Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Батур Һакимлар

Батур Һакимлар 1

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Вә Йәшуа вапат болғандин кейин шундақ болдики, Исраиллар Пәрвәрдигардин: — Биздин ким авал чиқип Ⱪананийлар билән соқушсун? — дәп сориди.  
2Пәрвәрдигар сөз қилип: — Йәһуда чиқсун; мана, Мән зиминни униң қолиға тапшурдум, — деди.
3У вақитта Йәһуда акиси Шимеонға: — Сән мениң билән биллә Ⱪананийлар билән соқушушқа, маңа чәк ташлинип мирас қилинған зиминға чиқсаң, мәнму саңа чәк ташлинип мирас қилинған зиминға сән билән биллә чиқип соқушимән, девиди, Шимеон униң билән биллә чиқти.
4Йәһуда у йәргә чиққанда, Пәрвәрдигар Ⱪананийлар вә Пәриззийләрни уларниң қолиға тапшурди. Шуниң билән улар Безәк дегән җайда уларни уруп қирип, он миң адимини өлтүрди.
5Улар Безәктә Адони-Безәк дегән падишаһ билән учришип қелип, униң билән соқушуп Ⱪананийлар билән Пәриззийләрни уруп қирди.
6Адони-безәк қачти, улар қоғлап берип, уни тутувелип, қоллириниң чоң бармиғи билән путлириниң чоң бармиғини кесивәтти.
7Шуниң билән Адони-Безәк: — Әйни чағда қоллириниң чоң бармиғи билән путлириниң чоң бармиғи кесиветилгән йәтмиш падишаһ дәстихинимниң тегидики угақларни терип йегән еди. Мана әнди Худа мениң қилғанлиримни өзүмгә яндурди, деди. Андин улар уни Йерусалимға елип барди, кейин у шу йәрдә өлди.
8Йәһудалар Йерусалимға һуҗум қилип шәһәрни ишғал қилди; улар у йәрдә олтарғучиларни қиличлап қирип, шәһәргә от қоювәтти.
9Андин Йәһудалар чүшүп, тағлиқ район, җәнупдики Нәгәв вә Шәфәлаһ ойманлиғида туруватқан Ⱪананийлар билән соқушти.
10Андин Йәһудалар Һеброндики Ⱪананийларға һуҗум қилип, Шешай, Аһиман вә Талмайларни уруп қирди (илгири Һеброн «Кириат-Арба» дәп атилатти).   
11Андин улар у йәрдин чиқип, Дәбирдә туруватқанларға һуҗум қилди (илгири Дәбир «Кириат-Сәфәр» дәп атилатти).
12Каләб: — Кимки Кириат-Сәфәргә һуҗум қилип уни алса, униңға қизим Аксаһни хотунлуққа беримән, дегән еди.
13Каләбниң укиси Кеназниң оғли Отнийәл уни ишғал қилди, Каләб униңға қизи Аксаһни хотунлуққа бәрди.
14Вә шундақ болдики, қиз ятлиқ болуп униң қешиға барар чағда, ерини атисидин бир парчә йәр сорашқа үндиди. Аксаһ ешәктин чүшүшигә Каләб униңдин: — Сениң немә тәливиң бар? — дәп сориди.
15У җавап берип: — Мени алаһидә бир бәрикәтлигәйсән; сән маңа Нәгәвдин қағҗирақ йәр бәргән екәнсән, маңа бир нәччә булақниму бәргәйсән, деди. Шуни девиди, Каләб униңға үстүн булақлар билән астин булақларни бәрди.
16Мусаниң қейинатисиниң әвлатлири болған Кенийләр Йәһудаға қошулуп «Һормилиқ Шәһәр»дин чиқип Арадниң җәнуп тәрипидики Йәһуда чөлигә берип, шу йәрдики хәлиқ билән биллә турған еди.
17Йәһуда болса акиси Шимеон билән биллә берип, Зәфат шәһиридә туруватқан Ⱪананийларни уруп қирип, шәһәрни мутләқ вәйран қилди; шуниң билән шәһәрниң исми «Хормаһ» дәп аталған.
18Андин Йәһудалар Газа билән униң әтрапини, Ашкелон билән униң әтрапини, Әкрон билән униң әтрапини егилиди.
19Пәрвәрдигар Йәһуда билән биллә болғач, улар тағлиқ жутни мәғлуп қилип алди; лекин җилғидикиләрни болса, уларниң төмүр җәң һарвулири болғачқа, уларни зиминидин қоғливетәлмиди.
20Улар Мусаниң буйруғинидәк Һебронни Каләбкә бәрди. Шуниң билән Каләб Анакниң үч оғлини у йәрдин қоғливәтти.
21Лекин Биняминлар болса Йерусалимда олтириватқан Йәбусийларни қоғлап чиқириветәлмиди; шуңа та бүгүнгичә Йәбусийлар Биняминлар билән Йерусалимда биллә турмақта.
22Йүсүпниң җәмәти Бәйт-Әлгә һуҗум қилди; Пәрвәрдигар улар билән биллә еди.
23Йүсүпниң җәмәти Бәйт-Әлниң әһвалини билип келишкә чарлиғучиларни әвәтти (илгири шәһәрниң нами Луз еди).
24Чарлиғучилар шәһәрдин бир кишиниң чиқип келиватқинини байқап униңға: — Шәһәргә киридиған йолни бизгә көрситип қойсаң, саңа шапаәт көрситимиз, — деди.
25Шуниң билән шу киши шәһәргә киридиған йолни уларға көрситип қойди. Улар берип шәһәрдикиләрни уруп қиличлиди; лекин у адәм билән аилисидикиләрни аман қойди.
26У адәм кейин Һиттийларниң зиминиға берип, шу йәрдә бир шәһәр бәрпа қилип, намини Луз дәп атиди. Та бүгүнгичә униң нами шундақ аталмақта.
27Лекин Манассәһләр болса Бәйт-Шеанни вә униңға қарашлиқ кәнтләрни, Таанақни вә униңға қарашлиқ кәнтләрни ишғал қилмиди; улар Дор вә униңға қарашлиқ кәнтләрдики хәлиқни, Иблеам вә униңға қарашлиқ кәнтләрдики хәлиқни, Мегиддо вә униңға қарашлиқ кәнтләрдики хәлиқни қоғливәтмиди, зиминни алмиди; Ⱪананийлар шу зиминда туруверишкә бәл бағлиған еди.   
28Исраил барғансери күчәйгәчкә Ⱪананийларни өзлиригә һашарчи қилип беқиндурди, лекин уларни өз йәрлиридин пүтүнләй қоғливәтмиди.
29Әфраимларму Гәзәрдә туруватқан Ⱪананийларни қоғливәтмиди; шуниң билән Ⱪананийлар Гәзәрдә улар билән биллә туривәрди.  
30Зәбулун нә Қитронда туруватқанларни нә Наһалолда туруватқанларни қоғливәтмиди; шуниң билән Ⱪананийлар уларниң арисида олтирақлишип, уларға һашарчи мәдикар болди.
31Ашир болса нә Аккода туруватқанларни нә Зидонда туруватқанларни қоғливәтмиди, шундақла Аһлаб, Ақзиб, Һәлбаһ, Афәк Рәһобларда туруватқанларниму қоғливәтмиди.
32Шуниң билән Аширлар шу зиминда туруватқанларниң арисида, йәни Ⱪананийларниң арисида олтирақлишип қалди; улар Ⱪананийларни өз йеридин қоғливәтмиди.
33Нафталилар нә Бәйт-Шәмәштә туруватқанларни нә Бәйт-Анатта туруватқанларни қоғливәтмиди; шуниң билән улар шу зиминда туруватқанларниң арисида, йәни Ⱪананийларниң арисида олтирақлишип қалди; Бәйт-Шәмәш вә Бәйт-Анаттики хәлиқ уларға һашарчи мәдикар болди.
34Аморийлар Данларни тағлиқ районға мәҗбурий һайдап чиқириветип, уларни җилға-түзләңликкә чүшүшкә йол қоймиди.
35Аморийлар Һәрәс теғи, Айҗалон вә Шаалбимда туруверишкә нийәт бағлиған еди; лекин Йүсүп җәмәтиниң қоли күчәйгәндә, Ⱪананийлар уларға һашарчи мәдикар болди.
36Аморийларниң чегариси болса «Сериқ Ешәк давини»дин қорам тешиға өтүп жуқури тәрипигә баратти.