Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Маркус

Маркус 6

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1У у йәрдин кетип, өз жутиға кәлди. Униң мухлислириму униңға әгишип барди.
2Шабат күни кәлгәндә, у синагогда тәлим беришкә киришти. Тәлимини аңлиғанлардин көп адәм интайин һәйран болушуп: — Бу адәм буларға нәдин еришкәнду? Униңға мушундақ даналиқ қандақ берилгән? Униң қолида мушундақ мөҗизиләр қандақ яритилидиғанду?
3У һелиқи яғаччи әмәсму, Мәрйәмниң оғли, шундақла Яқуп, Йосә, Йәһуда вә Симонларниң акисиғу? Униң сиңиллириму бу йәрдә аримизда туруватмамду? — дейишти. Шуниң билән улар униңға һәсәт-бизарлиқ билән қариди.  
4Шуниң билән Әйса уларға: — Һәр қандақ пәйғәмбәр башқа йәрләрдә һөрмәтсиз қалмайду, пәқәт өз жути, өз уруқ-туққанлири арисида вә өз өйидә һөрмәткә сазавәр болмайду, — деди.
5Шуниң билән қоллирини бир қанчә бимарниң үстигә тәккүзүп, уларни сақайтқандин башқа, шу йәрдә у һеч қандақ мөҗизә яриталмиди.
6Вә у уларниң иман-ишәшсизлигидин һәйран қалди.
7Андин у әтраптики йеза-кәнтләрни айлинип тәлим бәрди. У он иккиләнни йениға чақирди вә хәлиқ арисиға икки-иккидин әвәтишкә башлиди. У уларға напак роһларни һайдаш һоқуқини бәрди;  
8вә уларға: — Сәпәрдә йениңларға һасидин башқа нәрсә еливалмаңлар, нә хурҗун нә нан еливалмаңлар, бәлваққа пулму салмаңлар,
9путуңларға кәшләрни кийиңлар, бирақ икки йәктәк кийивалмаңлар, — дәп тапилиди.   
10У йәнә: — Бир жутқа барғиниңларда, кимниң өйигә қобул қилинип кирсәңлар, у жуттин кәткичә шу өйдила туруңлар.
11Қайси йәрдикиләр силәрни қобул қилмиса, шундақла сөзүңларни аңлимиса, у йәрдин кәткиниңларда, уларға агаһ-гува болсун үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар! — деди.  
12Шуниң билән улар йолға чиқип, кишиләрни гуналириға товва қилишқа җар селип үндиди.
13Улар нурғун җинларни һайдиди, нурғун бимарларни зәйтун мейи билән мәсиһ қилип сақайтти.  
14Униң нами мәшһур болғачқа, Һерод падишаһ униң һәққидә аңлап: «Бу адәм чоқум өлүмдин тирилгән Чөмүлдүргүчи Йәһядур. Шуниң үчүн мошу алаһидә қудрәтләр униңда күчини көрситиду» дәйтти.   
15Башқилар: «У Иляс пәйғәмбәр» десә, йәнә бәзиләр: «Бурунқи пәйғәмбәрләрдәк бир пәйғәмбәр болса керәк» дейишәтти.
16Бирақ буларни аңлиған Һерод: — Мән каллисини алған Йәһяниң өзи шу — у өлүмдин тирилипту! — деди.
17Һеродниң бундақ дейишиниң сәвәви, у өгәй акиси Филипниң аяли Һеродийәниң вәҗидин адәм әвәтип Йәһяни тутуп, зинданға ташлиған еди. Чүнки у шу аял билән никаһланған еди; Йәһя Һеродқа тәнбиһ берип: «Акаңниң аялини тартивелишиң Тәврат қануниға хилап» дәп қайта-қайта дегән еди.  
19Шуниң үчүн Һеродийә Йәһяға адавәт сақлайтти; уни өлтүрмәкчи болған болсиму, лекин шундақ қилалмайтти.

20Чүнки Һерод Йәһяни диянәтлик вә муқәддәс адәм дәп билип, униңдин қорқатти, шуңлашқа уни қоғдайтти; у униң сөзлирини аңлиған чағлирида алақзадә болуп кетәтти, лекин йәнила сөзлирини аңлашқа амрақ еди.  
21Амма Һеродийә күткән пәйт ахир йетип кәлди; Һерод туғулған күнидә өз әмәлдарлири, миң бешилири вә Галилийә өлкисидики катта әрбабларни зияпәт билән күтүвалди;
22һелиқи Һеродийәниң қизи сорунға чүшүп уссул ойнап бәрди. Бу Һерод вә һәмдәстихан болғанларға бәкму ярап кәтти. Падишаһ қизға: — Мәндин немә тәләп қилсаң, шуни беримән, — деди.
23Андин у қәсәм қилип йәнә: — Мәндин немә тәләп қилсаң, һәтта падишаһлиғимниң йеримини десәңму шуни беримән, — деди.
24Қиз сиртқа чиқип, анисидин: — Немә тәләп қилай? — дәп соривиди, аниси: — Чөмүлдүргүчи Йәһяниң каллисини тәләп қил, — деди.
25Қиз дәрһал падишаһниң алдиға алдирап кирип: — Чөмүлдүргүчи Йәһяниң каллисини һазирла бир тәхсигә қоюп әкилишлирини халаймән, — деди.
26Падишаһ буниңға наһайити һәсрәт чәккән болсиму, қәсәмлири түпәйлидин вә дәстиханда олтарғанлар вәҗидин, униңға бәргән сөзидин янғуси кәлмиди.
27Шуңа падишаһ дәрһал бир җаллат әвәтип, униң каллисини елип келишни әмир қилди. Җаллат зинданға берип Йәһяниң каллисини елип,   
28уни бир тәхсигә қоюп, қизниң алдиға елип келип униңға бәрди. Қиз уни анисиға тапшурди.
29Бу ишни аңлиған Йәһяниң мухлислири келип, җәсәтни елип кетип бир қәбиргә қойди.
30Қайтип кәлгән расуллар Әйсаниң йениға жиғилди, немә қилғанлири һәм немә тәлим бәргәнлирини униңға мәлум қилишти.
31Келип-кетиватқанлар наһайити көплигидин уларға тамақлинишқиму вақит чиқмиди. Шуңа у уларға: — Жүрүңлар, мән билән хилвәт бир җайға берип, бирдәм арам елиңлар, — деди.
32Буниң билән улар кемигә чүшүп, хилвәт бир чөл йәргә қарап маңди.
33Бирақ нурғун кишиләр уларниң кетиватқанлиғини байқап, уларни тонувеливиди, әтраптики барлиқ шәһәрләрдин пиядә йолға чиқип, жүгүрүп, улардин бурун у йәргә берип жиғилишти.
34Әйса кемидин чүшүп, зор бир топ адәмни көрүп, уларниң падичисиз қой падисидәк болғанлиғиға ич ағритти. Шуңа у уларға көп ишларни үгитишкә башлиди.
35Кәч кирип қалғанда, мухлислири униң йениға келип: — Бу чөл бир җай екән, кәч кирип кәтти.
36Халайиқни йолға селивәткән болсаң, улар әтраптики кәнт-қишлақларға берип, өзлиригә нан сетивалсун; чүнки уларда йегидәк нәрсә йоқ, — деди.
37Лекин у уларға җавапән: — Уларға өзүңлар озуқ бериңлар, — деди. Мухлислар униңдин: — Икки йүз күмүч динарға уларға нан әкелип уларни озуқландурамдуқ? — дәп сориди.

38Әйса уларға: — Қанчә нениңлар бар? Берип қарап беқиңлар, — деди. Улар қарап баққандин кейин: — Бәши бар екән, йәнә икки белиқму бар екән, — дейишти.
39У уларға кишиләрни топ-топ қилип йешил чимәндә олтарғузушни буйруди.
40Халайиқ йүздин, әлликтин сәп-сәп болуп олтиришти.
41У бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға тәшәккүр-мәдһийә ейтти, андин нанларни уштуп, көпчиликкә тутуп бериш үчүн мухлислириға берип туратти; икки белиқниму һәммәйләнгә тарқитип бәрди.
42Һәммәйлән йәп тоюнди.
43Мухлислар ешип қалған нан вә белиқ парчилирини лиқ он икки севәткә теривалди.
44Нанларни йегән әрләрниң санила бәш миңчә еди.
45Бу иштин кейинла, у мухлислириға өзүм бу халайиқни йолға селиветимән, аңғичә силәр кемигә олтирип, деңизниң қарши қирғиқидики Бәйт-Саида йезисиға өтүп туруңлар, дәп буйруди.   
46Уларни йолға селивәткәндин кейин, у дуа-тилавәт қилиш үчүн таққа чиқти.
47Кәч киргәндә, кемә деңизниң оттурисиға йәткән еди, у өзи ялғуз қуруқлуқта еди.
48У мухлислириниң палақни күчәп уруватқанлиғини көрди; чүнки шамал тәтүр йөнилиштә чиққан еди. Кечә төртинчи җесәк вақтида, у деңизниң үстидә меңип, мухлислири тәрәпкә кәлди вә уларниң йенидин өтүп кетидиғандәк қилатти.
49Лекин улар униң деңизниң үстидә меңип келиватқанлиғини көрүп, уни алвасти охшайду, дәп ойлап чуқан селишти.
50Чүнки уларниң һәммиси уни көрүп сарасимиға чүшти. Лекин у дәрһал уларға: — Жүрәклик болуңлар, бу мән, қорқмаңлар! — деди.
51У кемигә, уларниң йениға чиққандила, шамал тохтиди. Улар буниңдин һошидин кәткидәк дәриҗидә қаттиқ һәйран қелишип, немини ойлашни билмәйтти;
52чүнки улар нан бериш мөҗизисини техичә чүшәнмигән еди, уларниң қәлби бихуд һаләттә туратти.
53Улар деңизниң қарши тәрипигә өтүп, Гиннисарәт дегән жутта қуруқлуққа чиқип, кемини бағлап қойди.
54Улар кемидин чүшүши биләнла, халайиқ уни дәрһал тонувелип,
55әтраптики һәммә җайларға жүгүрүшүп барди вә «У паланчи йәргә чүшүпту» дәп аңлиши биләнла, бимарларни зәмбилгә селип, шу йәргә униң алдиға елип беришти.

56У мәйли йеза, мәйли шәһәр яки қишлақларға барсун, хәлиқ ағриқларни базарларға елип чиқип ятқузатти; улар униңдин ағриқлар һеч болмиғанда сениң йепинчаңниң пешигә болсиму қолини тәккүзүвалсақ дәп өтүнди. Униңға қолини тәккүзгәнләрниң һәммиси сақайди.