Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Маркус

Маркус 16

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шабат күни өтүши биләнла, Магдаллиқ Мәрйәм, Яқупниң аниси Мәрйәм вә Саломилар берип Әйсаниң җәситигә сүрүш үчүн хушпурақлиқ буюмларни сетивалди.  
2Һәптиниң биринчи күни улар бәк балдур, таң сәһәрдә орнидин туруп, күн чиқиши билән қәбиргә барди.
3Улар өз ара: «Бизгә қәбирниң ағзидики ташни ким домилитишип берәр?» дейишти.
4Лекин улар башлирини көтирип қаривиди, ташниң бир янға домилитиветилгинини көрди — әслидә у таш наһайити йоған еди.
5Улар қәбиргә киргәндә, оң тәрәптә олтарған, ақ тон кийгән, яш бир адәмни көрди, вә қаттиқ дәккә-дүккигә чүшти.
6Лекин у уларға: — Дәккә-дүккигә чүшмәңлар. Силәр крестләнгүчи Насарәтлик Әйсани издәватисиләр. У тирилди, у бу йәрдә әмәс. Мана улар уни қойған җай!
7Лекин бериңлар, униң мухлислириға вә Петрусқа: «У Галилийәгә силәрдин авал баридикән; у силәргә ейтқинидәк, силәр уни шу йәрдә көридикәнсиләр» дәңлар, — деди.  
8Улар қәбирдин чиқипла бәдәр қачти. Уларни титрәк бесип һошини йоқитай дегән еди; бәк қорқуп кәткәчкә, һеч кимгә һечнимини ейтмиди.  
9Әйса һәптиниң биринчи күни таң сәһәрдә тирилгәндин кейин, авал Магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнди. У әслидә униңдин йәттә җинни һайдивәткән еди.   
10Мәрйәм чиқип, матәм тутуп жиғлишип турған, бурун униң билән биллә болғанларға хәвәр бәрди.
11Униң тирик екәнлигини вә Мәрйәмгә көрүнгәнлигини аңлиғанда, улар ишәнмиди.
12Бу ишлардин кейин, у уларниң ичидики йезиға кетиватқан иккиләнгә башқа сияқта көрүнди.
13Буларму қалғанларниң йениға қайтип, уларға хәвәр қилған болсиму, лекин улар буларғиму ишәнмиди.
14Андин он бирәйлән дәстиханда олтирип ғизалиниватқанда, у уларға көрүнди вә уларниң етиқатсизлиғи вә таш жүрәклиги үчүн уларни тәнбиһ берип әйиплиди; чүнки улар өзиниң тирилгинини көргәнләргә ишәнмигән еди.
15У уларға мундақ деди: — Пүткүл җаһанға берип, яритилғучиларниң һәр биригә хуш хәвәрни җакалаңлар.
16Етиқат қилип, чөмүлдүрүшни қобул қилғанлар қутқузулиду. Етиқат қилмиғанлар болса гунаға бекитилиду.
17Етиқат қилғанларниң излириға мушундақ мөҗизилик аламәтләр әгишип һәмраһ болиду: — улар Мениң намим билән җинларни һайдиветиду; улар йеңи тилларда сөзләйду,   
18улар иланларни қоллирида тутиду, һәр қандақ зәһәрлик нәрсини ичсиму, уларға зәрәр йәткүзмәйду; қоллирини бимарларға тәккүзүп қойса, кесәллири сақийип кетиду.  

19Шуңа Рәб уларға бу сөзләрни қилип болғандин кейин, асманға көтирилди, Худаниң оң йенида олтарди.   
20Мухлислар чиқип, һәр йәргә берип хуш хәвәрни җакалап жүрди. Рәб улар билән тәң ишләп, сөз-каламиға һәмраһ болуп әгәшкән мөҗизилик аламәтләр билән униңға испат бәрди.