Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Коринтлиқларға «1»

Коринтлиқларға «1» 12

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Амма и қериндашлар, роһий илтипатларға кәлсәк, силәрниң улар тоғрилиқ билмәй қелишиңларни халимаймән.
2Силәр таипиләрниң арисида болған вақтиңларда һәр хил йолларға башлинип, гас-гача бутларға чоқунушқа аздурулуп кәткиниңларни билисиләр.
3Шуңа мән силәргә уқтуримәнки, һеч ким Худаниң Роһида туруп: «Әйсаға ләнәт!» демәйду вә һәр қандақ бири Муқәддәс Роһта болмай туруп «Әйса Рәбдур!» дәп ейталмайду.
4Амма илтипатлар хилму-хил, лекин Роһ болса бирдур.  
5Хизмәтләр болса һәр хил, амма биз хизмитини қилидиған Рәб бирдур.
6Ишләш йоллири һәр хил, амма һәммәйләндә һәммә ишни вуҗудқа чиқарғучи Худа бирдур.
7Амма һәммәйләнниң мәнпәәти үчүн һәр биригә Роһниң намайән болуши беғишлиниду.
8Чүнки Роһ арқилиқ биригә даналиқ йәткүзгүчи сөз, йәнә биригә шу охшаш Роһ арқилиқ хәвәр йәткүзгүчи сөз тәқсим қилиниду;
9йәнә охшаш Роһ арқилиқ башқа биригә алаһидә ишәш, йәнә биригә охшаш Роһ арқилиқ кесәлләрни сақайтиш илтипатлири,
10бирәвға мөҗизиләрни яритиш тәқсим қилиниду; бирәвға вәһий-бешарәт бериш; бирәвға һәр хил роһларни пәриқ етиш, бирәвға намәлум тилларда сөзләш, йәнә бирәвға намәлум тилларни тәрҗимә қилиш илтипати тәқсим қилиниду.
11Амма бу ишларниң һәммисини жүргүзгүчи охшаш шу бир Роһтур, У һәр биригә Өзи лайиқ көрүп, айрим-айрим тәқсим қилип бериду.
12Чүнки инсаний тән бир болсиму нурғун әзалири болғинидәк, шундақла әзалири нурғун болсиму өз ара қошулуп бир тән болғандәк, Мәсиһ Өзиму һәм шундақтур.
13Чүнки һәммимиз, мәйли Йәһудийлар болсақму, Грекләр болсақму, қуллар болсақму, һөрләр болсақму, бир Роһта бир тәнгә киришкә чөмүлдүрүлдуқ вә бир Роһтин ичишкә несип қилиндуқ.
14Чүнки тән бирла әзадин әмәс, бәлки көп әзалардин тәркиб тапиду.
15Әгәр пут: «Мән қол болмиғиним үчүн мән тәнгә тәвә әмәсмән» десила, ундақта у һәқиқәтән тәнгә тәвә әмәс боламду?
16Қулақ: «Мән көз әмәс, шуңа мән тәнгә тәвә әмәсмән» десила, ундақта у һәқиқәтән тәнгә тәвә әмәс боламду?
17Пүтүн тән көзла болса, ундақта аңлаш сезимимиз нәдин болиду? Пүтүн тән қулақла болса, ундақта пураш сезимимиз нәдин болиду?
18Һалбуки, Худа Өзигә лайиқ көргән тән әзалириниң һәр бирини айрим-айрим өз җайиға орунлаштурған;

19әгәр уларниң һәммиси охшаш әза болса, ундақта уни қандақму тән дегили болатти?
20Әндиликтә әзалар көп, тән болса бирдур.
21Көз қолға: «Мениң саңа еһтияҗим чүшмәйду!» дейәлмәйду; яки баш болса путларға: «Мениң силәргә еһтияҗим чүшмәйду!» дейәлмәйду.
22Дәл әксичә, тәндики аҗиз-әрзимәс дәп көрүнгән әзалар кам болса болмайду;
23вә һәм тәндики биз етиварсиз дәп һесаплиған әзаларға болса, техиму көпрәк етивар қилимиз; шундақла искәтсиз дәп қаралған әзалиримиз техиму искәтлик қилиниду;
24әслидә яришимлиқ болған әзалиримизға болса шундақ қилишниң һаҗити йоқ. Амма Худа пүтүн тәнни шундақ бирләштүргәнки, У етиварсиз дәп һесапланған әзаларға техиму көп етивар бериду.
25Буниңдин мәхсәт тәндә һеч бөлүнүшләр болмаслиғи, бәлки барлиқ әзалар өз ара охшаш көйүмчанлиқта болуши үчүндур.
26Бир әза җапа-дәрд тартса, барлиқ әзалар униң билән тәң җапа-дәрд тартиду; бир әзаға шәрәп кәлсә, барлиқ әзалар униң билән тәң шатлиниду.
27Әнди силәр Мәсиһниң тенидурсиләр, һәр бириңлар Униң айрим-айрим әзасидурсиләр.
28Худа җамаәттә мушундақларни орунлаштурған: — авал расулларни, андин пәйғәмбәрләрни, үчинчи болуп тәлим бәргүчиләрни; андин мөҗизә көрсәткүчиләрни, андин түрлүк кесәлләрни сақайтиш илтипатлириға егә болғанларни, ярдәм бәргүчиләрни, йетәкчилик қилғучиларни, һәр хил намәлум тилларда сөзләйдиғанларни тайинлап орунлаштурғандур.   
29Һәммәйлән расулму? Һәммәйлән пәйғәмбәрму? Һәммәйлән тәлим бәргүчиму? Һәммәйлән мөҗизә көрсәткүчму?
30Һәммәйләндә сақайтиш илтипатлири барму? Һәммәйлән намәлум тилларда сөзләмду? Һәммәйлән намәлум тилларни тәрҗимә қилаламду?
31Амма силәр чоңрақ илтипатларни тәқәзза болуп қоғлаңлар; һалбуки, мән һазир силәргә һәммидин әвзәл бир йолни көрситип берәй.