Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшая

Йәшая 28

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Әфраимдики мәйхорларниң бешидики тәкәббурлуқ билән тақивалған гүллүк таҗиға вай! Мунбәт җилғиниң бешиға тақивалған, Йәни уларниң солишип қалған «пәхри» болған гүлигә вай! И шарапниң әсири болғанлар!
2Мана, Рәб бир күч вә қудрәт егисини һазирлиди; У болса, мөлдүрлүк җудун һәм вәйран қилғучи борандәк, Дәһшәт билән ташқан кәлкүн сулиридәк, Әшәддийләрчә таҗни йәргә уриду.
3Әфраимдики мәйхорларниң бешидики тәкәббурлуқ билән тақивалған гүллүк таҗи аяқ астида чәйлиниду;
4Вә мунбәт җилғиниң бешида тақивалған, Уларниң «пәхри» болған солишип қалған гүли болса, Балдур пишқан әнҗирдәк болиду; Уни көргән киши көрүпла, Қолиға елип кап етип жутувалиду.
5Шу күнидә, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң қалдиси үчүн шәрәплик бир таҗ, Шундақла көркәм бир чәмбирәк болиду.
6У йәнә һөкүм чиқиришқа олтарғанларға тоғра һөкүм чиқарғучи Роһ, Вә дәрвазида җәңни чекиндүргүчигә күч болиду.
7Бирақ буларму шарап арқилиқ хаталашти, Һарақ билән езиқип кәтти: — Һәм каһин һәм пәйғәмбәр һарақ арқилиқ езиқип кәтти; Улар шарап тәрипидин жутувелинған; Улар һарақ түпәйлидин әләң-сәләң болуп езиқип кәтти; Улар алдин көрүштин адашти, Һөкүм қилишта езиқишти;  
8Чүнки һәммә дәстихан бош орун қалмай қусуқ вә ниҗасәт билән толди.
9«У кимгә билим үгәтмәкчиду? У зади кимни мошу хәвәрни чүшинидиған қилмақчиду?»
10Чүнки хәвәр болса вәзмувәз, вәзмувәздур, Қурмуқур, қурмуқурдур, Бу йәрдә азрақ, Шу йәрдә азрақ болиду...
11Чүнки дудуқлайдиған ләвләр вә ят бир тил билән У мошу хәлиққә сөз қилиду.  
12У уларға: — «Мана, арам мошу йәрдә, Һали йоқларни арам алдуруңлар; Йеңилиниш мушудур» — дегән, Бирақ улар һеч немини аңлашни халимиған.
13Шуңа Пәрвәрдигарниң сөзи уларға: — «Вәзмувәз, вәзмувәздур, Қурмуқур, қурмуқурдур. Мошу йәргә азрақ, Шу йәргә азрақ болиду; Шуниң билән улар алдиға кетиветип, Путлишип, оңда чүшиду, Сундурулуп, Қапқанқа чүшүп тутулуп қалиду.  
14— Шуңа һәй силәр мазақ қилғучилар, Йерусалимда турған мошу хәлиқни идарә қилғучилар, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлап қоюңлар!
15Чүнки силәр: — «Биз өлүм билән әһдә түздуқ, Тәһтисара билән биллә бир келишим бекиттуқ; Қамча ташқиндәк өтүп кәткәндә, У бизгә тәгмәйду; Чүнки ялғанчилиқни башпанаһимиз қилдуқ, Ялған сөзләр астида мөкүнүвалдуқ» — дедиңлар,
16Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Зионда һул болуш үчүн бир Таш, Синақтин өткүзүлгән бир таш, Қиммәтлик бир бүҗәк теши, Ишәшлик һәм муқим һул тешини салғучи Мән болимән. Униңға ишинип таянған киши һеч һодуқмайду, алдиримайду.  
17Вә Мән адаләтни өлчәм таниси қилимән, Һәққанийлиқни болса тик өлчигүч жип қилимән; Мөлдүр башпанаһи болған ялғанчилиқни сүпүрүп ташлайду, Вә кәлкүн мөкүвалған җайини тешип әпкетиду.
18Шуниң билән өлүм билән түзгән әһдәңлар бекар қиливетилиду; Силәрниң тәһтисара билән бекиткән келишимиңлар ақмайду; Қамча ташқиндәк өтүп кәткәндә, Силәр униң билән чәйливетилисиләр.

19У өтүп кетиши биләнла силәрни тутиду; Һәм сәһәр-сәһәрләрдә, Һәм кечә-күндүзләрдиму у өтүп туриду, Бу хәвәрни пәқәт аңлап чүшинишниң өзила вәһимигә чүшүш болиду.
20Чүнки кариват созулуп йетишқа қисқилиқ қилиду, Йотқан болса адәм түгүлүп ятсиму тарлиқ қилиду.
21Чүнки Пәрвәрдигар өз ишини, Йәни өзиниң ғәйрий әмилини жүргүзүш үчүн, Өзигә ят болған ишни вуҗудқа чиқириш үчүн, Пәразим теғида турғинидәк орнидин туриду, У Гибеон җилғисида ғәзәпләнгинидәк ғәзәплиниду;
22Шуңа мазақ қилғучилар болмаңлар; Болмиса, кишәнлириңлар чиң болиду; Чүнки мән самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигардин бир һалакәт тоғрисида, Йәни пүткүл йәр йүзигә қәтъийлик билән бекиткән бир һалакәт тоғрисидики хәвәрни аңлиғанмән.
23— Қулақ селиңлар, авазимни аңлаңлар; Тиңшаңлар, сөзлиримни аңлаңлар.
24Йәр һайдиғучи дехан териш үчүн йәрни күн бойи һайдамду? У пүтүн күн йәрни ағдуруп, Чалмиларни езәмду?
25У йәрниң йүзини тәкшилигәндин кейин, Қаракөз бәдиянни ташлап, Зирини чечип, Буғдайни тапларда селип, Арпини теришқа бекитилгән җайға, Қара буғдайни етиз қирлириға теримамду?
26Чүнки униң Худаси уни тоғра һөкүм қилишқа несиһәт қилиду, У униңға үгитиду.
27Бәрһәқ, қаракөз бәдиян чишлиқ тирна билән тепилмәйду; Тулуқ зирә үстидә һайдалмәйду; Бәлки қаракөз бәдиян болса қамча билән соқулиду, Зирә болса төмүр-таяқ билән урулуп дан аҗритилиду.
28Ун тартишқа данни езиш керәк, амма дехан уни мәңгүгә тепевәрмәйду; У һарву чақлири яки ат туяқлири билән уни мәңгүгә тепевәрмәйду;
29Мошу ишму самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигардин келиду; У несиһәт бериштә карамәт, Даналиқта улуқдур.