Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшая

Йәшая 64

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Аһ, Сән асманларни житиветип, Йәргә чүшкән болсаң едиң! Тағлар болса йүзүң алдида ерип кетәтти! Мана мушундақ болғанда тутуруққа от яққандәк, От суни қайнатқандәк, Сән намиңни дүшмәнлириңгә аян қилған болаттиң, Әлләр йүзүңдинла титрәп кетәтти!
2Сән биз күтмигән дәһшәтлик ишларни қилған вақтиңда, Сән чүшкән едиң; Йүзүңдин тағлар растла ерип кәтти!
3Сәндин башқа Өзигә тәлмүрүп күткәнләр үчүн ишлигүчи бир Худани, Адәмләр әзәлдин аңлап бақмиған, Қулаққа йетип бақмиған, Көз көрүп бақмиғандур!
4Сән һәққанийлиқни жүргүзүшни хурсәнлик дәп билгән адәмниң, Йәни йоллириңда меңип, Сени сеғинғанларниң һаҗитидин чиққучи һәмраһдурсән; Бирақ мана, Сән ғәзәптә болдуң, Биз болсақ гунада болдуқ; Ундақ ишлар узун боливәрди; Әнди биз қутқузуламдуқ?
5Әнди биз напак бир нәрсигә охшаш болдуқ, Қиливатқан барлиқ «һәққанийәтлиримиз» болса бир әврәт латисиғила охшайду, халас; Һәммимиз йопурмақтәк хазан болуп кәттуқ, Қәбиһликлиримиз шамалдәк бизни учуруп ташливәтти.
6Сениң намиңни чақирип нида қилғучи, Илтипатиңни тутушқа қозғалғучи һеч йоқтур; Чүнки Сән йүзүңни биздин қачуруп йошурдуң, Қәбиһликлиримиздин бизни солаштурғуздуң.
7Бирақ һазир, и Пәрвәрдигар, Сән бизниң Атимиздурсән; Биз сеғиз лай, Сән бизниң сапалчимиздурсән; Һәммимиз болсақ қолуңда ясалғандурмиз;
8И Пәрвәрдигар, бизгә қаратқан ғәзивиңни зор қилмиғайсән, Қәбиһликни мәңгүгичә әсләп жүрмигин; Мана, қариғин, һәммимиз Сениң хәлқиңдурмиз!
9Муқәддәс шәһәрлириң җаңгал, Зионму җаңгал болуп қалди; Йерусалим вәйран болди;
10Ата-бовимиз Сени мәдһийилигән җай, Пак-муқәддәслик, гөзәл-парлақлиқ туралғуси болған өйимиз болса от билән көйүп күл болди; Қәдир-қиммәтлик нәрсилиримизниң һәммиси вәйран қиливетилди.
11Мошу ишлар алдида Өзүңни чәткә аламсән, и Пәрвәрдигар? Сүкүт қилип турамсән? Бизни болушичә хар қилип уриверәмсән?»