Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшая

Йәшая 48

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1И Яқупниң җәмәти, «Исраил»ниң исми билән аталғанлар, «Йәһуда булақлири»дин чиққансиләр, Пәрвәрдигарниң намини ишлитип қәсәм қилғучисиләр, Исраилниң Худасини тилға алғучисиләр, Бирақ булар һәқиқәт һәм һәққанийлиқтин әмәс! Мунуларни аңлап қоюңлар: —
2(Чүнки улар «муқәддәс шәһәр»ниң намини ишлитип өзлиригә исим қилиду, Техи Исраилниң Худасиға «тайинар»миш! Униң нами болса самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигардур!)
3Мән бурунла «илгәрки ишлар»ни алдин-ала баян қилдим; Улар Өз ағзимдин чиққан, Мән уларни аңлаттим; Мән буларни туюқсиз вуҗудқа чиқирип, Улар әмәлгә ашурулди;
4Чүнки Мән сениң җаһиллиғиңни, бойнуңниң пәйлириниң төмүр, Йүзүңниң даптәк екәнлигини билдим;
5Сениң: «Мениң бутум мушуларни қилди», Яки «Ойма мәбудум, қуйма мәбудум буларни буйруди» — демәслигиң үчүн, Шуңа Мән балдур мушуларни саңа баян қилдим; Иш йүз бәргичә уларни саңа аңлитип турдум.
6Сән буларни аңлиғансән; Әнди уларниң һәммисини көрүп бақ! Буни раст дәп етирап қилмамсиләр? Мән баятин «йеңи ишлар»ни, йәни сақлинип йошурунған ишларни баян қилдим, Сән буларни билгән әмәссән.
7Сениң: «Дәрвәқә, мениң улардин балдур хәвирим бар еди» демәслигиң үчүн, Улар бурун әмәс, һазирла яритилиду; Мошу күндин илгири сән уларни аңлап бақмиғансән.
8Бәрһәқ, сән қулақ салмидиң, Бәрһәқ, сән хәвәрму алмидиң, Бәрһәқ, сениң қулиқиң хелә бурунла ечилмай етиклик қалди; Чүнки Мән сениң вапасизлиқ қиливеридиғанлиғиңни, Балиятқудики чеғиңдин тартип «асий» дәп атилидиғанлиғиңни билдим.
9Өз намим үчүн ғәзивимни кечиктүримән, Шөһритим үчүн сени үзүп ташлимаймән дәп ғәзивимни бесивалдим;
10Қара, Мән сени тавлидим, Бирақ күмүчни тавлиғандәк тавландурмидим; Мән азап-оқубәтниң хумданида сени талливалдим;
11Өз сәвәвимдин, Өз сәвәвимдин Мән мушуни қилимән; Мениң намимға дағ тәгсә қандақ болиду? Мән Өзүмниң шан-шөһритимни башқа бирисигә өткүзүп бәрмәймән.
12И Яқуп, И чақирғиним Исраил! Маңа қулақ салғин; Мән «У»дурмән; Мән Тунҗидурмән, бәрһәқ һәм Ахирқидурмән;
13Мениң қолум йәр-зиминниң улини салған, Оң қолум асманларни кәргән; Мән уларни чақирсамла, улар җәм болуп орнидин туриду.
14Һәммиңлар, җәм болуп жиғилиңлар, аңлап қоюңлар; Бутлар арисида қайсиси мушундақ ишларни баян қилған? Пәрвәрдигар яхши көргән киши болса униң көңлидики ишларни Бабилда ада қилиду, Униң биләк-қоли калдийләрниң үстигә зәрб билән чүшиду;  
15Мән, Мән сөз қилғанмән; Дәрһәқиқәт, Мән уни чақирдим; Мән уни алдиға чиқиривалдим; Униң йоли мувәппәқийәтлик болиду.
16— Маңа йеқин келиңлар, мушуни аңлап қоюңлар; Мән әзәлдин сөзүмни йошурун қилған әмәс; Сөзүм әмәлгә ашурулғинидиму йәнила шу йәрдә болғанмән; Һазир болса Рәб Пәрвәрдигар вә Униң Роһи Мени әвәтти!  
17Һәмҗәмәт-ниҗаткариң Пәрвәрдигар, Исраилдики Муқәддәс Болғучи мундақ дәйду: — «Өзүңгә пайда болсун дәп саңа Үгәткүчи, Саңа тегишлик болған йолда сени йетәклигүчи Мән Пәрвәрдигар Худайиңдурмән;
18Сән Мениң пәрманлиримға қулақ салған болсаңиди! Ундақ болғанда бәхит-хатирҗәмлигиң дәриядәк, Һәққанийлиғиң деңиз долқунлиридәк болатти!

19Сениң нәслиң болса униң қумлиридәк, Ич-қарниңдин чиққан пәрсәндлириң қум данчилиридәк сансиз болатти! Уларниң исми Мениң алдимда һәргиз өчүрүветилмәйдиған яки йоқитиветилмәйдиған болатти!
20Бабилдин чиқиңлар, калдийләрдин қечип кетиңлар! Нахша авазлирини яңритип мушуни җакалаңлар, Бу хәвәрни аңлитиңлар, Җаһанниң чәт-яқилириғичә уни йәткүзүп мундақ дәңлар: — «Пәрвәрдигар Өз қули Яқупни һәмҗәмәтлик қилип қутқузди!  
21Улар чөл-баяванлардин өткәндә һеч уссап қалмиди; У суларни таштин аққузуп бәрди; Бәрһәқ, У ташни ярғузди, сулар униңдин урғуп чиқти!».
22«Рәзилләр үчүн» — дәйду Пәрвәрдигар, «бәхит-хатирҗәмлик йоқтур».