Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 1

Луқа 1:54-65

Help us?
Click on verse(s) to share them!
54У ата-бовилиримизға ейтқинидәк, Йәни Ибраһим һәм униң нәслигә мәңгү вәдә қилғинидәк, У Өз рәһим-шәпқитини есидә тутуп, Қули Исраилға ярдәмгә кәлди».  
56Мәрйәм Елизабитниң йенида үч айчә туруп, өз өйигә қайтти.
57Елизабитниң туғутиниң ай-күни тошуп, бир оғул туғди.
58Әнди униң қолум-хошнилири вә уруқ-туққанлири Пәрвәрдигарниң униңға көрсәткән меһри-шәпқитини шунчә улғайтқанлиғини аңлап, униң билән тәң шатланди.
59Вә шундақ болдики, бовақ туғулуп сәккиз күн болғанда, халайиқ балиниң хәтнисини қилғили кәлди. Улар униңға Зәкәрия дәп атисиниң исмини қоймақчи болушти.
60Лекин аниси җавапән: — Яқ! Исми Йәһя аталсун — деди.
61Улар униңға: — Бирақ уруқ-җәмәтиңиз ичидә бундақ исимдикиләр йоққу! — дейишти.
62Шуниң билән улар балиниң атисидин пәрсәндиңизгә немә исим қоюшни халайсиз, дәп ишарәт билән сорашти.
63У бир парчә мом тахтайни әкилишни тәләп қилип: «Униң исми Йәһядур» дәп язди. Һәммәйлән интайин һәйран қелишти.
64Шуан униң ағзи ечилди, униң тили йешилип, зуванға кәлди вә шуниң билән Худаға тәшәккүр-мәдһийә ейтти.
65Уларниң өпчүрисидикиләрниң һәммисини қорқунуч басти; Йәһудийә тағлиқ районлирида бу ишларниң һәммиси әл ағзида пур кәтти.

Read Луқа 1Луқа 1
Compare Луқа 1:54-65Луқа 1:54-65