1Әнди Йәруббаалниң оғли Абимәләк Шәкәмдики анисиниң ака-укилириниң қешиға берип, улар вә анисиниң атисиниң пүткүл җәмәтидикиләргә: —
2Силәр Шәкәмдики барлиқ адәмләрниң қулиқиға сөз қилип уларға: «Силәр үчүн йәтмиш киши, йәни Йәруббаалниң оғуллири үстүңләргә һөкүм сүргини яхшиму яки бирла адәмниң үстүңләрдин һөкүм сүргини яхшиму? Есиңларда болсунки, мән силәрниң қан-қериндишиңлармән» — дегән гепимни йәткүзүңлар, — деди.
3Шуниң билән униң анисиниң ака-укилири у тоғрилиқ бу гәпләрниң һәммисини Шәкәмдикиләрниң қулақлириға ейтти. Уларниң көңли Абимәләккә майил болуп: — У бизниң қериндишимиз екәнғу, дийишип,
4Баал-Беритниң бутханисидин йәтмиш шәкәл күмүчни елип, униңға бәрди. Бу пул билән Абимәләк бир мунчә бекар тәләп лүкчәкләрни яллап, уларға баш болди.
5Андин у Офраһқа, атисиниң өйигә берип өзиниң ака-укилири, йәни Йәруббаалниң оғуллири болуп җәмий йәтмиш адәмни бир ташниң үстидә өлтүрүвәтти. Лекин Йәруббаалниң кичик оғли Йотам йошурунивалғачқа, қутулуп қалди.
6Андин пүткүл Шәкәмдикиләр вә Бәйт-Миллодикиләрниң һәммиси жиғилишип берип Абимәләкни Шәкәмдики дуб дәриғиниң түвидә падишаһ қилип тиклиди.
7Бу хәвәр Йотамға йәткүзүлди; у берип Гәризим теғиниң чоққисиға чиқип, у йәрдә туруп жуқури авазда көпчиликкә товлап: — Әй Шәкәм чоңлири, мениң сөзүмгә қулақ селиңлар, андин Худаму силәргә қулақ салиду.
8Күнләрдин бир күни дәрәқләр өзлириниң үстигә һөкүм сүридиған бир дәрәқни мәсиһләп падишаһ тикләшкә издәп чиқип, зәйтун дәриғигә: — Үстимизгә падишаһ болуп бәргин, дәптикән.
9Зәйтун дәриғи уларға җавап берип: — Худаға вә инсанларға болған һөрмәтни ипадиләйдиған мейимни ташлап, башқа дәрәқләрниң үстидә туруп пулаңлашқа кетәмдим? — дәпту.
10Буни аңлап дәрәқләр әнҗир дәриғиниң қешиға берип: — Сән келип үстимизгә падишаһ болғин, дәп илтиҗа қипту;
11Әнҗир дәриғи уларға җавап берип: — Мән өз ширнәм билән яхши мевәмни ташлап, башқа дәрәқләрниң үстидә туруп пулаңлашқа кетәмдим? — дәпту.
12Шуниң билән дәрәқләр үзүм таллиғиниң қешиға берип: — Сән келип бизниң үстимизгә падишаһ болғин, дәпту,
13үзүм тели уларға җавап берип: — Мән Худа билән адәмләрни хуш қилидиған йеңи шарапни ташлап, башқа дәрәқләрниң үстидә туруп пулаңлашқа кетәмдим? — дәпту.
14Андин дәрәқләрниң һәммиси азғанниң қешиға берип: — Сән келип бизниң үстимизгә падишаһ болғин, дәпту;
15азған уларға җавап берип: — Әгәр силәр мени сәмимий нийитиңлар билән үстүңләргә падишаһ қилишни халисаңлар, келип мениң сайәмниң астида панаһлиниңлар; болмиса, азғандин бир от чиқиду вә Ливанниң кедир дәрәқлирини йәп кетиду! — дәпту.
16Әгәр силәрниң Абимәләкни падишаһ қилғиниңлар раст сәмимий вә дурус нийәт билән болған болса, Йәруббаал вә униң аилисидикиләргә яхшилиқ қилған, униң қилған әмәллири бойичә униңға қайтурған болсаңлар —
17(чүнки атам силәр үчүн җәң қилип, өз җенини хәтәргә тәвәккул қилип силәрни Мидиянниң қолидин қутқузди!
18Лекин силәр бүгүн атамниң җәмәтигә қарши қозғилип, униң оғуллирини, җәмий йәтмиш адәмни бир ташниң үстидә өлтүрүп, униң дедигиниң оғли Абимәләкни туққиниңлар болғини үчүн Шәкәм хәлқиниң үстигә падишаһ қилип тикләпсиләр!)
19— әнди әгәр силәр Йәруббаал вә җәмәтигә сәмимий вә дурус муамилә қилған болсаңлар, силәр Абимәләктин хошаллиқ тапқайсиләр, уму силәрдин хошаллиқ тапқай!
20Лекин болмиса, Абимәләктин от чиқип, Шәкәмдикиләр вә Бәйт-Миллониң хәлқини йәп кәтсун; шундақла, Шәкәмдикиләр вә Бәйт-Миллониң хәлқидин от чиқип, Абимәләкни йәп кәтсун! — деди.
21Йотам қериндиши Абимәләктин қорқуп, қечип Бәәр дегән җайға берип, у йәрдә олтирақлишип қалди.
22Абимәләк Исраилға үч жил сәлтәнәт қилди.
23Худа Абимәләк билән Шәкәмниң адәмлири оттурисиға бир яман роһ әвәтти; шуниң билән Шәкәмдикиләр Абимәләккә асийлиқ қилишқа қозғалди.
24Буниң мәхсити, Йәруббаалниң йәтмиш оғлиға қилинған зораванлиқ вә қан қәризни уларни өлтүргән қериндиши Абимәләкниң бойниға чүшүрүш, шундақла өз ака-укилирини өлтүрүшкә уни қоллап-қувәтлигән Шәкәмдики кишиләрниң бешиға чүшүрүштин ибарәт еди.
25Шәкәмдики кишиләр Абимәләкни тутмақчи болуп, тағларниң чоққилириға пайлақчиларни бөктүрмә қилип турғузди; улар у йәрдин өткән йолучиларниң һәммисини булаң-талаң қилди. Бу иш Абимәләккә йәткүзүлди.
26Әбәдниң оғли Гаал өз ака-укилири билән Шәкәмгә көчүп келивиди, Шәкәмдики кишиләр униңға ишәш бағлап уни өз яр-йөлиги қилди.
27Шундақ қилип улар шәһәрдин етизлиққа чиқип, үзүмзарларниң үзүмлирини үзүп сиқип, шарап ясап, шатлиқ қилип өз бутиниң ибадәтханисиға кирип, йәп-ичишип Абимәләкниң үстидин ләнәт оқуғили турди.
28Әбәдниң оғли Гаал: — Абимәләк дегән ким еди? Шәкәм дегән немә еди, биз немә дәп униңға хизмәт қилғидәкмиз?! У Йәруббаалниң оғли әмәсму? Зәбул униң назатәтчиси әмәсму? Силәр Шәкәмниң атиси Һаморниң адәмлириниң хизмитидә болсаңлар болиду! Биз немишкә Абимәләкниң хизмитидә болидикәнмиз?
29Кашки бу хәлиқ мениң қол астимда болса еди! У чағда мән Абимәләкни һайдивтәттим! Мән Абимәләккә: — Өз қошуниңни көпәйтип, җәңгә чиққин! — дегән болаттим.
30Әнди шәһәр башлиғи Зәбул Әбәдниң оғли Гаалниң бу сөзлирини аңлиғинида, аччиғи келип,
31әлчиләрни Абимәләкниң қешиға йошурунчә әвәтип: «Мана, Гаалниң оғли қериндашлири билән Шәкәмгә келиватиду; мана, шәһәрни силигә қарши чиқишқа қутритиватиду.
32Шуңа сили адәмлирини елип бүгүн кечә шәһәр әтрапидики етизлиққа берип марап олтарғайла;
33әтә күн чиққан һаман қозғилип шәһәргә һуҗум қилғайла; у вә униң адәмлири силигә қарши чиққанда, сили әһвалға қарап униңға тақабил турғайла, — деди.
34Буни аңлап, Абимәләк һәммә адәмлирини елип, кечиси чиқип, төрт топқа бөлүнүп, йошурунуп Шәкәмгә һуҗум қилишқа марап олтарди.
35Әбәдниң оғли Гаал сиртқа чиқип шәһәрниң дәрвазисида өрә турғанда, Абимәләк өз адәмлири билән йошурунған җайдин чиқти.
36Гаал хәлиқни көрүп Зәбулға: — Мана тағ чоққилиридин адәмләр чүшүватиду, деди. Лекин Зәбул униңға җавапән: — Тағларниң көләңгиси саңа адәмләрдәк көрүниду, — деди.
37Гаал йәнә сөз қилип: Мана, бир топ адәмләр дөңләрдин чүшүп келиватиду, йәнә бир топ адәмләр «Палчиларниң дуб дәриғи»ниң йоли билән келиватиду, — деди.
38Андин Зәбул униңға: — Сениң: «Абимәләк дегән ким еди, биз униң хизмитидә болаттуқму?» дәп чоң гәп қилған ағзиң һазир қени? Мана булар сән көзгә илмиған хәлиқ әмәсму? Әнди чиқип улар билән соқушуп баққин! — деди.
39Шуниң билән Гаал Шәкәмдикиләр билән чиқип Абимәләк билән соқушушқа башлиди.
40Лекин Абимәләк уни мәғлуп қилип қоғлиди; у униң алдидин қачти, шундақла нурғун яриланған адәмләр шәһәрниң дәрвазисиғичә йетишип кәткән еди.
41Андин Абимәләк Арумаһда туруп қалди. Зәбул болса Гаал вә униң қериндашлирини қоғлап, уларниң Шәкәмдә турушиға йол қоймиди.
42Әтиси Гаалдикиләр далаға чиқти; бу хәвәр Абимәләккә йәткәндә
43у хәлқини елип, уларни үч топқа бөлүп, далада йошурунуп марап турди; у қарап турувиди, Шәкәм хәлқи шәһәрдин чиқти. У қопуп уларға һуҗум қилди.
44Абимәләк вә униң билән болған биринчи топ атлинип шәһәрниң дәрвазисиниң алдиға бесип берип, у йәрдә турди; қалған икки топ етилип берип далада турған адәмләргә һуҗум қилип уларни қиривәтти.
45Шу тәриқидә Абимәләк пүтүн бир күн шәһәргә һуҗум қилип, уни елип, униңда туруватқан хәлиқни өлтүрүп, шәһәрни ханивәйран қилип үстигә тузларни чечивәтти.
46Шәкәм мунаридики адәмләрниң һәммиси буни аңлап, Берит дегән бутниң ибадәтханисидики қорғанға киривалди.
47Шәкәм мунаридики адәмләр бир йәргә жиғиливапту, дегән хәвәр Абимәләккә йәтти.
48Шуниң билән Абимәләк адәмлирини елип Залмон теғиға чиқти; у қолиға палтини елип дәрәқниң бир шехини кесип елип, өшнисигә қоюп, андин өзи билән болған хәлиққә: — Мениң немә қилғинимни көрдүңлар, әнди силәрму тездин шундақ қилиңлар, — деди.
49Буни аңлап хәлиқниң һәр бири Абимәләктәк бирдин шахни кесип елип, униңға әгишип берип, шахларни қорғанниң йениға догилап, от қоюп қорған вә униңда болғанларни көйдүрүвәтти. Буниң билән Шәкәмниң мунаридики һәммә адәмләр, җәмий миңчә әр-аял өлди.
50Андин Абимәләк Тәбәзгә берип, у йәрдә баргаһ қуруп Тәбәзкә қоршап, һуҗум қилип уни ишғал қилди.
51Лекин шәһәрниң оттурисида мустәһкәм бир мунар бар еди; барлиқ әр-аял, җүмлидин шәһәрниң һәммә чоңлири у йәргә қечип берип, дәрвазини ичидин тақап, мунарниң үстигә чиқивалди.
52Абимәләк мунарға һуҗум қилип, униңға от қоюшқа мунарниң дәрвазисиға йеқинлашқанда,
53бир аял ярғунчақниң үстүнки тешини Абимәләкниң бешиға етип униң баш сүңикини сундуривәтти.
54Андин Абимәләк дәрһал өз яриғини көтәргүчи жигитни чақирип униңға: — Қиличиңни суғуруп мени өлтүрүвәткин; болмиса, хәлиқ мениң тоғрамда: «Бир аял киши уни өлтүрүветипту» дейишиду, — деди. Буни аңлап жигит уни санҗип өлтүрүвәтти.
55Андин Исраилниң адәмлири Абимәләкниң өлгинини көрүп, уларниң һәммиси өз җайлириға қайтип кетишти.
56Шундақ қилип Худа Абимәләкниң өзиниң йәтмиш ака-укисини өлтүрүп, атисиға қилған рәзиллигини униң өз бешиға яндурди;
57шуниңдәк Худа Шәкәмниң адәмлири қилған барлиқ яманлиқлириниму уларниң бешиға яндуруп чүшүрди. Буниң билән Йәруббаалниң оғли Йотам ейтқан ләнәт уларниң үстигә кәлди.