1Йеқин келиңлар, и әлләр, аңлаңлар! И қовм-хәлиқләр, қулақ селиңлар! Йәр-зимин вә униңдики барлиқ мәвҗудатлар, Җими аләм вә униң ичидин чиққан һәммә мәвҗудатлар, Тиңшаңлар!
2Чүнки Пәрвәрдигарниң барлиқ әлләргә қарита ғәзиви бар, Униң дәрғәзиви уларниң барлиқ қошунлириға қарши туриду; У уларни һалакәткә пүтүп қойған, Уларни қирғинчилиққа тапшурувәткән;
3Улардин өлтүрүлгәнләр сиртқа ташливетилиду, Җәсәтлиридин сесиқчилиқ пурайду, Тағлар уларниң қени билән еритилиду;
4Асманлардики җимики җисим-қошунлар чирип йоқ болиду, Асманлар йөгимә китапдәк түрүлиду; Үзүм телиниң йопурмақлири хазан болуп, солишип чүшкәндәк, Йигләп кәткән әнҗир шехидин чүшкәндәк, Уларниң җимики җисим-қошунлири жиқилиду;
5Чүнки шәмширим асманларда қан билән суғурулди; Қараңлар, шәмширим Мениң һалакәт ләнитимгә учриған хәлиққә, Йәни Едом үстигә җазалаш үчүн чүшиду;
6Пәрвәрдигарниң бир шәмшири бар; У қанға боялди; У яғлиқ нәрсиләрниң йеғи билән, Өчкә-қозиларниң қени билән, Қочқар бөригиниң йеғи билән озуқландурулған; Чүнки Пәрвәрдигарниң Бозраһ шәһиридә бир қурбанлиғи, Едомда зор бир қирғинчилиғи бар.
7Мошу қирғинчилиқлар билән явайи калилар, Топақлар вә күчлүк буқиларму жиқилиду. Уларниң зимини қанға чөмүлиду, Топа-чаңлири яғ билән майлишип кетиду.
8Чүнки Пәрвәрдигарниң қисас алидиған бир күни, Зион дәвасидики һесап алидиған жили бар.
9Едомдики еқинлар қаримайға, Униң топилири гуңгутқа айландурулиду; Зимини болса көйүватқан қаримай болиду.
10Униң оти кечә-күндүз өчүрүлмәйду; Ис-түтәклири мәңгүгә өрләйду; У дәвирдин-дәвиргичә харабиликтә туриду; Һеч ким иккинчи у йәргә аяқ басмайду.
11Чөл һовқуши вә чирқириғучи һовқушлар уни егиливалиду; Чоң һовқуш вә қарға-қузғунлар шу йәрдә угилайду; Худа униңға «тәртипсизлик-бимәниликни өлчәйдиған тана»ни, Вә «қуп-қуруқлуқни өлчәйдиған тик өлчигүч»ни тартиду.
12Бириси келип Едомниң есилзадилирини падишаһлиғини идарә қилишқа чақирса, Улардин һеч ким болмайду; Униң әмирлири йоқ қиливетилгән болиду.
13Ордилирида тикәнләр, Қәлә-қорғанлирида чаққақ-җиғанлар өсүп чиқиду; У чилбөриләрниң макани, «Һовқушларниң ордиси» болиду.
14Шу йәрдә чөл-баявандики җаниварлар, явайи иштлар җәм болиду; Һәр бир «өшкә җин» өз қериндишиға товлайду; Түн мәхлуқлири шу йәрдә маканлишиду, Уни өзигә арамгаһ қилип туриду.
15«Оқ илан» шу йәрдә угилайду, Униң сайисидә тухумлайду, Балилирини жиғип бақиду. Қорултаз-тапқушлар һәр бири өз җүпи билән шу йәрдә топлиниду;
16Пәрвәрдигарниң йөгимә китавидин издәп оқуп баққин; Улардин һеч бири чүшүп қалмайду; Һеч қайсисиниң өз җориси кам болмайду; Чүнки Өзиниң ағзи уларға буйруған; Униң Өз Роһи уларни топлиған.
17Чүнки Пәрвәрдигар Өзи улар үчүн чәк ташлап, Өз қоли билән зиминға тана тартип уларға тәқсим қилип бәргән; Улар униңға мәңгүгә егидарлиқ қилиду, Дәвирдин-дәвиргичә шу йәрни макан қилиду.