1Әнди һазир силәр хетиңларда оттуриға қойған соалларға келәйли, — «Әр аял затиниң тенигә тәгмисә яхшидур».
2Дурус. Амма бузуқчилиқлардин сақлиниш үчүн, һәр бир әркәкниң өзиниң аяли болсун, һәр бир аялниң өзиниң ери болсун.
3Әр аялиға нисбәтән әрлик мәҗбурийитини ада қилсун, аялму еригә нисбәтән аяллиқ мәҗбурийитини ада қилсун.
4Аял өз тениниң егиси әмәс, бәлки ери униң егисидур; шуниңға охшашла, әр өз тениниң егиси әмәс, бәлки аяли униң егисидур.
5Пәқәт пүтүн зеһниңлар билән дуаларға берилиш мәхситидә өз мақуллуғуңлар билән вақтинчә биргә ятмаслиққа келишкәндинла башқа, әр-аял өз ара бир-бириниң җинсий һәқ-тәливини рәт қилмисун. Шундақ алаһидә мәзгилдин кейин йәнә биргә болуңлар. Болмиса, өзүңларни тутувалалмайдиғанлиғиңлардин Шәйтан силәрни аздуруш пурситини тепиши мүмкин.
6Амма мундақ дейишим буйруқ йолида әмәс, бәлки мәслиһәт йолидидур.
7Әнди мән барлиқ адәмләрниң маңа охшаш бойтақ болушини халайттим; лекин бу ишта Худаниң һәммә адәмгә бәргән өз илтпати бар; бириси ундақ, йәнә бириси бундақ.
8Амма мән җорисиз тәнһа яшиғанлар вә тулларға шуни ейтимәнки, мәндәк тәнһа туривәрсә яхши болиду;
9амма өзүңларни тутувалалмисаңлар, никаһлиниңлар; чүнки ишқ отида көйгәндин көрә никаһлиқ болған яхши.
10Амма никаһланғанларға кәлсәк, уларға мән шуни тапилаймәнки, — (бу әмәлийәттә мениң тапилиғиним әмәс, йәнила Рәбниңки), аял еридин аҗрашмисун
11(амма у аҗрашқан болса, у тәнһа өтсун, яки ери билән яришивалсун); вә әрму аялини қоюп бәрмисун.
12Қалғанлириңларға кәлсәк, мән шуни ейтимәнки (бу Рәбниң ейтқини әмәс), қериндашниң етиқатсиз аяли болса вә аяли униң билән туруверишкә рази болса, у уни қоюп бәрмисун;
13етиқатчи аялниң етиқатсиз ери болса вә ери униң билән туруверишкә рази болса, у еридин аҗришип кәтмисун.
14Чүнки етиқатсиз әр болса етиқат қилған аялда пак дәп һесаплиниду; етиқатсиз аял болса етиқат қилған қериндашта пак дәп һесаплиниду; болмиса, пәрсәндлириңлар һарамдин болған болатти; амма улар әнди пак болди.
15Лекин етиқатсиз болған тәрәпниң кәткүси болса, у аҗришип кәтсун; бундақ әһвалларда қериндаш ака-укилар, һәдә-сиңиллар никаһ мәҗбурийитигә бағлинип қалған болмайду; қандақла болмисун Худа бизни енақ-хатирҗәмликтә яшашқа чақирғандур.
16Әй етиқатчи аял, ериңни етиқат қилдуруп қутулдуралайдиғанлиғиңни нәдин билисән? Әй етиқатчи әр, хотунуңни етиқат қилдуруп қутулдуралайдиғанлиғиңни нәдин билисән?
17Һалбуки, Рәб һәр қайсимизға қандақ тәқсим қилған болса, қандақ һаләттә чақирған болса, у шуниңда меңивәрсун; мән һәммә җамаәтләрдә шундақ йолйоруқни тапилаймән.
18Бириси сүннәтлик һаләттә чақирилдиму? У қайта сүннәтсиз қилинмисун; бириси сүннәтсиз һаләттә чақирилдиму? У әнди сүннәт қилинмисун.
19Сүннәтлик болуш һеч нәрсә һесапланмас, сүннәтсиз болушму һеч нәрсә һесапланмас; һесап болидиғини Худаниң әмирлиригә әмәл қилиштин ибарәттур.
20Һәр ким қайси һаләттә чақирилған болса, шу һаләттә қалсун.
21Сән чақирилғанда қул һалитидә едиңму? Униң билән кариң болмисун; лекин әгәр һөрлүк пурсити кәлсә, уни қолуңдин бәрмә.
22Чүнки Рәбтә чақирилған қул болса Рәбниң һөр адимидур; униңға охшаш, чақирилип һөр болғучиму Мәсиһниң қулидур.
23Силәр чоң бәдәл билән сетивелиндиңлар; инсанларға қул болмаңлар.
24И қериндашлар, һәр бириңлар қайси һаләттә чақирилған болсаңлар, шу һаләттә Худа билән биллә туруңлар.
25Амма никаһланмиғанлар тоғрилиқ Рәбдин буйруқ тапшурувалмидим; шундақтиму Рәбдин болған рәһим-шәпқәткә муйәссәр болғанлиғим үчүн садиқ адәм сүпитидә өз пикримни ейтимән.
26Әнди һазирқи қийинчилиққа қариғанда, әр кишиниң шу тәнһа һаләттә болушини яхши иш дәймән.
27Аялға бағланған болсаң, ундақта, униң билән аҗришишни ойлима; аялиңдин аҗришип кәттиңму? Ундақта йәнә өйлинишни ойлима.
28Лекин өйләнсәң, сән гуна қилған болмайсән; вә никаһланмиғанлар никаһланса, уларму гуна қилған болмайду. Амма шундақ қилса улар җисманий җәһәттә җапаға учрайду; мениң силәрни униңдин халий қилғум бар.
29Амма шуни дегүм барки, и қериндашлар — вақит қисқидур. Шуңа аяллиқ болғанлар аялсизлардәк болсун;
30матәм тутқанлар матәм тутмиғанлардәк болсун; бәхит-хошаллиқта болғанлар бәхит-хошаллиқта болмиғанлардәк болсун; мал-мүлүк сетивалғанлар мал-мүлүксизләрдәк болсун;
31бу дуниядики байлиқлардин бәһримән болғанлар дунияни өзиниң тәәллуқати дәп билмисун; чүнки бу дуниядики һазирқи һаләт өтүп кетиду.
32Амма силәрниң ғәмсиз болушуңларни халаймән. Аялсиз киши болса Рәбниң ишлирини ойлайду, қандақ қилип Рәбни хурсән қилишниң ғемидә болиду.
33Амма аяллиқ киши қандақ қилип аялини хурсән қилиш үчүн бу дуниядики ишларниң ғемидә болиду;
34Йәнә келип аял вә никаһланмиған қизниң оттурисида пәриқ бар; никаһланмиған қиз болса Рәбниң ишлириниң, қандақ қилип һәм тәндә һәм роһта пак-муқәддәс болушниң ғемидә болиду; амма ятлиқ болған аял қандақ қилип ерини хурсән қилиш үчүн, бу дуниядики ишларниң ғемидә болиду.
35Амма мән бу сөзни силәрниң мәнпәәтиңларни көздә тутуп дәватимән; бойнуңларға сиртмақ селиш үчүн әмәс, бәлки ишлириңларниң гөзәл болуши, көңлүңлар бөлүнмигән һалда Рәбгә берилип Уни күтүшүңлар үчүн дәватимән.
36Амма әгәр бириси нийәт қилған қизға нисбәтән муамиләмниң дурус болмиған йери бар дәп қариса, у қиз яшлиқ баһаридин өтүп кәткән болса, иккиси өзини тутувалалмиса, у халиқинини қилсун, у гуна қилған болмайду; улар никаһ қилсун.
37Бирақ, бириси өз көңлидә муқим туруп, һеч қандақ ишқ бесими астида болмай, бәлки өз ирадисини башқуруп, көңлидә нийәт қилған қизини әмригә алмаслиқни қарар қилған болса, яхши қилған болиду.
38Қисқиси, өйләнгәнниң өйләнгиниму яхши иш, өйләнмигәнниң өйләнмигиниму техиму яхши иш.
39Ери һаят чағда аяли униңға бағланғандур; амма ери өлүмдә ухлиған болса, у халиған кишигә (пәқәт Рәбдә, әлвәттә) никаһлинишқа әркин болиду.
40Лекин қаришимчә у тул қалса, техиму бәхитлик болиду; мәндиму Худаниң Роһи бар, дәп ишинимән!