1Боаз шәһәр дәрвазисиға чиқип, шу йәрдә олтарди. Мана, у вақитта Боаз ейтқан һелиқи һәмҗәмәтлик һоқуқиға егә киши келивататти. Боаз униңға: — Әй бурадәр, келип бу йәрдә олтарғин, девиди, у келип олтарди.
2Андин Боаз шәһәрниң ақсақаллиридин он адәмни чақирип, уларғиму: — Бу йәрдә олтириңлар, деди. Улар олтарғанда
3у һәмҗәмәтлик һоқуқиға егә кишигә: — Моабниң сәһрасидин йенип кәлгән Наоми қериндишимиз Әлимәләккә тәвә шу зиминни сатмақчи болуватиду.
4Шуңа мән мошу ишни саңа хәвәрләндүрмәкчи едим, шундақла мошу йәрдә олтарғанларниң алдида вә хәлқимниң ақсақаллириниң алдида «Буни сетивалғин» демәкчимән. Сән әгәр һәмҗәмәтлик һоқуқиға асасән алай десәң, алғин; һәмҗәмәтлик қилмай, алмаймән десәң, маңа ейтқин, мән буни биләй; чүнки сәндин авал башқисиниң һәмҗәмәтлик һоқуқи болмайду; андин сәндин кейин мениң һоқуқум бар, деди. У киши: — Һәмҗәмәтлик қилип уни алимән, деди.
6Һәмҗәмәт киши: — Ундақ болса һәмҗәмәтлик һоқуқумни ишлитип етизни алсам болмиғидәк; алсам өз мирасимға зиян йәткүзгидәкмән. Һәмҗәмәтлик һоқуқини сән өзүң ишлитип, йәрни сетивалғин; мән ишлитәлмәймән, деди.
7Қедимки вақитларда Исраилда һәмҗәмәтлик һоқуқиға яки алмаштуруш-тегишиш ишиға мунасивәтлик мундақ бир рәсим-қаидә бар еди: — ишни кәсмәк үчүн бир тәрәп өз кәшини селип, иккинчи тәрәпкә берәтти. Исраилда сода-сетиқни бекитиштә мана мушундақ бир усул бар еди.
8Шуңа һәмҗәмәт һоқуқиға егә киши Боазға: — Сән уни алғин, дәп, өз кәшини селивәтти.
9Боаз ақсақалларға вә көпчиликкә: — Силәр бүгүн мениң Әлимәләк кә тәвә болған һәммини, шундақла Килйон билән Маһлонға тәвә болған һәммини Наоминиң қолидин алғинимға гувадурсиләр.
10Униң үстигә мәрһумниң нами қериндашлири арисидин вә шәһириниң дәрвазисидин өчүрүлмәслиги үчүн мәрһумниң мирасиға униң нами болған бирәр әвлади қалдурулсун үчүн Маһлонниң аяли, Моаб қизи Рутни хотунлуққа алдим. Силәр бүгүн буниңға гувадурсиләр, деди.
11Дәрвазида турған һәммә хәлиқ билән ақсақаллар: — Биз гувадурмиз. Пәрвәрдигар сениң өйүңгә киргән аялни Исраилниң җәмәтини бәрпа қилған Раһилә билән Леяһ иккисидәк қилғай; сән өзүң Әфратаһ җәмәти ичидә баяшат болуп, Бәйт-Ләһәмдә нам-иззитиң зиядә болғай;
12Пәрвәрдигар саңа бу яш чокандин тапқузидиған нәслиң түпәйлидин сениң җәмәтиң Тамар Йәһудаға туғуп бәргән Пәрәзниң җәмәтидәк болғай! — деди.
13Андин Боаз Рутни әмригә елип, униңға йеқинлиқ қилди. Пәрвәрдигар униңға шапаәт қилип, у һамилдар болуп бир оғул туғди.
14Қиз-аяллар Наомиға: — Исраилниң арисида саңа һәмҗәмәт-ниҗаткар нәслини үзүп қоймиған Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун! Шу нәслиңниң нами Исраилда иззәт-абройлуқ болғай!
15У саңа җениңни йеңилиғучи һәм қериғиниңда сени әзизлиғучи болиду; чүнки сени сөйидиған, саңа йәттә оғулдин әвзәл болған келиниң уни туғди, — деди.
16Наоми балини елип, бағриға басти вә униңға баққучи ана болди.
17Униңға хошна болған аяллар «Наомиға бир бала туғулди» дәп, униңға исим қойди. Улар униңға «Обәд» дәп ат қойди. У Йәссәниң атиси болди, Йәссә Давутниң атиси болди.
18Пәрәзниң нәсәбнамиси төвәндикидәктур: — Пәрәздин Һәзрон төрәлди,
19Һәзрондин Рам төрәлди, Рамдин Амминадаб төрәлди,
20Амминадабтин Наһшон төрәлди, Наһшондин Салмон төрәлди,
21Салмондин Боаз төрәлди, Боаздин Обәд төрәлди,
22Обәдтин Йәссә төрәлди вә Йәссәдин Давут төрәлди.