1Мәнки Павлус, Силас һәмдә Тимотийдин ХудаАтимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһдә болған, Тесалоника шәһиридики җамаәткә салам. Силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!
2Биз дуалиримизда силәрни яд етип туруп, Худаға силәр үчүн һәрдайим тәшәккүр ейтимиз;
3ХудаАтимизниң алдида етиқатиңлардин болған әмәллириңларни, меһир-муһәббәттин чиққан җапалиқ әҗриңларни, Рәббимиз Әйса Мәсиһкә бағлиған үмүттә болған чидамлиғиңларни изчил әсләп туруватимиз.
4Чүнки әй қериндашлар, Худа сөйгәнләр, Униң силәрни таллиғанлиғи бизгә аян.
5Чүнки хуш хәвиримиз силәргә йәткүзүлгинидә сөзләр биләнла әмәс, бәлки күч-қудрәт билән, Муқәддәс Роһ билән, мутләқ җәзмләштүрүлгән һалда силәргә йәткүзүлгән; униң үстигә, бизниң силәрниң араңларда болғинимизда силәрни дәп өзимизни қандақ тутқанлиғимизни убдан билисиләр.
6Шуниң билән силәр еғир азап-оқубәт ичидә туруқлуқму, Муқәддәс Роһниң шатлиғи билән сөз-каламни қобул қилип, бизни, шундақла Рәбниң Өзини үлгә қилип әгәштиңлар,
7шуниң билән силәр Македонийә вә Ахая өлкилиридики барлиқ етиқатчиларға үлгә болуп чиқтиңлар;
8чүнки Рәбниң сөз-калами силәрдин пәқәт Македонийә вә Ахаяғила яңрап қалмастин, бәлки һәммә йәргә Худаға бағланған етиқатиңлар тоғрилиқ һәммә йәргә хәвәр тарқипту; нәтиҗидә, бизниң шу йәрләрдә хуш хәвәр тоғрилиқ һеч немә дейишимизниң һаҗити қалмиди.
9Чүнки биз барғанлиги җайдики кишиләр силәрниң бизни қандақ қарши алғанлиғиңларни, силәрниң бутлардин қандақ ваз кечип тирик вә һәқиқий Худаниң хизмитидә болушқа, шундақла Униң Оғлиниң, йәни У өлүмдин тирилдүргән, кәлгүсидә келидиған ғәзәптин бизни қутқузғучи Әйсаниң әрштин келишини күтүшкә Худаға баққанлиғиңларни баян қилишиду.