Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 24

Росулларниң паалийәтлири 24:15-26

Help us?
Click on verse(s) to share them!
15Мениң Худаға бағлиған үмүтүм барки (бу кишиләрму бу үмүтни тутиду), кәлгүсидә һәм һәққанийларниң һәм һәққанийсизларниң өлүмдин тирилиши болиду.
16Шу сәвәптин, өзүм һемишә Худа алдидиму, инсанлар алдидиму пак виҗданлиқ болушқа интилимән.
17Мән Йерусалимдин айрилғили хелә жиллар болған болуп, бу қетим у йәргә өз хәлқимгә хәйр-сәдиқә йәткүзүп бәргили вә Худа алдиға һәдийә сунғили барған едим.
18Мән бу ишларда болувататтим, бәзиләр мени тазилиниш қаидисини ада қилип болған чағда ибадәтхана һойлисида учратти; лекин мән әтрапимға адәм топлиғинимму йоқ, малиманчилиқ чиқарғинимму йоқ.
19Әмәлийәттә мени учратқанлар болса Асия өлкисидин кәлгән бәзи Йәһудийлар еди; уларниң үстүмдин шикайәтлири бар болса, әсли улар өзлири келип, силиниң алдилирида әрз қилишқа тоғра келәтти.
20Болмиса, мошу сорундикиләр алий кеңәшмә алдида турғинимда, мениңдин қандақ җинайәт тапқанлиғини ейтип бақсун!
21Пәқәт мундақ бир иш болған еди: — Мән уларниң алдида, «Бүгүнки күндә өлгәнләрниң қайта тирилиши тоғрилиқ силәрниң сориғиңларға тартилғанмән!» дәп вақириған едим.
22Рәбниң йоли тоғрилиқ тәпсилий хәвири бар болған Феликс сорақни тохтитип, уларға: — Миң беши Лисияс кәлгәндә дәвайиңлар тоғрисидики һөкүмни чиқиримән, — деди.
23У йүз бешиға Павлусни нәзәрбәнд астиға елип, амма униңға бир аз кәңчилик қилип, дост-бурадәрлириниң һәр қайсисиниң униң һаҗәтлиридин чиқишини тосмиғин, дәп буйруди.
24Бир нәччә күндин кейин, валий Феликс аяли Друсила билән биллә кәлди (Друсила Йәһудий еди). У Павлусни чақиртип, униңдин Мәсиһ Әйсаға етиқат қилиш йоли тоғрилиқ аңлиди.
25Павлус һәққаний яшаш, өзини тутувелиш, қиямәт күнидики соал-сорақ қилинишлар тоғрисида сөзләватқанда, Феликс вәһимигә чүшүп униңға: — Һазирчә қайтип турсаң болиду. Кейин маңа пәйт кәлгәндә, йәнә чақиртимән, — деди.
26У шуниң билән бир вақитта Павлусниң пара беришини үмүт қилатти. Шуниң үчүн, уни имканқәдәр пат-пат чақиртип, униң билән сөзлишәтти.

Read Росулларниң паалийәтлири 24Росулларниң паалийәтлири 24
Compare Росулларниң паалийәтлири 24:15-26Росулларниң паалийәтлири 24:15-26