Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшая

Йәшая 3

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Чүнки, қара! Самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар, Йерусалим вә Йәһудаға қувәт вә йөләнчүк болған барлиқ нәрсиләрни йоқ қилиду, — Йәни қувәт болған пүткүл аш-нан, Йөләнчүк болған һәммә су,
2Палван вә ләшкәр, Сотчи вә пәйғәмбәр, Палчи вә ақсақал,
3Әллик беши, мөтивәр вә мәслиһәтчи, Һүнәрвән устилар вә җаду қилғучиларни йоқ қилиду.
4— «Уларниң орниға яшларни әмәлдар қилимән, Бәтхуй балилар уларниң үстидин идарә қилиду.
5Пухралар бир-бирини езиду, Һәр бири хошниси тәрипидин езилиду; Балилар қериларға, Муттәһәмләр мөтивәрләргә әдәпсизлик қилиду;
6Шу күни бириси ата җәмәтидики қериндишини тутувелип, униңға: — «Сизниң кийим-кечигиңиз бар; бизгә йетәкчи болуң, бу харабиләр қолиңиз астида болсун», — дәйду; У җавапән қолини көтирип қәсәм ичип: «Дәрдиңларға дәрман болалмаймән; Өйүмдиму я аш-нан я кийим-кечәк йоқ; Мени хәлиққә йетәкчи қилмаңлар!» — дәйду.
8Чүнки Йерусалим путлишиду-чүшкүнлишиду, Йәһуда болса жиқилиду; Сәвәви, уларниң тили вә илләтлири Пәрвәрдигарға қарши чиқип, Шәрәп Егисиниң көзлири алдида исянкарлиқ қилди.
9Уларниң чирайи өзлиригә қарши гувалиқ бериду; Улар Содом шәһиридәк гунайини һеч йошурмай, Очуқ-ашкарә җакалайду. Уларниң җениға вай! Улар яманлиқни өз бешиға чүшүргән!
10Һәққанийларға ейтқинки, Улар аман-есәнликтә туриду, Улар өз әмллириниң мевисини йәйду;
11Рәзилләргә вай! Бешиға яманлиқ чүшиду, Чүнки өз қоли билән қилғанлири өзигә яниду.
12Мениң хәлқимдә болса, балилар уларни хар қилиду, Аяллар уларни идарә қилиду; И хәлқим! Силәрни йетәкләватқанлар силәрни аздуриду, Улар маңидиған йоллириңларни йоқ қилиду.
13Пәрвәрдигар Өз дәвасини сорашқа орун алиду, Хәлиқ-милләтләр үстидин һөкүм чиқиришқа өрә туриду;
14Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң ақсақаллири вә әмирлири билән дәвалишип, уларға: — Үзүмзарни йәп түгәткәнләр силәр өзүңлар, Аҗиз мөминләрдин алған олҗа өйүңларда ятиду, дәйду.
15— Силәрниң хәлқимни ашундақ езип, Аҗиз мөминләрниң йүзлиригә дәссәп зади немә қилғиниңлар? — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар.
16Пәрвәрдигар йәнә мундақ деди: — «Зион қиз-аяллири тәкәббурлуқ қилип, Қаш-кирпиклирини сүзүп, Көзлирини ойнитип, наз қилип тайтаңлишип, Путлирини җилдирлитип меңип жүришиду;
17Шуңа Рәб Зион қиз-аяллириниң баш чоққилирини таз қилиду, Пәрвәрдигар уларниң уят йәрлирини ечиветиду».
18Әшу күни Рәб уларни гөзәллигидин мәһрум қилиду; — Уларниң ошуқ җилдирақлирини, Баш җийәклирини, ай шәкиллик марҗанлирини,
19Һалқилирини, биләйүзүклирини, чүмпәрдә-чачванлирини,

19bРомаллирини, ошуқ зәнҗирлирини, потилирини, әтирданлирини, тилтумарлирини,
20Үзүклирини, бурун һалқилирини,
21Һейтлиқ тонлирини, йопуқлирини, пүркәнҗилирини, һәмянлирини,
22Әйнәклирини, апақ ич көйнәклирини, сәллилирини вә тор пәрдилириниң һәммисини елип ташлайду.
23Әнди шундақ болидуки, Әтир пуриғиниң орниға бәтбуйлуқ; Потиниң орнида арғамча, Чирайлиқ ясиған чачлириниң орнида таз беши, Келишкән тонниң орнида бөз рәхтләр, Гөзәллигиниң орнида дағмал тамғиси болиду.
24Сениң жигитлириң қиличлинип, Батурлириң җәңдә жиқилиду.
25Зионниң қовуқлири зар көтирип матәм тутиду; У ялаңачланған һалда йәргә олтирип қалиду.