Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Батур Һакимлар

Батур Һакимлар 16

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Андин Шимшон Газаға барди, у у йәрдә бир паһишә аялни көрүп, кирип униң билән йеқинчилиқ қилди.
2Лекин Газалиқлар бирисиниң: — Шимшон бу йәргә кәлди, дегинини аңлап, шәһәрни қоршап, кечичә шәһәрниң қовуқида үн чиқармай марап турди вә: Әтә таң йоруғанда уни өлтүримиз, — дейишти.
3Шимшон йерим кечигичә ятти; андин орнидин туруп шәһәр қовуқиниң икки қанитини тутуп, уни икки кешики вә балдақ-тақиқи билән қошуп, бирақла қомуруп, өшнисигә артип Һебронниң удулидики таққа елип чиқип кәтти.
4Кейин у Сорәк җилғисида олтиришлиқ Дилилаһ исимлиқ бир аялни көрүп, униңға ашиқ болуп қалди.
5Буни билип Филистийләрниң әмирлири у аялниң қешиға берип униңға: — Сән уни алдап, униң күчтүңгүрлүгиниң зади нәдин болғанлиғини колап сорап, бизниң қандақ қилсақ уни йеңәләйдиғанлиғимизни, уни бағлап бойсундуралайдиғанлиғимизни ейтип бәрсәң, биз һәр биримиз саңа бир миң бир йүз күмүч тәңгә беримиз, — деди.
6Шуниң билән Дилилаһ Шимшондин: — Сән күчтүңгүрлүгүңниң зади нәдин болғанлиғини, шундақла қандақ қилғанда сени бағлап бойсундурғили болидиғанлиғини ейтип бәргин! — деди.
7Шимшон униңға җавапән: — Адәмләр мени йәттә тал қурутулмиған йеңи я киричи билән бағлиса, мән аҗизлап башқа адәмләрдәк болуп қалимән, — деди.
8Шуниң билән Филистийләрниң әмирлири йәттә тал қурутулмиған йеңи я киричини елип келип, бу аялға беривиди, у бу киричләр билән уни бағлап қойди
9(Дилилаһ бир нәччә адәмни һуҗрида пайлап турушқа йошуруп қойған еди). У Шимшонға: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — деди. У қопуп киричләрни чигә шойна отта көйүп үзүлүп кәткәндәк үзүвәтти. Шуниң билән униң күчтүңгүрлигиниң сири ашкариланмиди.
10Буни көрүп Дилилаһ Шимшонға: — Мана, сән мени алдап, маңа ялған ейтипсән! Әнди маңа сени немә билән бағлиса болидиғанлиғини ейтип бәргин, — деди.
11У җавап берип: — Адәмләр мени һеч ишләтмигән йеңи арғамча билән бағлиса, мән аҗизлап башқа адәмләрдәк болуп қалимән, — деди.
12Шуниң билән Дилилаһ йеңи арғамча елип келип, уни бағлап: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — деди (әслидә бир нәччә адәм һуҗрида йошурунуп, уни пайлап турушқан еди). Лекин Шимшон өз қолидики арғамчиларни жипни үзгәндәк үзүп ташлиди.
13Буни көрүп Дилилаһ Шимшонға: — Сән һазирғичә мени алдапсән, маңа ялған ейтипсән; әнди маңа сени немә билән бағлиса болидиғанлиғини ейтип бәргин, — деди. У җавап берип: — Сән мениң бешимдики йәттә өрүм чачни дукандики өрүш жип билән қошуп өрүп қойсаңла болиду, — деди.
14Шуниң билән Шимшон ухлиғанда у униң бешидики йәттә тал чачни өрүш жип билән қошуп өрүп, қозуққа бағлап қоюп униңға: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — деди. Шимшон уйқидин ойғинип, өрүш жип билән қозуқни бирақла тартип юливәтти.
15Андин аял униңға: — Маңа көңлүң йоқ туруп, қандақсигә саңа ашиқ болдум, дәйсән? Сән мени үч қетим алдап, күчтүңгүрлүгүңниң нәдин болғанлиғини маңа ейтип бәрмидиңғу, — деди.
16Униң һәркүни сөзлири билән уни қисташлири вә ялвурушлири билән Шимшонниң өлгидәк ичи пушти вә шундақ болдики,
17у көңлидики сирини қоймай униңға ашкарә қилип: — Мән анамниң қосиғидики чағдин тартип Худаға атилип назарий болғиним үчүн, бешимға һәргиз устира селинип бақмиған; әгәр мениң чечим чүшүрүветилсә, күчүм мәндин кетип, мән аҗизлап башқа адәмләрдәк болуп қалимән, — деди.
18Дилилаһ униң өзигә көңлидики һәммә сирини дәп бәргинини көрүп, Филистийләрниң әмирлирини чарқирип келишкә адәм маңдуруп: — «Бу қетим силәр йәнә бир чиқиңлар, чүнки Шимшон көңлидики һәммә сирни маңа ашкарә қилди» деди. Шуниң билән Филистийләрниң әмирлири қоллириға күмүчләрни елип, униң қешиға чиқти.

19Андин Дилилаһ уни өз янпишиға ятқузуп, ухлитип қоюп, бир адәмни чақирип кирип униң бешидики йәттә өрүм чачни чүшүрүвәтти; шундақ қилип у Шимшонниң бозәк қилинишини башлиғучи болди. Шимшон күчидин кәткән еди.
20У: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — девиди, у уйқидин ойғинип: — Мән орнумдин туруп, илгәрки бир қанчә қетимқидәк, бошинип кетимән, дәп ойлиди. Лекин у Пәрвәрдигарниң өзидин кәткинини билмәйтти.
21Шуниң билән, Филистийләр уни тутувелип, көзлирини оюп, Газаға елип чүшүп, уни мис зәнҗирләр билән бағлап, зинданда ун тартишқа салди.
22Лекин бешидики чүшүрүветилгән чечи йәнә өсүшкә башлиди.
23Кейин, Филистийләрниң әмирлири өз илаһи болған Дагон үчүн чоң бир қурбанлиқ өткүзүшкә һәм тәбрикләп шатлинишқа жиғилди. Чүнки улар: — Мана, илаһимиз дүшминимиз болған Шимшонни қолимизға тапшуруп бәрди, — дейишти.
24Хәлиқ Шимшонни көргәндә, өз илаһини даңлап: — Илаһимиз болса, жутимизни вәйран қилғучини, адәмлиримизни көп өлтүргән дүшминимизни қолимизға чүшүрүп бәрди! — дейишти.
25Улар таза шат-хурамлиқ кәйпигә чөмүп: — Шимшон кәлтүрүлсун, у бизгә бир оюн көрситип бәрсун, дейишти; улар Шимшонни зиндандин елип чиқти. У уларниң алдида оюн көрсәтти. Әнди улар уни икки түврүкниң оттурисида тохтитип қойған еди.
26Шуниң билән Шимшон қолини тутуп турған жигиткә: — Мени қоювәт, өйни көтирип турған түврүкләрни силап, уларға йөлинивалғили қойғайсән, — деди.
27У чағда өй әр-аяллар билән лиқ толған еди, Филистийләрниң әмирлириниң һәммисиму шу йәрдә еди; өгүздиму Шимшонниң көрситиватқан оюнини көрүватқан тәхминән үч миңчә әр-аял бар еди.
28Шимшон Пәрвәрдигарға нида қилип: — Әй Рәб Пәрвәрдигар, мени яд қилип пәқәт мошу бир қетим маңа күч ата қилғайсән; и Худа, шуниң билән икки көзүмниң интиқамини Филистийләрдин бир йолила алғузғайсән! — деди.
29Шимшон шуларни дәп өйни көтирип турған оттуридики икки түврүкни тутувалди; бирини оң қоли билән, йәнә бирини сол қоли билән тутуп, уларға тайинип турди.
30Андин: «Филистийләр билән бирликтә өлүп кәтсәм!» дәп бәдинини егип күчини жиғип иттиривиди, өй өрүлүп, у йәрдики әмирләр билән барлиқ хәлиқниң үстигә чүшти. Буниң билән өз өлүми билән өлтүргән адәмләр униң тирик вақтида өлтүргәнлиридин көп болди.
31Андин кейин униң қериндашлири вә атисиниң барлиқ җәмәти чүшүп, уни көтирип, Зореаһ билән Әштаолниң оттурисиға елип берип, атиси Маноаһниң қәбридә дәпнә қилди. У жигирмә жил Исраилға һаким болған еди.