Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшая

Йәшая 32

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Мана, һәққанийлиқ билән һөкүмранлиқ қилғучи бир падишаһ чиқиду; Әмирләр болса тоғра һөкүм чиқирип идарә қилиду.
2Һәм шамалға далда болғидәк, Боранға панаһ болғидәк, Қағҗирақ җайға ериқ-сулардәк, Чаңқап кәткән зиминға қорам ташниң сайисидәк болған бир адәм чиқиду.
3Шуниң билән көргүчиләрниң көзлири һеч торлашмайду, Аңлайдиғанларниң қулиқи ениқ тиңшайду;
4Бәңбашниң көңли билимни тонуп йетиду, Кекәчниң тили тез һәм ениқ сөзләйду.
5Пәсәндиләр әнди пәзиләтлик дәп аталмайду, Пиқсиқ ипласлар әнди мәрт дәп аталмайду,
6Чүнки пәсәндә адәм пәсликни сөзләйду, Униң көңли бузуқчилиқ тәйярлайду, Ипласлиқ қилишқа, Пәрвәрдигарға дағ кәлтүрүшкә, Ачларниң қосиғини ач қалдурушқа, Чаңқиғанларниң ичимлигини йоқитиветишкә нийәтлиниду.
7Бәрһәқ, иплас адәмниң тәдбирлири қәбиһтур; У қәстләрни пәмләп олтириду, Мөминләрни ялған гәп билән, Йоқсулниң дәвасида гәп қилип уни вәйран қилишни пәмләп олтириду.
8Пәзиләтлик адәмниң қилған нийәтлири бәрһәқ пәзиләтликтур; У пәзиләттә муқим туриду.
9Орнуңлардин туруп, и хатирҗәм аяллар, авазимни аңлаңлар! И әндишисиз қизлар, сөзлиримгә қулақ селиңлар!
10Бир жил өтә-өтмәйла, и беғәм аяллар, Паракәндә қилинисиләр! Чүнки үзүм һосули бекарға кетиду, Мевә жиғиш йоқ болиду.
11И хатирҗәм аяллар, титрәңлар! И әндишисиз қизлар, патипарақ болуңлар! Кийимиңларни селиветиңлар, өзүңларни ялаң қилиңлар, чатриқиңларға бөз бағлаңлар!
12Гөзәл етиз-бағлар үчүн, Мевилик үзүм таллири үчүн мәйдәңларға уруп һәсрәт чекиңлар!
13Үстидә тикән-янтақлар өсидиған өз хәлқимниң зимини үчүн, Шат-хурам өйләр, вараң-чуруң қилип ойнайдиған бу шәһәр үчүн қайғуруңлар!
14Чүнки орда ташлиниду, Адәмләр билән лиқ толған шәһәр адәмзатсиз болиду, Истиһкам вә күзәт мунарлири узун заманғичә пәқәтла явайи ешәкләр зоқ алидиған, Қой падилири озуқлинидиған боз йәрләр болиду.
15Таки Роһ бизгә жуқуридин төкүлгичә, Далалар мевилик бағ-етизлар болғичә, Мевилик бағ-етизлар орманзар дәп һесапланғичә шу пети болиду.  
16Шу чағда адаләт далани, Һәққанийлиқ мевилик бағ-етизларни макан қилиду.
17Һәққанийлиқтин чиқидиғини хатирҗәмлик болиду, Хатирҗәмликниң нәтиҗиси болса мәңгүгә болидиған арам-течлиқ вә аман-есәнлик болиду.
18Шуниң билән мениң хәлқим хатирҗәм маканларда, Ишәшлик туралғуларда вә тинич арамгаһларда туриду.

19Орман кесилип жиқитилғанда мөлдүр яғсиму, Шәһәр пүтүнләй йәр билән йәксан қиливетилсиму,
20Су бойида уруқ териғучилар, Кала вә ешәкләрни кәң далаға қоюветидиғанлар бәхитликтур!