Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Батур Һакимлар

Батур Һакимлар 20

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шуниң билән Исраилларниң һәммиси чиқип, җамаәт Дандин тартип Бәәр-Шебағичә жиғилип Гилеад зимининиң хәлқи билән қошулуп Мизпаһда, Пәрвәрдигарниң алдиға келип бир адәмдәк болди.
2Пүткүл қовмниң чоңлири, йәни Исраилниң һәммә қәбилисиниң башлиқлири Худаниң хәлқиниң җамаити арисида һазир болди. Җамаәт җәмий болуп төрт йүз миң қилич тутқан пиядә әскәр еди
3(Биняминлар Исраилниң Мизпаһда җәм болғинидин әнди хәвәр тапқан еди). Исраиллар сүрүштә қилип: «Бу рәзил иш қандақ йүз бәрди?» — дәп сориди.
4Өлтүрүлгән чоканниң ери Лавий киши җавап берип мундақ деди: — «Мән болсам өз кенизигимни елип, Биняминниң Гибеаһ шәһиригә қонғили барған едим;
5Гибеаһниң адәмлири кечидә маңа һуҗум қилмақчи болуп, мени дәп өйни қоршивалди. Улар мени өлтүрүшни қәстлиди, кенизигимни болса улар аяқ асти қилип өлтүрүвәтти.
6Шуниң билән мән кенизигимниң җәситини парчә-парчә қилип, кишиләргә көтәрткүзүп Исраилниң мираси болған зиминниң һәр бир жутиға әвәттим. Чүнки улар Исраил ичидә пасиқлиқ вә ипласлиқ қилди.
7Мана, әй барлиқ Исраиллар, силәр һәммиңлар ойлинип, мәслиһәт көрситиңлар».
8Шуниң билән һәммә хәлиқ бир адәмдәк қопуп: — Аримиздин нә һеч ким өз чедиригә бармисун нә һеч ким өз өйигә қайтмисун,
9бәлки биз Гибеаһқа шундақ қилайлиги: — Биз чәк ташлап униңға һуҗум қилайли;
10биз Исраилниң һәммә қәбилисидикиләрдин йүзниң ичидин онни, миңдин йүзни, он миңдин миңни таллап чиқип, уларни хәлиқ үчүн озуқ-талқан йәткүзүшкә тайинлайли. Шундақ қилип хәлиқ Бинямин жутидики Гибеаһ шәһиригә берип, уларниң Исраил ичидә қилған барлиқ ипласлиғини уларниң өз бешиға яндурсун, — дейишти.
11Шуниң билән Исраилниң һәммә адәмлири бир адәмдәк болуп, у шәһәргә һуҗум қилишқа топланди.
12Андин Исраил қәбилилири Биняминниң барлиқ җәмәтлиригә әлчи әвәтип: — Араңларда йүз бәргән бу рәзиллик зади немә иш?
13Әнди Гибеаһдики бу лүкчәкләрни бизгә тутуп бериңлар. Шуниң билән биз уларни өлүмгә мәһкүм қилип, Исраилдин рәзилликни йоқ қилайли, — деди. Лекин Биняминлар өз қериндашлири болған Исраилларниң сөзини тиңшимиди,   
14бәлки Биняминлар Исраилға қарши җәң қилиш үчүн шәһәр-шәһәрләрдин келип Гибеаһда жиғилди.
15У вақитта Биняминлардин шәһәр-шәһәрләрдин тизимланғанлар жигирмә алтә миң қилич тутқан әркәк еди. Униңдин башқа Гибеаһдин хилланған йәттә йүз әскәр бар еди.
16Бу пүткүл қошун арисида хилланған йәттә йүз солхай әскәр болуп, салғуға ташни селип нишанға атса, қилчиму қейип кәтмәйтти.
17Бинямин қәбилисидин башқа, Исраилниң адәмлири санақтин өткүзүливиди, қилич тутқанлар төрт йүз миң әркәк чиқти; буларниң һәммиси җәңчиләр еди.
18Исраил қопуп Бәйт-Әлгә чиқип Худадин: — Бизниң аримиздин ким авал чиқип Биняминлар билән соқушсун, дәп соривиди, Пәрвәрдигар җавап берип: — Йәһуда авал чиқсун, деди.

19Шуниң билән Исраиллар әтиси сәһәр қопуп Гибеаһниң удулида чедиргаһ тикти.
20Андин Исраилниң адәмлири Бинямин билән урушушқа чиқип, Гибеаһниң йенида раслинип уларға қарши сәп түзди.
21Шу күни Биняминлар Гибеаһдин чиқип, Исраилдин жигирмә икки миң кишини өлтүрүп, йәргә йәксан қиливәтти.
22Лекин Исраилниң адәмлири җасарәткә келип, авалқи күни сәп түзгән җайда иккинчи күни йәнә сәп түзди.
23сәп түзүштин авалқи ахшими Исраил Пәрвәрдигарниң алдиға берип, кәч киргичә пәряд қилип жиғлап, Пәрвәрдигардин йол сорап: — Биз өз қериндишимиз болған Бинямин нәсиллири билән йәнә урушушқа чиқсақ боламду, болмамду? — дәп соривиди, Пәрвәрдигар җавап берип: — Уларға һуҗум қилиңлар, деди.
24Шуниң билән Исраиллар иккинчи күни Биняминларға йеқин келип һуҗум қилди.
25Биняминму иккинчи күни Гибеаһдин чиқип Исраиллар билән соқушуп, уларниң он сәккиз миң адимини өлтүрүп, йәргә йәксан қиливәтти; буларниң һәммиси қилич тутқанлардин еди.
26Андин Исраилларниң һәммиси, йәни пүтүн қошун қопуп Бәйт-Әлгә чиқип жиғлап, шу күни Пәрвәрдигарниң алдида кәчкичә роза тутуп, Пәрвәрдигарниң алдида көйдүрмә қурбанлиқ билән енақлиқ қурбанлиғи өткүзди.
27Шу күнләрдә Худаниң әһдә сандуғи шу йәрдә болуп, Һарунниң әвлади, Әлиазарниң оғли Финиһас униң алдида хизмәт қилатти; шуниң билән Исраиллар Пәрвәрдигардин йол сорап: — Биз өз қериндишимиз болған Биняминниң нәсиллири билән йәнә урушушқа чиқамдуқ яки тохтап қаламдуқ? — дәп сориди; Пәрвәрдигар җавапән: — Чиқиңлар, чүнки әтә Мән уларни сениң қолуңға тапшуримән, деди.
29Буни аңлап Исраил хәлқи Гибеаһниң әтрапиға әскәрләрни пистирма қойди;
30үчинчи күни Исраиллар илгәрки икки қетимқидәк Биняминларға һуҗум қилишқа Гибеаһниң удулиға келип сәп түзди.
31Бинямин Исраил хәлқигә қарши җәңгә чиқивиди, хәлиқ уларни шәһәрдин аздуруп чиқти. Улар Бәйт-Әлгә чиқидиған йол вә Гибеаһқа баридиған йолниң үстидә һәм далада хәлиқни илгәрки икки қетимқидәк уруп қирғили турди. Исраилниң адәмлиридин оттузчә кишини өлтүрди.
32Биняминлар: — Улар йәнила авалқидәк мәғлуп болди, — дейишти. Амма Исраил: — Бизләр қечип уларни шәһәрдин әгәштүрүп чиқип, йолларға елип чиқайли, дәп мәслиһәтлишивалған еди.
33Шуниң билән Исраилниң һәммә адәмлири өз җайидин қопуп Баал-Тамарға берип сәп түзди, пистирмида турған Исраилларму өз җайидин, йәни Гебадики чимәндин чиқип кәлди.
34Исраилниң арисидин сәрхил он миң киши Гибеаһниң удулидин униңға һуҗум қилди, җәң қаттиқ болди. Лекин Биняминлар өзлириниң үстигә бала йеқинлашқинини билмәй қалди.
35Пәрвәрдигар Биняминларни Исраилниң алдида мәғлуп қилғачқа, улар у күни Биняминлардин жигирмә бәш миң бир йүз қилич тутқан адәмни өлтүрди.
36Әнди Биняминлар өзлириниң мәғлуп болғинини көрди. Исраилниң адәмлири әслидә Гибеаһқа қойған пистирмидики кишилиригә ишәш қилип, Биняминларни алдап, алдида чекингән еди.
37У вақитта пистирмидикиләр тездин атлинип Гибеаһқа һуҗум қилип бесип кирип, шәһәрдикиләрниң һәммисини қиличлап қирди.

38Исраиллар әслидә пистирмидикиләр билән алдин-ала нишан үчүн бәлгү бекиткән еди, йәни шәһәргә от қуюп, қелин түтүн түврүгиниң асманға көтирилишини бәлгү қилишқа келишивалған еди.
39Шуңа Исраилниң адәмлири уруштин вақтинчә чекингәндә, Биняминлар Исраилниң адәмлирини уруп соқуп, оттузчә кишини өлтүрүп: — Мана, Исраил авалқи җәңдикидәк алдимизда шәксиз тар мар болиду, — дейишти.
40Лекин шәһәрниң ичидин түтүн түврүк өрләп чиққанда, Биняминлар кәйнигә бурулуп қаривиди, мана, пүткүл шәһәр ис-түтәк болуп асманларға көтирилип кетивататти.
41Шу һаман Исраилниң адәмлири бурулуп йенип кәлди, Биняминниң адәмлири болса: Бизгә бала йеқинлашти дәп, вәһимигә чүшти.
42Улар Исраилларниң алдидин бурулуп чөллүккә маңидиған йол билән қечип кәтти; лекин җәң уларниң кәйнидин из бесип маңди; әтрапидики һәр қайси шәһәрләрдин адәмләр чиқип уларни ариға елип һалак қилди.
43Шу тәриқидә улар Биняминларни қоршивалди, уларни күн чиқиш тәрипидики Гебаниң удулиғичә тохтимай қоғлап берип, чәйләп өлтүрди.
44Буниң билән Биняминлардин он сәккиз миң киши өлди, уларниң һәммиси батур палванлар еди.
45Башқилири бурулуп чөл тәрәпгә қечип, Риммон қорам тешиға барди; амма Исраиллар йолларда худди башақ тәргәндәк улардин бәш миң адәмни өлтүрди; андин уларниң кәйнидин Гидомғичә қоғлап берип, йәнә икки миң адәмни өлтүрди.
46У күни Биняминлардин өлтүрүлгәнләр жигирмә бәш миң адәм еди. Буларниң һәммиси палванлар болуп, қилич тутқанлар еди.
47Һалбуки, улардин пәқәт алтә йүз адәм қалған еди, улар бурулуп чөл тәрәпгә қечип, Риммондики тик ярға барди. Улар Риммондики тик ярда төрт ай турди.
48Исраиллар йәнә Биняминларниң зиминиға йенип келип, һәммә шәһәрләрдики адәмләрни, чарпайларни һәм учриғанларниң һәммисини қилич билән қиривәтти, шундақла от қуюп, удул кәлгән шәһәрлириниң һәммисини көйдүрүвәтти.