Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Батур Һакимлар

Батур Һакимлар 17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Әфраимниң тағлирида Микаһ исимлиқ бир киши бар еди.
2У анисиға: — Сениң һелиқи бир миң бир йүз күмүч тәңгәң оғрилап кетилгән еди; сән тәңгиләрни қарғидиң вә буни маңа дәп бәрдиң. Мана, күмүч мәндә, уни мән алғандим, девиди, аниси: — Әй оғлум, Пәрвәрдигар сени бәрикәтлигәй!, — деди.
3Микаһ бу бир миң бир йүз күмүч тәңгини анисиға яндуруп бәрди. Аниси: — Мән әслидә бу пулни сән оғлумни дәп Пәрвәрдигарға беғишлап, униң билән ойма бут вә қуйма бут ясашқа ативәткән едим; әнди йәнила саңа берәй, деди.
4Лекин Микаһ күмүчни анисиға қайтуруп бәрди; аниси униңдин икки йүз күмүч тәңгини елип бир зәргәргә берип, бир ойма бут билән бир қуйма бут ясатти; улар Микаһниң өйигә қоюп қоюлди.
5Микаһ дегән бу киши әслидә бир бутхана пәйда қилған, шуниңдәк өзигә бир әфод билән бир нәччә «тәрафим»ни ясиған еди; андин өз оғуллиридин бирини каһинлиққа мәхсус тайинлап, уни өзигә каһин қилди.
6Шу күнләрдә Исраилда һеч падишаһ болмиди; һәр ким өз нәзиридә яхши көрүнгәнни қилатти.  
7Йәһуда җәмәтиниң тәвәсидики Бәйт-Ләһәмдә Лавий қәбилисидин болған бир жигит бар еди; у шу йәрдә мусапир болуп туруп қалған еди.
8Бу жигит бир җай тепип турай дәп, Йәһудаларниң жутидики Бәйт-Ләһәм шәһиридин чиқти. У сәпәр қилип, Әфраим тағлиғиға, Микаһниң өйигә келип чүшти.
9Микаһ униңдин: — Қәйәрдин кәлдиң, дәп соривиди, у униңға җавапән: — Мән Йәһудаларниң жутидики Бәйт-Ләһәмлик бир Лавиймән, бир җай тепип турай дәп чиқтим, — деди.
10Микаһ униңға: — Ундақ болса мән билән туруп, маңа һәм ата һәм каһин болуп бәргин; мән саңа һәр жили он күмүч тәңгә, бир жүрүш егин вә күндилик йемәк- ичмикиңни берәй, — деди. Буни аңлап Лавий киши униңкигә кирди.
11Лавий у киши билән турушқа рази болди; жигит шу кишигә өз оғуллиридин биридәк болуп қалди.
12Андин Микаһ бу Лавий кишини каһинлиққа мәхсус тайинлиди. Шуниң билән Лавий жигит униңға каһин болуп, Микаһниң өйидә туруп қалди.
13Андин Микаһ: — Бир Лавий киши маңа каһин болғини үчүн, Пәрвәрдигарниң маңа яхшилиқ қилидиғинини билимән, — деди.