1Ахирида, и қериндашлар, биз Рәб Әйсада туруп силәрдин шуни өтүнимиз һәм җекиләймизки, силәр биздин Худани хурсән қилишқа қандақ меңишиңлар керәклигини тапшурувалғиниңлардәк һәм һазир шу бойичә меңиватқиниңлардәк, шундақ қилишиңлар техиму ешип ташқай.
2Чүнки силәр бизниң Рәб Әйса арқилиқ силәргә немә әмирләрни тапилиғанлиғимизни билисиләр.
3Чүнки Худаниң ирадиси шуки, пак-муқәддәс қилиниш, һәр қандақ бузуқчилиқтин сақлиниш,
4йәни һәр бириңлар Худани тонумайдиған таипиләрдәк шәһваний һәвәсләргә берилмәй, бәлки қандақ қилип өз тенини башқуруп, уни пак-муқәддәсликтә ар-номус билән сақлашни үгинивелиштур.
6Бу җәһәтләрдә һеч ким өз қериндишиниң һәққигә чаң селип, өз пайда-мәнпәитини қоғлимисун; чүнки биз илгири силәргә чүшәндүрүп толуқ агаһландурғинимиздәк, барлиқ мушундақ ишларда Рәб Өзи интиқам алғучидур.
7Чүнки Худа бизни напаклиққа әмәс, бәлки пак-муқәддәсликтә яшашқа чақирди.
8Шуниң үчүн бу һәқиқәтни рәт қилған адәм, инсаний һоқуқни әмәс, бәлки силәргә Муқәддәс Роһини ата қилғучи Худани рәт қилған болиду.
9Әнди қериндашлиқ меһир-муһәббәткә кәлсәк, бу тоғрисида силәргә йезип олтиришимизниң һаҗити йоқ. Чүнки Худа Өзи бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситишни үгәтмәктә.
10Чүнки силәр пүткүл Македонийә өлкисидики һәммә қериндашларға шундақ қиливатисиләр; шундақ болсиму, и қериндашлар, шундақ қилишқа берилип техиму ешип тешишиңларни,
11шундақла биз силәргә тапилиғинимиздәк, тинич жүрүшни, башқиларниң ишлириға арилашмай, өз ишиңлар билән болуп, икки қолуңларға тайинип яшашни нишан қилип интилишиңларни өтүнимиз.
12Мана шундақ қилсаңлар, сирттикиләр алдида иззәт-һөрмәткә сазавәр болуп маңисиләр вә һеч кимниң қолиға беқинип қалмайсиләр.
13Лекин, әй қериндашлар, үмүтсизлик ичидә яшаватқан башқа һәммисидәк, араңлардики өлүмдә ухлап қалғанларға қайғуруп һәсрәт чәкмәслигиңлар үчүн уларниң һали тоғрилиқ хәвәрсиз қелишиңларни халимаймиз.
14Чүнки биз Әйсаниң өлүп тирилгәнлигигә ишәнгән екәнмиз, Әйса қайта кәлгинидә, өлүмдә Униңда ухлап қалғанларни Худа Униң билән биллә елип келидиғанлиғиға ишинимиз.
15Чүнки рәбниң сөз-калами бойичә силәргә шуни ейтимизки, Рәб қайта кәлгичә тирик қалған бизләр униң алдиға чиқишимиз җәзмән өлүмдә ухлап қалғанларниңкидин авал болмайду;
16Чүнки Рәб қаттиқ бир нәрә тартип, баш пәриштиниң авази вә Худаниң канай садаси ичидә асмандин чүшиду вә Мәсиһдә болуп өлгәнләр авал тирилиду;
17андин тирик қалған бизләр улар билән биргә Рәб билән һавада көрүшүш үчүн, булутлар арисиға елинип көтирилимиз; шуниң билән биз Рәб билән мәңгү биргә болимиз.
18Шуңа, бир-бириңларға бу сөзләр билән риғбәт-тәсәлли бериңлар.