Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Коринтлиқларға «1»

Коринтлиқларға «1» 6

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Силәрниң араңларда өз ара аразлиқ иш болса, уни муқәддәс бәндиләрниң бир тәрәп қилишиға тапшурмай, һәққанийсизларниң алдида дәвалишишқа петиналамсиләр?
2Муқәддәс бәндиләрниң дунияни сорақ қилидиғанлиғини билмәмсиләр? Әгәр дунияни силәр сорақ қилидиған иш болса, әнди зиғирчилик ишларни һәл қилишқа яримамсиләр?
3Пәриштиләр үстидинму һөкүм чиқиридиғанлиғимизни билмәмсиләр? Шундақ болған екән, бу һаяттики ишларни һәл қилиш қанчилик иш еди?
4Силәрдә мошу һаяттики ишлар үстидин һөкүм қилиш зөрүр тепилғанда, җамаәт арисида төвән дәп қаралғанларни уни һәл қилишқа салмамсиләр?
5Мошуларни силәрни хиҗаләткә қалдуруш үчүн дәватимән. Әҗәба, араңларда өз қериндашлири оттурисида һөкүм чиқарғидәк дана киши йоқму, һәтта бириму йоқму?
6Униң орнида, қериндаш билән қериндаш дәвалишиватиду, — вә капирлар алдида шундақ қилиду!
7Әмәлийәттә өз араңларда дәваларниң болғанлиғиниң өзи силәргә нисбәтән бир әйиптур. Немишкә угалчилиққа чидимайсиләр? Немишкә наһәқчиликкә йол қоймайсиләр?
8Әксичә, силәр наһәқчилик қиливатисиләр, хиянәт қиливатисиләр, йәнә келип қериндашлириңларға шундақ қилисиләр!
9Һәққанийсизларниң Худаниң падишаһлиғиға варислиқ қилалмайдиғанлиғини билмәмсиләр? Алдинип кәтмәңлар! Бузуқчилиқ қилғучилар, бутпәрәсләр, зина қилғучилар, бәччивазлар, башқа әрләр билән бузуқлуқ қилғучилар,
10оғрилар, нәпсанийәтчиләр, һарақкәшләр, төһмәтхорлар яки алдамчи-каззаплар Худаниң падишаһлиғиға варислиқ қилалмайду;
11бәзиңлар дәрвәқә шундақ болғансиләр; амма силәр Рәб Әйса Мәсиһниң намида вә Худайимизниң Роһи билән жуюлдуңлар, пак-муқәддәс қилиндиңлар, һәққаний қилиндиңлар.
12«Һәммә нәрсә маңа һалалдур», амма һәммә нәрсә пайдилиқ болувәрмәйду; «һәммә нәрсә маңа һалалдур», амма мән һеч қандақ нәрсиниң хумариға қул болмаймән.   
13«Йемәкликләр аш қазан үчүн, аш қазан болса йемәкликләр үчүндур»; амма Худа у вә бу һәр иккисини йоққа чиқириду; тән болса бузуқчилиқ үчүн әмәс, бәлки Рәб үчүндур; Рәб тән үчүндур.
14Худа Рәбни тирилдүрди, шуниңдәк бизниму Өз қудрити билән өлүмдин тирилдүриду.
15Тениңларниң Мәсиһниң әзалири екәнлигини билмәмсиләр? Ундақта, Мәсиһниң әзалирини елип, паһишә аялниң әзалири қилсам боламду? Һәргиз болмайду!
16Ким паһишә аял билән бағланған болса униң билән бир тән болиду, дәп билмәмсиләр? Чүнки «әр-аял иккиси бир тән болиду» — дейилгән еди.   
17Амма Рәбгә бағланғучи болса Униң билән бир роһтур.
18Бузуқлуқтин қечиңлар. «Инсанларниң һәр бир садир қилған гунайи өз тениниң сиртида болиду!» — амма бузуқлуқ садир қилғучи өз тенигә қарши гуна қилиду.

19Силәрниң тениңлар силәрни туралғу қилған, Худа тәрипидин силәргә илтипат қилинған Муқәддәс Роһниң ибадәтханиси, силәр өзүңларни өзүмниңки әмәс дәп билмәмсиләр?   
20Чүнки силәр чоң бәдәл билән сетивелинғансиләр; шуңа тениңларда Худани улуқлаңлар.