1Лекин и қериндашлар, силәргә шу ишларниң вақитлири вә заманлири тоғрисида йезишимниң һаҗити йоқ.
2Чүнки өзүңлар убдан билисиләр, Рәбниң күни худди кечидә киргән оғриниң келишигә охшаш туюқсиз келиду.
3Әнди кишиләр «Дуния теч-аман болуватиду» дәп турғанда, худди һамилдар аялниң толғиғи уштумтут тутқинидәк, һалакәт уларниң бешиға туюқсиз чүшиду; шуниң билән улар униңдин қечип қутулалмайду.
4Лекин силәр, и қериндашлар, қараңғулуқта турғучилар әмәссиләр; шуниң билән у күн силәрни оғридәк чөчүтүп кәлмәйду.
5Чүнки силәр һәммиңлар йоруқлуқниң пәрсәндлири, күндүзниң пәрсәндлиридурсиләр; биз кечигә тәвә яки қараңғулуққа мәнсуп әмәсмиз.
6Шуниң үчүн башқа һәммисидәк ухлимайли, бәлки сәгәк вә салмақ болайли.
7Чүнки ухлайдиғанлар кечиси ухлайду, мәс болидиғанларму кечиси мәс болиду.
8Бирақ өзимиз күндүзгә мәнсуп болғандин кейин, салмақ болайли, көкригимизгә етиқат вә меһир-муһәббәтни савут қилип, бешимизға ниҗатқа бағланған үмүтни дубулға қилип кийивалайли;
9чүнки Худа бизни Өз ғәзивигә учритиш үчүн әмәс, бәлки Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ ниҗатқа ериштүрүш үчүн таллап бекиткән.
10У биз үчүн өлди — мәхсити, һаят қелип ойғақ турсақму яки өлүмдә ухлиған болсақму, бизниң Униң билән биллә һаятта болушимиз үчүндур.
11Шуниң үчүн, һазир қиливатқиниңларға охшаш, бир-бириңларни давамлиқ риғбәтләндүрүп, бир-бириңларниң етиқатини қуруңлар.
12Әнди и қериндашлар, араңларда җапалиқ ишләватқан вә Рәбдә силәргә йетәкчилик қилип, несиһәт бериватқанларни қәдирлишиңларни өтүнимиз.
13Бу хизмәтлири үчүн уларни чоңқур һөрмәт вә меһир-муһәббәт билән қәдирләңлар. Бир-бириңлар билән енақ өтүңлар.
14Амма, и қериндашлар, силәрдин шуниму өтүнимизки, тәртипсиз жүргәнләргә несиһәт бериңлар, жүрәксизләрни риғбәтләндүрүңлар, аҗизларға яр-йөләк болуңлар вә һәммә адәмгә сәвричан болуңлар.
15Һеч қайсиңлар яманлиққа яманлиқ қилмаслиққа көңүл бөлүңлар, бир-бириңларға вә барлиқ кишиләргә һемишә яхшилиқ қилишқа интилиңлар.
16Һәрдайим шатлиниңлар.
17Тохтимай дуа қилиңлар.
18Һәр қандақ ишта тәшәккүр ейтиңлар. Чүнки мана булар Худаниң Мәсиһ Әйсада силәргә қаратқан ирадисидур.
19Роһниң отини өчүрмәңлар.
20Араңларда пәйғәмбәрләрчә йәткүзүлгән бешарәтлик сөзләрни кәмситмәңлар;
21һәммә гәпни тәкшүрүп испатлап көрүңлар; дурус болса уни чиң тутуп қолдин бәрмәңлар.
22Яманлиқниң һәр қандақ шәклидин өзүңларни жирақ тутуңлар.
23Хатирҗәмликниң Егиси болған Худа Өзи силәрни өзүл-кесил пак-муқәддәс қилғай, Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта кәлгичә пүткүл роһуңлар, җениңлар вә тениңларни әйипсиз сақлиғай.
24Силәрни Чақирғучи болса садиқ-вападур, У уни җәзмән ада қилмай қалмайду.
25Қериндашлар, биз үчүн дуа қилиңлар.
26Һәммә қериндашлар билән пак сөйүшләр билән саламлишиңлар.
27Мән Рәбдә силәргә шуни җиддий тапилаймәнки, бу хәтни шу йәрдики һәммә муқәддәс қериндашларға оқуп бериңлар!
28Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити силәргә яр болғай!