Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшая

Йәшая 31

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1— Ярдәм издәп Мисирға барғанларниң һалиға вай! Улар атларға тайинип, Көп болғанлиғидин җәң һарвулириға, Интайин күчлүк болғанлиғидин атлиқ әскәрләргә ишинип кәтти! Бирақ Исраилдики Муқәддәс Болғучиға қаримайду, Пәрвәрдигарни издимәйду.
2Бирақ Уму данадур! У күлпәт елип келиду, Дегәнлирини қайтурувалмайду; У бузуқларниң җәмәтигә, Шундақла қәбиһлик қилғучиларға ярдәмдә болғанларға қарши орнидин қозғилиду.
3Мисирлиқлар Тәңри әмәс, адәмләр халас; Уларниң атлири болса роһтин әмәс, әттин халас; Пәрвәрдигар болса қолини узартиду, Ярдәм бәргүчи болса путлишиду; Ярдәм берилгүчи болса жиқилиду; Улар һәммиси бирақла йоқилиду.
4Чүнки Пәрвәрдигар маңа мундақ дегән: — «Овни тутувалған шир яки асланни бир тәрәп қилишқа топ-топ падичилар чақирилғанда, Шир яки аслан уларниң авазлиридин һеч қорқмай, Шавқунлиридин һеч һодуқмай, Бәлки овни астиға бесивелип ғар-ғур талиқинидәк, Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарму охшашла Зион теғи вә егизликлири үчүн чүшүп җәң қилиду.
5Үстидә пәрваз қилидиған қушлардәк самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өз қанити астиға Йерусалимни алиду; Қанити астиға елип, Зионни қутқузиду; Униң «өтүп кетиши» билән Зион ниҗатлиққа еришиду.   
6Силәр дәһшәтлик асийлиқ қилған Егәңларниң йениға товва қилип қайтиңлар, И Исраил балилири!
7Чүнки шу күнидә инсанлар һәр бири өзи үчүн өз қоли билән ясиған күмүч бутларни вә алтун бутларни: — «Гунадур!» дәп ташливетиду».
8«Шу чағда Асурийә қилич билән жиқилиду, Бирақ батурниң қиличи билән әмәс; Бир қилич уни жутувалиду, бирақ қилич адәттики адәмниңки болмайду; У җенини елип қиличтин қачмақчи болиду, Арисидики жигитлири алванға селиниду.
9Вәһимидин униң «һул теши» йоқайду; Униң сәрдарлири җәң туғидин алақзадилишиду» — дәп җакалайду Зионда оти көйиватқан, Йерусалимда хумдени ялқунлаватқан Пәрвәрдигар.