Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 5

Луқа 5:4-27

Help us?
Click on verse(s) to share them!
4Сөзи түгигәндин кейин, у Симонға: — Кемини чоңқуррақ йәргә һайдап берип, белиқларни тутушқа торлириңларни селиңлар, — деди.
5Симон униңға җавапән: — Устаз, биз пүтүн кечичә җапа тартип һеч нәрсә туталмидуқ. Бирақ сениң сөзүң билән торни салсам салай, деди.
6Улар шундақ қиливиди, нурғун белиқлар торға чүшти; тор сөкүлүшкә башлиди.
7Шуниң билән улар башқа кемидики шериклирини ярдәмгә келишкә ишарәт қилишти. Улар келип, белиқларни икки кемигә лиқ қачиливиди, кемиләр чөкүп кетәй дәп қалди.
8Симон Петрус бу ишни көрүп, Әйсаниң тизлири алдида жиқилип: — Мәндин жирақлашқайсән, и Рәб! Чүнки мән гунакармән! — деди.
9Чүнки бунчә көп белиқ тутулғанлиғидин у вә униңға һәмраһ болғанлирини һәйранлиқ басқан еди.
10Вә Симонниң шериклири — Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Юһаннаму һәм шундақ һәйран қалди. Әнди Әйса Симонға: — Қорқмиғин, буниңдин кейин сән адәм тутқучи болисән — деди.  
11Улар кемиләрни қирғаққа чиқирип, һәммә нәрсини ташлап қоюп, униңға әгишип маңди.
12Шундақ болдики, у шәһәр-йезиларниң биридә болғанда, мана шу йәрдә, пүтүн бәдинини мохо бесип кәткән бир адәм бар еди; у Әйсани көрүпла униң айиғиға өзини етип униңдин: — Тәхсир, әгәр сән халисаң, мени сақайтип пак қилалайсән! — дәп ялвурди.  
13Әйса қолини созуп униңға тәккүзүп туруп: — Халаймән, пакланғин! — девиди, бу адәмниң мохо кесили дәрһал униңдин кәтти.
14Әйса униңға: — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, бәлки удул берип каһинға өзүңни көрситип, уларда бир гувалиқ болуш үчүн, Муса бу ишта әмир қилғандәк өзүңниң сақайтилғиниң үчүн бир қурбанлиқни сунғин, — деди.  
15Лекин у тоғрисидики хәвәр техиму тарқилип пур кәтти; шуниң билән топ-топ хәлиқ униң сөзини аңлаш вә өз ағриқ-кесәллирини сақайтиши үчүн униң алдиға жиғилип келәтти.
16Һалбуки, у пат-пат улардин чекинип чөллүк йәрләргә берип дуа қилатти.
17Шу күнләрниң биридә шундақ болдики, у тәлим бериватқанда, йенида Пәрисийләр вә Тәврат әһлилири олтиратти. Улар Галилийә, Йәһудийә өлкилириниң һәр қайси йеза-қишлақлири вә Йерусалимдин кәлгән еди. Пәрвәрдигарниң кесәлләрни сақайтиш күч-қудрити униңға яр болди.
18Шу пәйттә, мана бир қанчә киши зәмбилгә ятқузулған бир паләчни көтирип кәлди. Улар уни униң алдиға әкиришкә интилишти.   
19Бирақ адәмләрниң толилиғидин кесәлни әкиришкә амал тапалмай, улар өгүзгә елип чиқип, өгүздики каһишларни ечип, кесәлни өйниң ичигә зәмбилдә ятқан һалда халайиқниң оттурисиға, Әйсаниң алдиға чүшүрди.
20У уларниң ишәшини көрүп паләчкә: — Бурадәр, гуналириң кәчүрүм қилинди! — деди.
21Тәврат устазлири билән Пәрисийләр көңүллиридә: — Бундақ күпүрлүк сөзлигән бу адәм кимдур?! Худадин башқа гуналарни кәчүрәләйдиған ким бар? — дәп ойлашти.  
22Бирақ Әйса уларниң көңлидә әйип издәшлирини билип йетип, җавапән: — Силәр көңлүңларда немишкә әйип издәйсиләр?
23«Гуналириң кәчүрүм қилинди!» дейиш асанму яки «Орнуңдин тур, маң!» дейишму?
24Амма һазир силәрниң Инсаноғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини билишиңлар үчүн, — У паләч кесәлгә: — Саңа ейтайки, орнуңдин тур, орнуңни жиғиштуруп өйүңгә қайт! — дәп буйруди.
25Һелиқи адәм дәрһал уларниң алдида орнидин дәс туруп, өзи ятқан зәмбилни елип, Худани улуқлиғиничә өйигә қайтти.
26Һәммәйләнни дәһшәтлик һәйранлиқ басти; улар Худани улуқлишип, қорқунучқа чөмгән һалда: — Биз бүгүн тилсимат ишларни көрдуқ! — дейишти.
27Бу ишлардин кейин, у йолға чиқип, Лавий исимлиқ бир баҗгирни көрди. У баҗ жиғидиған орунда олтиратти. У униңға: — Маңа әгәшкин! — деди.  

Read Луқа 5Луқа 5
Compare Луқа 5:4-27Луқа 5:4-27