Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 8

Луқа 8:9-32

Help us?
Click on verse(s) to share them!
9Кейин униң мухлислири униңдин: — Бу тәмсилниң мәниси немә? — дәп сориди.
10У уларға мундақ деди: — Худаниң падишаһлиғиниң сирлирини билиш силәргә несип қилинди. Бирақ бу ишлар қалған башқиларға тәмсилләр биләнла ейтилиду. Мәхсити шуки, «Улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму чүшәнмәйду».  
11Әнди тәмсилниң мәниси мундақ: — Уруқ болса, Худаниң сөз-каламидур.
12Чиғир йол бойидикиләр болса мушулар: Улар сөз-каламни аңлайду; лекин Иблис келип, уларниң ишинип қутқузулушиниң алдини елиши үчүн уларниң қәлбидики сөзни елип кетиду.
13Ташлиқ йәргә чүшкән уруқлар сөз-каламни аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилғанларға тәмсил қилинған. Уларда йилтиз болмиғачқа, пәқәт бир мәһәл ишинип, андин синақ-мүшкүллүк вақти кәлгәндә, етиқаттин тейилип кетиду.
14Тикәнликкә чүшкән уруқлар болса шундақ адәмләрни көрсәткәнки, сөзни аңлиған болсиму, йолға чиққандин кейин бу паний һаяттики әндишиләр, байлиқлар вә һалавәтләрниң езиқтурушлири билән боғулуп, уруқ пишмай һосул бәрмәйду.
15Лекин яхши тупраққа чечилған уруқлар болса — сөз-каламни аңлап, сәмимий вә яхши қәлби билән уни тутидиғанларни көрситиду; бундақ адәмләр сәвирчанлиқ билән һосул бериду.
16Һеч ким чирақни йеқип қоюп үстигә едишни көмтүрүп қоймас яки кариват астиға турғузмас, бәлки чирақданниң үстигә қойиду; буниң билән өйгә киргәнләр йоруқлуқни көриду.
17Чүнки йошурулған һеч қандақ иш ашкариланмай қалмайду, вә һеч қандақ мәхпий иш аян болмай, йоруқлуққа чиқмай қалмайду.
18Шуниң үчүн, аңлишиңларниң қандақ екәнлигигә көңүл қоюңлар! Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта бар дәп һасаблиғиниму униңдин мәһрум қилиниду.  
19Әнди униң аниси вә инилири униң билән көрүшкили кәлди. Лекин адәм нурғун болғачқа, йениға келәлмигән еди.
20Шуниң билән бириси униңға: — Аниңиз вә инилириңиз сиз билән көрүшимиз дәп, сиртта туриду, — деди.
21Лекин у җавапән: — Мениң анам вә ака-ука қериндашлирим болса Худаниң сөзини аңлап, униңға әмәл қилғучилардур, деди.
22Вә шундақ болдики, шу күнләрдин бири, у мухлислири билән бир кемигә чүшүп, уларға: — Көлниң у қетиға барайли, — деди. Шуниң билән улар йолға чиқти.
23Кемә кетиватқанда у уйқиға кәткән еди. Көлгә туюқсиз қара боран келип, кемигә су тошуп кетип, улар хәвптә қалди.
24Мухлислар келип уни ойғитип: — Устаз, устаз, түгишидиған болдуқ! — деди. Лекин у орнидин туруп, боранға вә давалғуған долқунларға тәнбиһ бәрди; һәммиси тохтап, тинич болди.
25У мухлислириға қарап: — Ишәшиңлар нәгә кәтти? — деди. Улар һәм қорқушуп, һәм бәкму һәйран болуп, бир-биригә: — Бу адәм зади кимду, буйруқ қилса, һәтта шамаллар вә долқунларму униңға бойсунидикән-һә! — дәп кетишти.
26Шуниң билән улар Галилийәниң удулидики Герасалиқларниң жутиға йетип барди.   
27У қирғаққа чиқиши биләнла, узундин бери җинлар чаплашқан, шәһәрдин кәлгән мәлум адәм униң алдиға кәлди. Бу адәм кийим киймәй, һеч өйдә турмай, гөрләр арисида яшайтти.
28Лекин у Әйсани көрүпла вақирап, униң айиғиға жиқилип қаттиқ аваз билән: — Һәммидин Алий Худаниң Оғли Әйса, сениң мән билән немә кариң! Сәндин өтүнимәнки, мени қийнима! — дәп товлап кәтти.
29Чүнки Әйса напак роһниң униңдин чиқишини буйрувататти (чүнки җин нурғун қетим уни тутувалған еди; у чағларда кишиләр униң пут-қоллирини кишән-зәнҗирләр билән бағлап уни қамап қойған болсиму, у зәнҗирләрни үзүп қечип чиққан вә җин тәрипидин чөл-баяванларға һайдиветилгән еди).
30Әйса бу адәмдин: — Исмиң немә? — дәп соривиди, у: — Исмим «Қошун», — деди. Чүнки нурғун җинлар униң ичигә кирип чаплишивалған еди.
31Әнди улар Әйсадин өзлирини теги йоқ һаңға кәткүзмәсликни өтүнүп ялвурди.
32Шу йәрдә тағ бағрида чоң бир топ тоңғуз падиси озуқлинивататти. Җинлар Әйсаға ялвуруп, тоңғузларниң тенигә киришкә иҗазәт беришини өтүнди. У уларға иҗазәт бәрди.

Read Луқа 8Луқа 8
Compare Луқа 8:9-32Луқа 8:9-32