Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Батур Һакимлар

Батур Һакимлар 14

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Бир вақитта, Шимшон Тимнаһқа чүшүп, у йәрдә бир қизни көрди; у Филистий қизлиридин бири еди.
2У шу йәрдин чиқип ата-анисиниң йениға қайтип: — Мән Тимнаһда Филистий қизлиридин бирини көрдүм, уни маңа хотунлуққа елип бериңлар, — деди.
3Бирақ ата-аниси униңға: — Қериндашлириңниң қизлириниң ичидә яки бизниң пүткүл қовмимизниң арисидин саңа бир қиз чиқмасму? Немишкә хәтнисиз болған Филистийләрниң қешиға берип, улардин хотун алмақчи болисән? — деди; амма Шимшон атисиға: — Уни маңа елип бәргин, чүнки у маңа бәк яқти, — деди.
4Униң ата-аниси бу ишниң Пәрвәрдигар тәрипидин болғинини билмиди. Чүнки Филистийләр шу чағда Исраил үстидин һөкүм сүрүп турған болғачқа, У Филистийләргә тақабил турушқа пурсәт яратмақчи еди.
5Әнди Шимшон ата-аниси билән Тимнаһқа чүшти; улар Тимнаһдики үзүмзарлиқларға йетип кәлгәндә, мана бир яш шир һөкиригән пети униңға етилди.
6Шуан Пәрвәрдигарниң Роһи униң үстигә чүшүп, у қолида һеч немә болмиған һаләттә ширни тутуп, уни оғлақни житқандәк житип титма-титма қиливәтти. Лекин у бу ишни ата-анисиға демиди.
7Андин у Тимнаһқа чүшүп, у қиз билән параңлашти, у қиз Шимшонға бәк ярап кәтти.
8Бирмәзгилдин кейин у қизни елип келиш үчүн қайта барғанда, ширниң өлүгини көрүп бақай дәп йолдин бурулуп қаривиди, мана ширниң искилитиниң ичидә бир топ һәсәл һәрилири билән һәсәл туратти.
9У һәсәлдин очумиға елип йәп маңди; ата-анисиниң йениға кәлгәндә, уларғиму бәрди, уларму йеди, лекин өзиниң һәсәлни ширниң искилитиниң ичидин елип кәлгинини уларға демиди.
10Униң атиси униңға һәмраһ болуп чүшүп қизниң өйигә кәлди, у йәрдә Шимшон бир зияпәт бәрди, чүнки бурундинла той қилидиған жигитләр шундақ қилидиған рәсм-қаидә бар еди.
11Улар Шимшонни көрүп, униңға һәмраһ болушқа оттуз жигитни тепип кәлди; улар униңға һәмраһ болди.
12Шимшон уларға: — Мән силәрдин бир тепишмақ сорай, әгәр силәр зиярәт қилинидиған йәттә күн ичидә униң мәнисини маңа дәп берәлисәңлар, мән силәргә оттуз данә канап көйнәк билән оттуз жүрүш егин беримән;
13әгәр уни йешип берәлмисәңлар, силәр маңа оттуз данә канап көйнәк билән оттуз жүрүш егин бериңлар, — деди. Улар униңға: — Мақул, ундақ болса тепишмиқиңни ейтқин, қени аңлайли, — деди.
14У уларға: — Йейилидиғини йегүчиниң ичидин чиқти; татлиқ күчтүңгүрниң ичидин чиқти, бу немә? — деди. Улар үч күнгичә бу тепишмақни тапалмиди.
15Йәттинчи күни шундақ болдики, улар Шимшонниң аялиниң қешиға берип: — Сән ериңни алдап-сийлап, тепишмақниң мәнисини бизгә ейтип беришкә мақул қилғин; болмиса сени атаңниң өйи билән қошуп көйдүрүветимиз. Силәр бизни йоқсул қилишқа бу йәргә чақирғанму?! — деди.
16Шимшонниң аяли униң алдида жиғлап туруп: — Сән маңа өч, мени пәқәт сөймәйсән; сән мениң қовмимниң балилиридин бир тепишмақни соридиң, амма маңа мәнисини ейтип бәрмидиң, дәп жиғлиғили турди. Шимшон униңға җавапән: — Мана, мән уни ата-анамғиму дәп бәрмигән турсам, саңа дәп берәмдим? — деди.
17Зияпәт өткүзүлгән йәттә күнидә у ериниң алдида жиғлапла жүрди. Шундақ болдики, йәттинчи күни болғанда аяли уни қистап турувалғачқа, униңға тепишмақниң мәнисини ейтип бәрди. Андин аял берип өз хәлқиниң адәмлиригә тепишмақниң мәнисини дәп бәрди.
18Шуниң билән йәттинчи күни күн патмаста, шәһәрниң адәмлири униңға җавап берип: — Һәсәлдинму татлиғи барму? Ширдинму күчтүңгүри барму? — деди. У уларға җавап берип: — Әгәр силәр мениң иниким билән йәр ағдурмиған болсаңлар, тепишмиқимни һәргиз тапалмайттиңлар! — деди.

19У вақитта Пәрвәрдигарниң Роһи униң үстигә чүшти; у Ашкелонға чүшүп, Ашкелондикиләрдин оттуз кишини өлтүрүп, улардин олҗа елип, олҗидин егинләрни елип келип, тепишмақниң мәнисини йешип бәргәнләргә бәрди. Шуниңдәк Шимшонниң ғәзиви келип, ата-анисиниң өйигә йенип кәтти.
20Андин Шимшонниң аяли Шимшонниң һәмраһлиридин қолдаш болған жигиткә тәвә қилинди.