1Чүнки, и қериндашлар, бизниң араңларға киргинимиз тоғрилиқ билисиләрки, у бекарға кәтмиди.
2Силәргә йәнә шуму мәлумки, гәрчә илгири Филиппи шәһиридә қийин-қистақ вә харлиққа учриған болсақму, зор қаттиқ қаршилиққа қаримай Худаниң хуш хәвирини силәргә йәткүзүшкә Худайимизниң мәдәт бериши билән жүрәклик болдуқ.
3Чүнки бизниң өтүнүш-җекиләшлиримиздә һеч қандақ алдамчилиқ, напак нийәт яки һейлигәрлик йоқтур.
4Әксичә, биз Худа тәрипидин хуш хәвәрниң аманәт қилинишқа лайиқ көрүлгән адәмләр сүпитидә биз шуниңға мунасип һалда адәмләрни әмәс, бәлки қәлбимизни синиғучи Худани хурсән қилиш үчүн хуш хәвәрни җакалаймиз.
5Чүнки силәр билгәндәк биз һеч қайси вақитта араңларға хушамәтчилик билән вә яки тамахорлуққа ниқап тақап кәлмидуқ — (бу ишта Худа бизгә гувачидур) —
6гәрчә биз Мәсиһниң расуллириниң сүпитидә тәләп жүклийәләйдиған болсақму, мәйли силәр болуңлар яки башқилар болсун, һеч бир инсандин бирәр иззәт-шөһрәт издигән әмәс едуқ.
7Әксичә биз араңларда худди бала имитидиған ана өз бовақлирини көйүнүп асриғандәк силәргә мулайим муамилидә болдуқ.
8Шу чағда, силәргә шундақ тәлпүнгән едуқ, силәргә пәқәт Худаниң хуш хәвәрини тапшурушнила әмәс, һәтта өз җенимизни тапшурушқиму разимиз; чүнки силәр бизгә интайин қәдирлик едиңлар.
9Чүнки, и қериндашлар, бизниң қандақ җапалиқ әмгәк қилғинимиз есиңларда бардур; һеч қайсиңларға еғиримизни салмаслиқ үчүн кечә-күндүзләп меһнәт қилдуқ, Худаниң хуш хәвирини силәргә йәткүздуқ.
10Етиқатчилардин болған силәрниң араңлардики әмәлийәтлиримизниң қандақ ихласмән, һәққаний вә әйипсиз екәнлигигә өзүңлар вә Худаниң Өзиму гувачидур.
11Вә йәнә силәр билгиниңлардәк, атиниң өз пәрсәндлиригә несиһәт бәргинидәк биз һәр бириңларға шундақ җекиләп, риғбәт-тәсәлли берип, силәрни өз падишаһлиғиға вә шан-шәривигә чақириватқан Худаға лайиқ һалда меңишқа дәвәт қилдуқ.
13Худаға йәнә шу сәвәптин тохтавсиз тәшәккүр ейтимизки, силәрниң биздин аңлиған Худаниң сөз-каламиға қулақ салғиниңларда, уни инсанлардин кәлгән сөз сүпитидә әмәс, бәлки униң әмәлий сүпитидә, йәни Худадин кәлгән сөз-калам дәп уни қобул қилдиңлар; у сөз-калам һазир ишәнгүчи силәрдә ишлимәктә.
14Чүнки силәр, и қериндашлар, Йәһудийә өлкисидики Мәсиһ Әйсада болған җамаәтләрдин үлгә алдиңлар; улар шу йәрдә Йәһудийлар тәрипидин қандақ харлиқларға учриған болса, силәрму өз жутдашлириңлар тәрипидин охшаш харлиқларға учридиңлар.
15Улар, йәни шу Йәһудийлар, әслидә Рәб Әйсани вә пәйғәмбәрләрни өлтүргән вә бизниму зиянкәшлик қилип қоғливәткән еди. Улар Худани нарази қилип, вә һәммә инсан билән қеришип,
16«ят әлликләр»ниң ниҗатлиққа еришиши үчүн уларға сөзлишимизгә тосқунлуқ қиливатиду. Шуниң билән улар гуналирини үзлүксиз чекигә йәткүзмәктә; лекин ғәзәп уларниң бешиға толуғи билән чүшүрүлүш алдида туриду.
17Лекин биз, и қериндашлар, амалсиз силәрдин интайин қисқа вақит җудалашқан болсақму (тәндә болсиму, қәлбдә әмәс), силәр билән йәнә дидар көрүшүшкә қәвәтла интизарлиғимиздин йениңларға беришқа техиму бәк интилдуқ!
18Шуниңдәк йениңларға барғумиз бар еди — әмәлийәттә мәнки Павлус қайта-қайта тиришип бақтим; бирақ буниңға Шәйтан тосқунлуқ қилди.
19Чүнки бизниң истәк-арзуйимиз, шатлиғимиз вә Рәббимиз Әйса қайтип кәлгәндә пәхирлинидиған таҗимиз немә болиду? Бу дәл силәр өзүңлар әмәсму?
20Чүнки силәр бизниң пәхримиз, бизниң шатлиғимиз!