизға: «Тиничлан! Җим бол!» девиди, боран тохтап, чоңқур бир җим-җитлиқ һөкүм сүрди.
40— Немишкә шунчә қорқисиләр? Силәрдә қандақсигә техичә ишәш болмайду? — деди у уларға.
41Уларни интайин зор бир қорқунуч басти, улар бир-биригә: — Бу адәм зади кимду? Һәтта шамал вә деңизму униңға итаәт қилидикән-һә! — дәп кетишти.