1Булар Амозниң оғли Йәшая Йерусалим вә Йәһуда тоғрисида көргән каламдур: —
2Ахир заманларда, Пәрвәрдигарниң өйи җайлашқан тағ тағларниң беши болуп бекитилиду, Һәммә дөң-егизлктин үстүн қилип көтирилиду; Барлиқ әлләр униңға қарап еқип келишиду.
3Нурғун хәлиқ-милләтләр чиқип бир-биригә: — «Келиңлар, биз Пәрвәрдигарниң теғиға, Яқупниң Худасиниң өйигә чиққайли; У Өз йоллиридин бизгә үгитиду, Биз Униң тәриқилиридә маңимиз» — дейишиду. — Чүнки қанун-йолйоруқ Зиондин, Пәрвәрдигарниң сөз-калами Йерусалимдин чиқидиған болиду.
4У әлләр арисида һөкүм чиқириду, Нурғун хәлиқләрниң һәқ-наһәқлиригә кесим қилиду; Буниң билән улар қиличлирини сапан чишлири, Нәйзилирини оғақ қилип соқушиду; Бир әл йәнә бир әлгә қилич көтәрмәйду, Улар һәм йәнә урушни үгәнмәйду.
5— «И Яқуп җәмәтидикиләр, Келиңлар, Пәрвәрдигарниң нурида маңайли!».
6— Сән Өз хәлқиң болған Яқуп җәмәтини ташлап қойдуң; Чүнки улар шәриқтики хурапатлар билән толдурулди; Улар Филистийләрдәк пал салиду; Улар чәт әлликләр билән қол тутушиду;
7Зимини болса алтун-күмүчкә толуп кәтти; Байлиқлири түгимәс; Йәр-зимини атларғиму толуп кәтти, Җәң һарвулири һәм түгимәс;
8Зимини бутлар биләнму лиқ болуп кәтти; Улар өз қоллири билән ясиғанлириға, Бармақлири билән шәкилләндүргәнлиригә сәҗдә қилишиду.
9Шуниң билән пухралар егилдүрүлиду, Мөтивәрләрму төвән қилиниду; Сән уларниң қәддини руслимайсән һәм һеч кәчүрүм қилмайсән.
10Әнди Пәрвәрдигарниң вәһшитидин, Һәйвисиниң шан-шәривидин өзүңни қачур, Хада ташлар ичигә киривал, Топа-чаңлар ичигә мөкүвал!
11Чүнки адәмниң тәкәббур көзлири йәргә қаритилиду, Инсанларниң һакавурлуғи пәс қилиниду; Шу күнидә ялғуз Пәрвәрдигарла үстүн дәп мәдһийилиниду.
12Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң шундақ бир күни тәйяр туриду: — Шу күни һәр бир тәкәббур вә мәмәданларниң үстигә, Өзини жуқури саниғанларниң үстигә чүшиду (Шуниң билән уларниң һәммиси пәс қилиниду!),
13Шуниңдәк Ливанниң егиз, пәләккә йетидиған барлиқ кедир дәрәқлириниң үстигә, Башандики барлиқ дуб дәрәқлириниң үстигә,
14Егиз тағларниң һәммисигә, Жуқири көтирилгән барлиқ дөңләрниң үстигә,
15Һәр бир һәйвәтлик мунарниң үстигә, Һәр бир мустәһкәм сепилниң үстигә,
16Таршиштики һәр бир сода кемисиниң үстигә, Шундақла барлиқ гөзәл кемә гәвдисиниң үстигә шу күни чүшүшкә тәйяр туриду.
17Адәмләрниң көрәңлиги төвән қилинип чүшүрүлүп, Инсанларниң тәкәббурлиғи пәс қилиниду, Шу күнидә ялғуз Пәрвәрдигарла үстүн дәп мәдһийилиниду.
18Бутлар болса һәммиси көздин йоқилиду.
19Пәрвәрдигар йәрни дәһшәтлик силкиндүрүшкә орнидин туридиған чағда, Улар өзлирини Униң вәһшитидин, Униң һәйвисиниң шан-шәривидин қачуруп, Хада таш ғарлириниң ичигә, Йәр йүзидики өңкүрләргә киривалиду;
20Шу күнидә кишиләр өзигә чоқунушқа ясиған күмүч бутлири вә алтун бутлирини қариғу чашқанларға вә шәпәрәңләргә ташлап бериду;
21Пәрвәрдигар йәрни дәһшәтлик силкиндүрүшкә орнидин туридиған чағда, Улар өзлирини Униң вәһшитидин, Униң һәйвисиниң шан-шәривидин қачуруп, Хада таш чаклириниң ичигә, Ярларниң йериқлириға киривалиду;
22Үмүтүңларни нәпәси димиғидила туридиған инсандин үзүңлар, Чүнки инсан зади немә еди?!