Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 17

Луқа 17:1-5

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1У мухлислириға мундақ деди: — Инсанни путлаштуридиған ишлар болмай қалмайду; лекин шу путлаштуруш васитичиси болған адәмниң һалиға вай!  
2Бундақ адәмниң бу кичик балилардин бирини гунаға путлаштурған болса, бойниға түгмән теши есилған һалда деңизға ташливетилгини әвзәл болатти.
3Өзүңларға агаһ болуңлар! Әгәр қериндишиң гуна қилған болса, униңға тәнбиһ-несиһәт қилғин. У товва қилса уни әпу қилғин.
4Мабада у бир күн ичидә саңа йәттә мәртивә гуна қилса вә йәттә мәртивә йениңға келип: Товва қилдим, десә, уни йәнила әпу қилғин.
5Шуниң билән расуллар Рәбгә: Ишәш-етиқатимизни ашурғин, — дейишти.

Read Луқа 17Луқа 17
Compare Луқа 17:1-5Луқа 17:1-5