1Мана, Пәрвәрдигар йәр йүзини бәрбат, вәйран қилип, Уни астин-үстин қиливетип, Униңда туруватқанларни тәрәп-тәрәпкә тарқитиду;
2Шу вақитта шундақ болидуки, Хәлиқләр қандақ болса, каһин шундақ болиду; Қул қандақ болса, ғоҗайини шундақ болиду; Дедәк қандақ болса, аял ғоҗайини шундақ болиду; Сетивалғучи қандақ болса, сетивәткүчи шундақ болиду; Өтнә алғучи қандақ болса, өтнә бәргүчи шундақ болиду; Өсүм алғучи қандақ болса, өсүм бәргүчи шундақ болиду.
3Йәр йүзи пүтүнләй бәрбат қилиниду, Пүтүнләй булаң-талаң қилиниду; Чүнки Пәрвәрдигар мошу сөзни қилди.
4Йәр йүзи матәм тутиду, у зәиплишиду, Җаһан һалсизлинип зәиплишиду, Йәр йүзидики бәг-төриләрму һалидин кетиду.
5Йәр-зимин өзидә туруватқанлар тәрипидин булғиниду; Чүнки улар көрсәтмә-қанундин чәтлигән; Тәбиәтниң қанунийәт-тәртивини өзгәртивәткән, Мәңгүлүк әһдиниму йоққа чиқиривәткән.
6Шуңа ләнәт йәр йүзини жутувалиду, Униңда туруватқанлар «гунайи бар» дәп һесаплиниду, Шуңа йәр йүзидикиләр жутувелиниду, Инсанлар аз қалиду.
7Йеңи шарап түгәй дәп қалди, Үзүм таллири болса солишип кетиду; Кәйпликтин көңли хуш адәмләрму уһ тартишиду;
8Дапларниң шох садалири тохтайду, Көңүл ечиватқанларниң вараң-чуруңлириму түгәйду, Чилтарниң шатлиқ муңлириму тохтайду.
9Шарап ичкәнләрниңму нахшиси йоқайду; Һарақ ичкәнләргә һарақ аччиқ туюлиду.
10Тәртипсиз, мәнисиз шәһәр бузулиду; Һеч ким кирмисун дәп һәммә өйләр етилиду;
11Кочиларда шарап үчүн налә-пәряд көтирилиду; Бар шат-хурамлиқ түтәккә айлиниду; Йәр-зиминдики шатлиқ йоқайду.
12Шәһәрдә пәқәт вәйранчилиқла қалиду, Дәрваза болса чеқилған, Һәммиси — харап болиду!
13Чүнки хәлиқ-милләтләрниң арисида, Йәр-җаһанниң оттурисида шундақ болидуки, Зәйтун дәриғини қаққандин кейин қеп қалған зәйтунлардәк, Үзүм һосулини жиғивалғандин кейин тәргидәк бир нәччила үзүм қалғандәк, бир қалдиси қалдурулиду.
14Қалдилар болса авазлирини жуқури көтириду; Пәрвәрдигарниң һәйвисигә қарап тәнтәнә қилиду; Улар деңиз тәрәптин сүрән салиду.
15Шуңа Пәрвәрдигарни шәриқтиму, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намини ғәриптики жирақ араллардиму улуқлаңлар;
16Җаһанниң чәт-чәтлиридин биз нахшиларни аңлидуқ: — «Һәққаний Болғучиға шан-шәрәп болсун!» Бирақ мән шундақ дедим: — «Аһ, мениң ядаңғулуғум! Мениң ядаңғулуғум! Һалимға вай! Чүнки хаинлар хаинлиқ қиливатиду; Бәрһәқ, хаинлар номуссизларчә хаинлиқ қиливатиду!
17И йәр йүзидә туруватқан инсанлар! Вәһимә, ора вә қапқан бешиңға чүшиду;
18Вә шундақ болидуки, Вәһимә садасидин қачқанлар ориға чүшиду, Оридин чиққан болса қапқанқа тутулиду. Чүнки асмандики деризиләр ечилиду, Йәр һуллири тәврәп кетиду.
19Йәр мутләқ дәзлинип кетиду, Йәр пүтүнләй парә-парә болуп кетиду, Йәр дәһшәтлик тәвриниду.
20Йәр мәс адәмдәк иләң-силәң маңиду; Худди лапастәк ирғаңшип қалиду. Чүнки униңдики асийлиқ гунайи өзини қаттиқ басиду, У жиқилип, иккинчи туралмайду.
21Шу күнидә шундақ болидуки, Пәрвәрдигар жуқурида турған қошунларни жуқурида, Вә йәр йүзидики падишаһларни йәр йүзидә җазалайду.
22Улар орәккә жиғилидиған бир топ әсирләрдәк жиғивелиниду, Гундиханиға солап қоюлиду. Нурғун күнләрдин кейин улар җазалиниду.
23Ай уятлиқта қалиду; Күнму хиҗил болуп көрүнмәйду; Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Зион теғида, йәни Йерусалимда сәлтәнитини жүргүзиду; Униң шан-шәриви Өз ақсақаллири алдида парлайду!