Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшая

Йәшая 36

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Һәзәкияниң он төртинчи жили шундақ болдики, Асурийә падишаһи Сәннахериб Йәһуданиң барлиқ қәлә-қорғанлиқ шәһәрлиригә һуҗум қилип чиқип, уларни ишғал қилди.
2Андин Асурийә падишаһи «Раб-Шакәһ» дегән сәрдарни чоң бир қошун билән Лақиш шәһиридин Йерусалимға әвәтти. У Кир жуйғучиларниң етизиниң бойидики йолда, жуқури көлчәкниң нориниң бешиға келип турди.  
3Шуниң билән Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, ординиң диванбеги болған Шәбна вә Асафниң оғли, орда мирзибеги болған Йоаһлар униң йениға кәлди
4вә Раб-Шакәһ уларға мундақ деди: — Силәр Һәзәкияға: — «Улуқ падишаһ, йәни Асурийә падишаһи саңа мундақ деди, дәңлар: — «Сениң мошу ишәнгән таянчиң зади немити? Сән: (у пәқәт гәпла, халас!) — «Уруш қилиш тәдбир-мәслиһитимиз һәм күчимиз бар» — дәйсән; сән зади кимгә тайинип маңа қарши өктә қописән?
6Мана, сән йериқи бар әшу қомуш һаса, йәни Мисирға тайинисән! Бириси униңға йөләнсә, униң қолиға санҗип кириду; мана Мисир падишаһи Пирәвнгә таянғанларниң һәммиси шундақ болиду!
7Әгәр сән маңа: «Биз Худайимиз болған Пәрвәрдигарға тайинимиз» — десәң, Һәзәкия өзи Йәһудадикиләргә вә Йерусалимдикиләргә: «Силәр пәқәт Йерусалимдики мошу ибадәтгаһ алдидила Пәрвәрдигарға ибадәт қилишиңлар керәк» дәп, шу Пәрвәрдигарға аталған «жуқури җайлар»ни һәм қурбангаһларни йоқ қиливәттиғу? Улар әшу Пәрвәрдигарниң жуқури җайлири әмәсмиди?
8Әнди ғоҗам Асурийә падишаһи билән бир тохтамға кәл: — «Әгәр сәндә атқа минәлигидәк әскәрлириң болса, мән саңа икки миң атни бекарға берәй!»
9Сәндә ундақлар болмиса, ғоҗамниң әмәлдарлириниң әң кичиги болған бир ләшкәр бешини қандақму чекиндүрәләйсиләр?! Сән җәң һарвулири вә атларни елиш үчүн Мисирға тайинисән техи!
10Мән әнди мошу зиминни һалак қилиш үчүн Пәрвәрдигарсиз кәлдимму? Пәрвәрдигар дәрвәқә маңа: «Мошу зиминни һалак қилишқа чиққин!» — деди!»»
11Елиаким, Шәбна вә Йоаһ Раб-Шакәһгә: — «Пеқирлириға арамий тилида сөзлисилә; биз буни чүшинимиз. Бизгә ибраний тилида сөзлимисилә, гәплири сепилда турғанларниң қулиқиға кирмисун!» — деди.
12Бирақ Раб-Шакәһ: — «Ғоҗам мени мошу гәпни ғоҗаңларға вә силәргила ейтишқа әвәткәнму? Мошу гәпни силәр билән бирликтә сепилда олтарғанларға дейишкә әвәткән әмәсму? Чүнки улар силәр билән бирликтә өз поқини йегүчи һәм өз сүйдүгини ичкүчи болиду!» — деди.  
13Андин Раб-Шакәһ ибраний тилида жуқури аваз билән: — «Улуқ падишаһ, йәни Асурийә падишаһиниң сөзлирини аңлап қоюңлар!» — дәп вақириди.
14«Падишаһ мундақ дәйду: — «Һәзәкия силәрни алдап қоймисун! Чүнки у силәрни қутқузалмайду.
15Униң силәрни: — «Пәрвәрдигар бизни җәзмән қутқузиду; мошу шәһәр Асурийә падишаһиниң қолиға чүшүп кәтмәйду» дәп Пәрвәрдигарға таяндурушиға йол қоймаңлар!».
16Һәзәкияға қулақ салмаңлар; чүнки Асурийә падишаһи мундақ дәйду: — «Мән билән сүлһилишип, мән тәрәпкә өтүңлар; шундақ қилсаңлар һәр бириңлар өзүңларниң үзүм бариңидин һәм өзүңларниң әнҗир дәриғидин мевә йәйсиләр, һәр бириңлар өз су көлчигиңлардин су ичисиләр;
17та мән келип силәрни буғдайлиқ һәм шараплиқ бир зиминға, нени бар һәм үзүмзарлири бар бир зиминға, — зиминиңларға охшаш бир зиминға апирип қойғичә йәп-ичивериңлар!
18Һәзәкияниң силәргә: — «Пәрвәрдигар бизни қутқузиду» дәп ишәндүрүшигә йол қоймаңлар! Әл-жутларниң илаһ-бутлириниң бири өз зиминини Асурийә падишаһиниң қолидин қутқузғанму?
19Хамат вә Арпад дегән жутларниң илаһ-бутлири қени? Сәфарваим шәһириниң илаһ-бутлири қени? Улар Самарийәни мениң қолумдин қутқузғанму?!

20Мошу әл-жутларниң илаһ-бутлиридин өз зиминини қутқузған зади ким бар? Шундақ екән, Пәрвәрдигар Йерусалимни мениң қолумдин қутқузаламду?»».
21Аңлиғучилар сүкүт қилип униңға җавапән һеч қандақ бир сөз қилмиди; чүнки падишаһниң буйруғи шуки: — «Униңға җавап бәрмәңлар».
22Андин Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, орда диванбеги Шәбна вә Асафниң оғли, орда мирзибеги Йоаһлар кийим-кечәклирини житишип, Һәзәкияниң йениға келип, Раб-Шакәһниң гәплирини униңға уқтурди.