1Пәрвәрдигар Өзи «мәсиһ қилғини»ға, Йәни әлләрни униңға беқиндуруш үчүн Өзи оң қолидин тутуп йөлигән Қорәшкә мундақ дәйду: — (Бәрһәқ, Мән униң алдида падишаһларниң тамбилини йәштүрүп ялаңачлитимән, «Қош қанатлиқ дәрвазилар»ни униң алдида ечип беримән, Шуниң билән қовуқлар иккинчи етилмәйду) —
2«Мән сениң алдиңда меңип егизликләрни түз қилимән; Мис дәрвазиларни чеқип ташлаймән, Төмүр тақақлирини сундуруветимән;
3Вә саңа қараңғулуқтики гөһәрләрни, Мәхпий җайларда сақланған йошурун байлиқларни беримән; Шуниң билән өзүңгә исим қоюп сени чақирғучини, Йәни Мән Пәрвәрдигарни Исраилниң Худаси дәп билип йетисән.
4Мән Өз қулум Яқуп, Йәни Өз таллиғиним Исраил үчүн, Исмиңни өзүм қойған; Сән Мени билмигиниң билән, Мән йәнила саңа исим қойдум.
5Мән болсам Пәрвәрдигар, Мәндин башқа бири йоқ; Мәндин башқа Худа йоқтур; Сән Мени тонумиғиниң билән, Мән белиңни бағлап чиңиттимки,
6Күнчиқиштин күнпетишқичә болғанларниң һәммиси Мәндин башқа һеч қандақ бириниң йоқлуғини билип йетиду; Мән болсам Пәрвәрдигар, башқа бири йоқтур.
7Нурни шәкилләндүргүчи, қараңғулуқни Яратқучидурмән, Бәхит-хатирҗәмликни Ясиғучи, балаю-апәтни Яратқучидурмән; Мошуларниң һәммисини қилғучи Мән Пәрвәрдигардурмән».
8— «И асманлар, жуқуридин яғдуруп бериңлар, Булутларму һәққанийлиқ төкүп бәрсун; Йәр-зимин ечилсун; Мән, Пәрвәрдигар, буни яратмай қоймаймән».
9— «Өз Яратқучисиниң үстидин әрз қилмақчи болғанға вай! У йәр-зиминдики чинә парчилири арисидики бир парчиси, халас! Сеғиз лай өзини шәкилләндүргүчи сапалчиға: — «Сән немә ясаватисән?» десә, Яки ясиғиниң саңа: «Сениң қолуң йоқ» десә боламду?
10Өз атисиға: «Сән немә туғдурмақчи?» Яки бир аялға: — «Сени неминиң толғиғи тутти?» — дәп сориғанға вай!
11Исраилдики Муқәддәс Болғучи, йәни уни Ясиғучи Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әнди кәлгүси ишлар тоғрилиқ соримақчимусиләр йәнә? Өз оғуллирим тоғрилиқ, Өз қолумда ишлигиним тоғрилиқ маңа буйруқ бәрмәкчимусиләр!?
12Мән пәқәтла йәр-зиминни ясиған, униңға инсанни Яратқучидурмән, халас! Өз қолум болса асманларни кәргән; Уларниң самави қошунлириниму сәпкә салғанмән.
13Мән уни һәққанийлиқ билән турғузған, Униң барлиқ йоллирини түз қилдим; У болса шәһиримни қуриду, Нә һәқ нә инъам соримай у Маңа тәвә болған әсирләрни қоюп бериду» — Дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
14Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мисирниң мәһсулатлири, Ефиопийәниң вә егиз бойлуқлар болған Сабийлиқларниң маллири саңа өтиду; Улар өзлири сениңки болиду, Саңа әгишип маңиду; Өзлири кишән-зәнҗирләнгән пети сән тәрәпкә өтиду, Улар саңа баш уруп сәндин илтиҗа билән өтүнүп: — «Бәрһәқ, Тәңри сәндә туриду, башқа бири йоқ, башқа һеч қандақ Худа йоқтур» дәп етирап қилиду.
15«И Исраилниң Худаси, Ниҗаткар, дәрһәқиқәт Өзини йошурувалғучи бир Тәңридурсән!».
16Улар һәммиси истиснасиз хиҗил болуп, шәрмәндә болиду; Мәбудни ясиғанлар шәрмәндә болуп, бирликтә кетип қалиду;
17Исраил болса Пәрвәрдигар тәрипидин мәңгүлүк ниҗат-қутулуш билән қутқузулиду; Әбәдил-әбәтгичә хиҗил болмайсиләр, Һеч шәрмәндичиликни көрмәйсиләр.
18Чүнки асманларни яратқан, йәр-зиминни шәкилләндүрүп ясиған, уни мәзмут қилған Худа болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — (У уни қуруқ-мәнисиз болушқа әмәс, бәлки адәмзатниң туралғуси болушқа яратқан еди) «Мән болсам Пәрвәрдигар, башқа бири йоқтур;
19— Мән мәхпий һалда яки зиминдики бирәр қараңғу җайда сөз қилған әмәсмән; Мән Яқупқа: «Мени издишиңлар беһудилик» дегән әмәсмән; Мән Пәрвәрдигар һәқ сөзләймән, Түз гәп қилимән;
20Жиғилиңлар, келиңлар; И әлләрдин қачқанлар, җәм болуп Маңа йеқинлишиңлар; Өзи ойған бутни көтирип, һеч қутқузалмайдиған бир «илаһ»қа дуа қилип жүридиғанларниң болса һеч билими йоқтур.
21Әнди улар өз гәплирини баян қилиш үчүн йеқин кәлсун; Мәйли, улар мәслиһәтлишип бақсун! Ким мошу ишни қедимдинла җакалиған еди? Ким узундин бери уни баян қилған? У Мән Пәрвәрдигар әмәсму? Дәрвәқә, Мәндин башқа һеч илаһ йоқтур; Һәм адил Худа һәм Қутқузғучидурмән; Мәндин башқа бири йоқтур.
22И йәр-зиминниң чәт-яқилиридикиләр, Маңа тәлпүнүп қутқузулуңлар! Чүнки Мән Тәңридурмән, башқа һеч бири йоқтур;
23Мән Өзүм билән қәсәм ичкәнмән, Мошу сөз һәққанийлиқ билән ағзимдин чиқти, һәргиз қайтмайду: — «Маңа барлиқ тизлар пүкүлиду, Барлиқ тиллар Маңа итаәт ичидә қәсәм ичиду».
24Шу чағда: «Һәққанийлиқ вә күч болса пәқәт Пәрвәрдигардидур» — дейилиду, Кишиләр дәл Униңла қешиға келиду; Ғалҗирлишип, униңға ғәзәпләнгәнләрниң һәммиси шәрмәндә болиду.
25Исраилниң әвлатлириниң һәммиси Пәрвәрдигар тәрипидин һәққаний қилиниду, Вә улар Уни даңлишиду.