1Һәққаний адәм аләмдин өтиду, Һеч ким буниңға көңүл бөлмәйду; Меһриван адәмләр жиғип елип кетилиду, Бирақ һеч ким ойлап чүшинәлмәйдуки, Һәққаний адәмләр яман күнләрни көрмисун дәп жиғип елип кетилиду.
2У болса арам-хатирҗәмлик ичигә кириду; Йәни өзлириниң дурус йолида маңған һәр бир киши, Өз орнида йетип арам алиду.
3Бирақ сәнләр, и җадугәр аялниң балилири, Зинахор билән паһишә аялниң нәсли; Буяққа йеқин келиңлар;
4Силәр кимни мазақ қиливатисиләр? Яки кимгә қарши ағзиңларни калчайтип, Тилиңларни узун чиқирисиләр? Силәр болсаңлар асийлиқтин төрәлгән балилар, Алдамчилиқниң нәсли әмәсмусиләр?
5Һәр бир чоң дәрәқ астида, Һәр бир йешил дәрәқ астида шәһванийлиқ билән көйүп кәткүчи, Кичик балиларни җилғиларға һәм хада ташларниң йериқлириға елип сойғучисиләр!
6Ериқтики силиқланған ташлар арисида сениң несивәң бардур; Шулар, шуларла сениң тәқсиматиңдур; Шундақ, сән уларға атап «шарап һәдийәси»ни қуюп, Уларға «ашлиқ һәдийә»ниму сунуп бәрдиңғу; Әнди мушуларға рази болуп Өзүмни бесивалсам боламти?
7Сән жуқури, егиз бир тағ үстидә орун-көрпә селип қойдуң, Сән әшу йәрдиму қурбанлиқларни қилишқа чиқтиң.
8Ишикләрниң кәйнигә вә кәйни кешәклиригә «әсләтмилириң»ни бекитип қойдуң, Чүнки сән Мәндин айрилдиң, Сән ялаңачлинип урнуңға чиқтиң; Орун-көрпәңни кеңәйтип херидарлириң билән өзүң үчүн әһдиләштиң; Уларниң орун-көрписигә көңлүң чүшти, Сән уларда күч-һоқуқни көрүп қалдиң.
9Сән зәйтун мейи һәдийисини елип, Әтирлириңни үстибешиңгә болушиға чечип, Падишаһниң алдиға бардиң; Әлчилириңни жираққа әвәтип, Һәтта тәһтисараға йәткичә өзүңни пәс қилдиң.
10Сән бесип маңған барлиқ йоллириңда чарчиғиниң билән, Йәнә: «Поқ йәптимән, болди бәс!» дәп қоймидиң техи, Езип жүрүшкә йәнила күчүңни жиғдиң, Һеч җақ тоймидиң.
11Сән зади кимдин жүрәкзадә болуп, қорқуп жүрисән, Ялған гәп қилип, Мени есиңгә һеч кәлтүрмәй, Көңлүңдин һеч өткүзмидиң. Мән узунғичә сүкүттә туруп кәлдим әмәсму? Сән йәнила Мәндин һеч қорқуп бақмидиң!
12Сениң «һәққанийлиғиң»ни һәм «төһпилириң»ни баян қилимән: — Уларниң саңа һеч пайдиси йоқтур!
13Чирқириғанлириңда сән жиғип топлиған бутлар келип сени қутқузсун! Бирақ шамал пүв қилип уларниң һәммисини учуруп кетиду, Бир нәпәсла уларни елип кетиду; Бирақ Маңа таянғучи зиминға мираслиқ қилиду, Мениң муқәддәс теғимға егидарчилиқ қилиду.
14Шу чағда: — «Йолни көтириңлар, көтириңлар, уни тәйярлаңлар, Хәлқимниң йолини бошитип барлиқ путликашаңларни елип ташлаңлар» дейилиду.
15Чүнки нами «Муқәддәс» Болғучи, Жуқири һәм Алий Болғучи, Әбәдил-әбәтгичә һаят Болғучи мундақ дәйду: — «Мән жуқури һәмдә муқәддәс җайда, Һәм шундақла роһи сунуқ һәм кичик пеил адәм билән биллә туримәнки, Кичик пеил адәмниң роһини йеңилаймән, Дили сунуқниң көңлини йеңилаймән.
16Чүнки Мән һәргиз мәңгүгә әрз қилип әйиплимәймән, Һәм әбәдил-әбәтгичә ғәзәпләнмәймән; Шундақ қилсам инсанниң роһи Мениң алдимда суслишип йоқайду, Өзүм яратқан нәпәс егилири түгишиду.
17Униң өз нәпсанийәтлик қәбиһлигидә Мән униңдин ғәзәплинип, уни урғанмән; Мән униңдин йошурун туруп, униңға ғәзәпләнгәнлигим билән, У йәнила арқисиға чекингиничә өз йолини меңивәрди;
18Мән униң йоллирини көрүп йәткән тәғдирдиму, Мән уни сақайтимән; Мән уни йетәкләймән, Мән ләвләрниң мевисини яритимән, Униңға вә униңдики һәсрәт чәккүчиләргә йәнә тәсәлли беримән; Жирақ туруватқанға, йеқин туруватқанғиму мутләқ арам-хатирҗәмлик болсун! Вә Мән уни сақайтимән!
20Бирақ рәзилләр болса тиничилинишни һеч билмәйдиған, Долқунлири лай-латқиларни урғутуватқан, Давалғуватқан деңиздәктур.
21Рәзилләргә, — дәйду Худайим — һеч арам-хатирҗәмлик болмас.