Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Коринтлиқларға «1»

Коринтлиқларға «1» 10

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Чүнки, и қериндашлар, мән силәрниң ата-бовилиримизниң һәммисиниң булут астида жүргәнлигидин вә һәммисиниң деңиздин өтүп маңғанлиғидин хәвәрсиз жүрүшүңларни халимаймән;
2уларниң һәммиси булутта һәм деңизда Мусаниң йетәкчилигигә чөмүлдүрүлгән;  
3уларниң һәммиси охшаш роһий таамни йегән,
4һәммиси охшаш роһий ичимликни ичкән; чүнки улар өзлиригә һәмраһ болуп әгишип жүргән роһий уюлташтин ичәтти (әмәлийәттә, мошу уюлташ Мәсиһниң Өзи еди);
5шундақтиму, Худа уларниң көпинчисидин рази болмиған еди; чүнки «Уларниң җәсәтлири чөл-баяванда чечилип қалған».  
6Амма бу ишлар уларниң бешиға бизләргә савақ-бешарәт болсун үчүн чүшкән еди; буниңдин мәхсәт, бизниң уларниң яман ишларға һәвәс қилғинидәк һәвәс қилмаслиғимиз үчүндур.
7Силәр йәнә уларниң бәзилиригә охшаш бутқа чоқунидиғанлардин болмаңлар; булар тоғрилиқ: «Хәлиқ йәп-ичишкә олтарди, андин кәйп-сапаға турди» дәп пүтүлгән.  
8Биз йәнә уларниң бәзилириниң бузуқчилиқ қилғинидәк бузуқчилиқ қилмайли; чүнки шу вәҗидин улардин жигирмә үч миң киши бир күндила өлди.  
9Йәнә уларниң бәзилириниң Мәсиһни синиғинидәк Мәсиһни синимайли; чүнки шу сәвәптин улар иланлар чеқиши билән һалак болди.   
10Йәнә уларниң бәзилири ағринғандәк ағринип қақшимаңлар — нәтиҗидә, улар җан алғучи пәриштә тәрипидин өлтүрүлди.   
11Әнди бу вақиәләрниң һәммиси уларниң бешиға бешарәтлик мисаллар сүпитидә чүшкән вә ахирқи заманлар бешимизға келиватқан бизләрниң улардин савақ-ибрәт елишимиз үчүн хатириләнгән еди.   
12Шуниң билән «Мән етиқатта чиң тирәп турмақтимән» дегән киши өзиниң жиқилип кетишидин һези болсун!
13Силәр дуч кәлгән синақларниң һәммисигә башқа адәмләрму охшаш дуч кәлгән. Вә Худа болса вәдисидә турғучидур, У силәрни көтирәлмигидәк синақларға учратмайду, бәлки синақ бешиңларға чүшкәндә, шуниң билән тәң униңдин өтүп қутулуш йолини яритип бериду; силәр шуниң билән униңға бәрдашлиқ беридиған болисиләр.   
14Шу сәвәптин, сөйүмлүклирим, бутпәрәсликтин қечиңлар!
15Силәрни әқил-һоши җайида кишиләр дәп қарап шуни ейтиватимән; сөзлигәнлиримни баһалап беқиңлар: —
16Биз бәрикәтлик болсун дәп тилигән, бәрикәтлик җамдики шарапни ичкинимиз, Мәсиһниң қенидин ортақ бәһирләнгинимиз әмәсму? Бизниң ошутқан нанни йегинимиз, Мәсиһниң тенидин ортақ бәһирләнгинимиз әмәсму?
17Биз нурғун болсақму бир нан, бир тәндурмиз; чүнки һәммимиз шу бир нандин несивә алимиз.   
18Җисманий Исраилға қараңлар; қурбанлиқларни йегәнләр қурбангаһқа несипдашлар әмәсму?

19Әнди немә демәкчимән? Бутқа атап сунулған қурбанлиқниң бирәр әһмийити бармиду? Бутниң бирәр әһмийити бармиду?
20Яқ, бирақ капирлар бутларға сунған қурбанлиқларни Худаға әмәс, бәлки җинларға атайду. Мән силәрниң җинлар билән ортақ несипдаш болушуңларни халимаймән.   
21Рәбниң җамидин вә җинларниң җамидин тәң ичкүчи болсаңлар болмайду; Рәбниң дәстихиниға вә җинларниң дәстихиниға тәң дахил болсаңлар болмайду.
22Рәбниң һәсәт-ғәзивини қозғимақчимизму? Биз Униңдин күчлүкму-я?
23«Һәммә нәрсә һалалдур», амма һәммә нәрсә пайдилиқ болувәрмәйду; «һәммә нәрсә һалалдур», амма һәммә нәрсә адәмниң етиқатини қуралмайду.   
24Әнди һеч ким өз мәнпәәтини издимисун, бәлки өзгиләрниңкини издисун.
25Гөш базирида сетилған һәр бир нәрсини виҗданиңларни дәп олтармай, һеч немини сүрүштә қилмай йәвериңлар.
26Чүнки «Җаһан вә униңға толған һәммә мәвҗудатлар Пәрвәрдигарға мәнсүптур» дәп пүтүлгән.   
27Амма етиқат қилмиғанларниң бирәрси сени зияпәткә тәклип қилса вә көңлүң тартса, алдиңға қоюлған һәммини виҗданиңни дәп олтармай йәвәр;
28амма бириси саңа: «Бу бутларға аталған қурбанлиқ таами» десә, ундақта уни йемә; немишкә десәң, бу ишни саңа ейтқан адәмниң сәвәви үчүн, шундақла виҗданниң сәвәви үчүндур;
29мән дегән виҗдан сениңки әмәс, бәлки һелиқи кишиниң виҗдани; мениң әркинлигимгә башқиларниң виҗдани тәрипидин яман дәп баһа берилишиниң һаҗити барму?
30Мән тәшәккүр ейтип йесәм, тәшәккүр ейтқан нәрсини дурус йегиним түпәйлидин яман дәп қарилишимниң немә һаҗити?   
31Шуңа силәр немини йесәңлар, немини ичсәңлар яки һәр қандақ башқа ишларни қилсаңлар, һәммә ишларни Худаға шан-шәрәп кәлтүрүлсун дәп қилиңлар.
32Мән өзүм һәммәйләнни һәммә ишта мәмнун қилишқа интилгинимдәк, өз мәнпәәтим үчүн әмәс, бәлки көпчиликниң мәнпәәти, уларниң қутқузулуши үчүн интилгинимдәк, һеч кимниң алдиға — Йәһудийлар болсун, греклар болсун, Худаниң җамаитидикиләр болсун алдиға путликашаң болмаңлар. Мән Мәсиһни үлгә қилғинимдәк, силәрму мени үлгә қилиңлар.