Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшая

Йәшая 9

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Қараңғулуқта меңип жүргән кишиләр зор бир нурни көрди; Өлүм сайисиниң жутида турғучиларға болса, Дәл уларниң үстигә нур парлиди.  
2— Сән әлни авуттуң, Уларниң шатлиғини зиядә қилдиң; Хәлиқләр һосул вақтида шатланғандәк, Җәң олҗисини үләштүргән вақитта хошаллиққа чөмгәндәк, Улар алдиңда шатлинип кетиду.
3Чүнки Мидиянниң үстидин ғәлибә қилған күнгә охшаш, Сән униңға селинған боюнтуруқни, Мүрисигә чүшкән әпкәшни, Уларни әзгүчиниң тайиғини сундуруп ташливәттиң.  
4Чүнки ләшкәрләрниң урушта кийгән һәр бир өтүклири, Қанға миләнгән һәр бир тонлири болса пәқәтла от үчүн йеқилғу болиду.
5Чүнки биз үчүн бир бала туғулди; Бизгә бир оғул ата қилинди; Һөкүмранлиқ болса униң зиммисигә қоюлиду; Униң нами: — «Карамәт Мәслиһәтчи, Қудрәтлик Тәңри, Мәңгүлүк Ата, аман-хатирҗәмлик Егиси Шаһзадә» дәп атилиду.  
6У Давутниң тәхтигә олтарғанда вә падишаһлиғиға һөкүмранлиқ қилғанда, Шу чағдин башлап та әбәдил-әбәтгичә, Уни адаләт һәм һәққанийлиқ билән тикләйду, шундақла мәзмут сақлайду, Униңдин келидиған һөкүмранлиқ вә аман-хатирҗәмликниң ешиши пүтмәс-түгимәс болиду. Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң отлуқ муһәббити мушуларни ада қилиду.   
7Рәб Яқуп җәмәтигә бир сөз әвәтти, У пат арида Исраилға чүшиду,
8Барлиқ хәлиқ, йәни Әфраим вә Самарийәдикиләр шу сөзниң тоғрилиғини билгән болсиму, Лекин көңлидә тәкәббурлишип йоғанлиқ қилип, улар: —
9— «Хишлар чүшүп кәтти, Бирақ уларниң орниға ойулған ташлар билән қайта ясаймиз; Ерән дәрәқлири кесилип болди, Бирақ уларниң орнида кедир дәрәқлирини ишлитимиз» — дейишиду;
10Шуңа Пәрвәрдигар Рәзинниң күшәндилирини Исраилға қарши күчләндүрди, Яқупниң дүшмәнлирини қозғиди.
11Шәриқтин Сурийәликләр, ғәрәбтә Филистийләр, Улар ағзини һаңдәк ечип Исраилни жутувалиду. Ишлар шундақ дейилгәндәк болсиму, Униң ғәзиви йәнила янмайду, Созған қоли йәнила қайтурулмай туриду.
12Бирақ хәлиқ өзлирини Урғучиниң йениға техи йенип кәлмиди, Улар самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарни издимәйватиду.
13Шуңа Пәрвәрдигар бир күн ичидә Исраилниң беши вә қуйруғини, Палма шехи вә қомушини кесип ташлайду;
14Мойсипит вә мөһтәрәмләр болса баштур; Ялғанчилиқ үгитидиған пәйғәмбәр — қуйруқтур.
15Чүнки мошу хәлиқниң йетәкчилири уларни аздуриду, Йетәкләнгүчиләр болса жутувелинип йоқилиду.
16Шуңа Рәб уларниң жигитлиридин хурсәнлик тапмайду, Житим-йесирлири вә тул хотунлириға рәһим қилмайду; Чүнки һәр бири иплас вә рәзиллик қилғучи, Һәммә еғиздин чиққини пасиқлиқтур. Һәммиси шундақ болсиму, Униң ғәзиви йәнила янмайду, Созған қоли йәнила қайтурулмай туриду.
17Чүнки рәзиллик оттәк көйиду, У җиған вә тикәнләрни жутувалиду; У орманниң барақсан җайлири арисида тутишиду, Улар ис-түтәклик түврүк болуп пурқирап жуқуриға өрләйду;
18Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң дәрғәзиви билән зимин көйдүрүп ташлиниду, Хәлиқ болса отниң йеқилғуси болиду, халас; Һеч ким өз қериндишини аяп рәһим қилмайду.

19Бириси оң тәрәптә гөш кесип йәп, тоймайду, Сол тәрәптин ялмап йәпму, қанаәтләнмәйду; Һәр ким өз билигини йәйду;
20Мәнассәһ Әфраимни, Әфраим болса мәнассәһни йәйду; Униң үстигә иккисиму Йәһудаға қарши туриду. Һәммиси шундақ болсиму, Униң ғәзиви йәнила янмайду, Созған қоли йәнила қайтурулмай туриду.