Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшая

Йәшая 23

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Тур тоғрилиқ жүкләнгән вәһий: — — И Таршиштики кемиләр, аһ-зар көтириңлар! Чүнки у харап қилинди, Шу йәрдә өй йоқ, портму йоқ. Сепрус арилидин бу хәвәр кемидикиләргә аян қилиниду.  
2Зидондики содигәрләр деңиздин өтүп силәрни тәминләп кәлди, и аралдикиләр, Әнди шүк болуңлар!
3Шиһордики бипаян сулар үстидин йөткигән данлар, Йәни Нил дәриясиниң һосули Турниң дарамити болған еди; У әлләрниң базири болған еди!
4И Зидон, хиҗаләт бол, Чүнки деңиз — йәни Турға қорған болған деңиз дәйдуки: — «Мәндә һеч толғақ болмиди, һеч туғмидим, Жигитләрни яки қизларни һеч бақмиғандәкмән!»
5Мошу хәвәр Мисирға йәткәндә, Уларму бу хәвәр худди турға кәлгәндәк қаттиқ азаплиниду.
6— Силәр деңиздин өтүп Таршишқа кетиңлар! И деңиз бойидикиләр, аһ-зар көтириңлар!
7Силәрниң қедим әйямдин бар болған, Шат-хурамлиққа толған шәһириңлар мушуму?! Мана уларниң путлири өзлирини мусапир қилишқа жирақларға көтирип бариду!
8Таҗларни илтипат қилғучи болған, Содигәрлири әмирләр болған, Дәллаллири җаһанда абройлуқлар һесапланған турниң бу тәғдирини ким бекиткән?
9— Буларни бекиткүчи самави қошунларниң Сәрдари Пәрвәрдигардур! Мәхсити болса шан-шөһрәттин келип чиққан җими тәкәббурлуқни рәсва қилиш, Җаһандики җимики йүз-абройлуқларни пәсләштүрүштин ибарәт!
10Таршишниң қизи, Нил дәриясидәк өз зиминиңда әркин-азатә яйра! Чүнки Турдин кәлгән тизгин һазир йоқ.
11Чүнки Пәрвәрдигар қолини деңиз үстигә узитип, Дөләтләрни тәвритиду. У Қанаан тоғрилиқ әмир қилған, Униңдики қәлә-қорғанларни йоқутулсун дәп пәрман чүшүргән.
12Вә: — «И басқунчилиққа учриған Зидон қизи, Сән иккинчи һеч тәнтәнә қилмайсән, Орнуңдин туруп, Сепрус арилиға өтүп кәткин, Һәтта шу йәрдә сән һеч арам тапмайсән» — деди.
13Қараңлар, Бабил-калдийләрниң зиминини! Бу йәрниң хәлқи болуп бақмиғандәк қилиду; Асурийә уни чөл-баяван җаниварлири үчүн макан қилған; Потәйләрни ясап, уларниң сарай-ордилирини вәйран қилип, харабиликкә айландурувәткән.
14И Таршиштики кемиләр, аһ-зар көтириңлар! Чүнки қорғиниңлар харап қилинди.
15Вә шу күни болидуки, Падишаһниң күнләрни һесаплиғинидәк, Тур йәтмиш жил унтулиду. Йәтмиш жил өткәндин кейин, Турниң әһвали паһишә аялниң нахшисидәк болиду;
16Чилтарни елип, шәһәрни айлинип жүр, И унтулған паһишә аял! Өзүңгә йәнә хәқниң диққитини тартай десәң, Йеқимлиқ бир пәдә челип, көпрәк нахшиларни ейт!
17Әнди шундақ болидуки, Йәтмиш жилниң өтүши билән, Пәрвәрдигар турни йоқлайду; Шуниң билән у йәнә өзини иҗаригә берип, Йәр йүзидики һәммә падишаһлиқлар билән йәнә бузуқчилиқ қилиду;
18Шуниң билән униң маллири вә өзини сетип, тапқан пули болса Пәрвәрдигарға атилип муқәддәс болиду; У ғәзнигә селинмайду яки топланмайду, Чүнки униң мошу содиси болса Пәрвәрдигарниң алдида турғанлар үчүн айрим қилиниду; У уларға қанғичә йәп-ичишкә, шундақла уларниң есил кийим-кечәклири үчүн ишлитилиду.