Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа - Йәшуа 21

Йәшуа 21:26-44

Help us?
Click on verse(s) to share them!
26Бу тәриқидә Коһатларниң қалған җәмәтлиригә берилгән шәһәрләр он болди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди.
27Лавийларниң җәмәтлиридин болған Гәршонларға болса улар Манассәһниң йерим қәбилисиниң зиминидин адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Башандики Голан билән яйлақлирини, шундақла Бәәштераһ билән яйлақлирини, җәмий икки шәһәрни бәрди;
28йәнә Иссакар қәбилисиниң зиминидин Кишион билән яйлақлири, Дабират билән яйлақлири,
29Ярмут билән яйлақлири вә Ән-Ганним билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди;
30буниңдин башқа Ашир қәбилисиниң зиминидин Мишал билән яйлақлири, Абдон билән яйлақлири,
31Һәлкат билән яйлақлири вә Рәһоб билән яйлақлири болуп, җәмий болуп төрт шәһәрни бәрди;
32буниңдин башқа Нафтали қәбилисиниң зиминидин адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Галилийәдики Кәдәш билән яйлақлирини, йәнә Һаммот-Дор билән яйлақлири вә Картан билән әтрапидики яйлақлири болуп, җәмиий үч шәһәрни бәрди.
33Бу тәриқидә Гәршонларға берилгән шәһәрләр он үч болди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди.
34Қалған Лавийларға, йәни Мәрарилар җәмәтлиригә Зәбулун қәбилисиниң зиминидин Йокнеам билән яйлақлири, Картаһ билән яйлақлири,
35Димнаһ билән яйлақлири вә Наһалал билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди.
36Буниңдин башқа Рубән қәбилисиниң зиминидин Бәзәр билән яйлақлири, Яһаз билән яйлақлири,
37Кәдәмот билән яйлақлири вә Мәфаат билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди.
38Буниңдин башқа Гад қәбилисиниң зиминидин адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Гилеадтики Рамот билән яйлақлирини, йәнә Маһанайим билән яйлақлири,
39Һәшбон билән яйлақлири вә Җаазәр билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди.
40Булар болса қалған Лавийларниң җәмәтлиригә, йәни Мәрарилар җәмәтлиригә берилгән барлиқ шәһәрләрдур; уларға чәк ташлиниш билән берилгән үлүши он икки шәһәр еди.
41Исраилларниң зимини ичидин Лавийларға бекитип берилгән шәһәрләр җәмий қириқ сәккиз еди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди.
42Бу шәһәрләрниң һәр бириниң әтрапида яйлақлири бар еди; шәһәрләрниң һәммиси шундақ еди.
43Пәрвәрдигар шу тәриқидә Исраилларниң ата-бовилириға беришкә қәсәм билән вәдә қилған пүткүл зиминни уларға бәрди; улар келип уни егиләп, у йәрдә олтарди.
44У вақитта Пәрвәрдигар илгири уларниң ата-бовилириға қәсәм билән вәдә қилғинидәк, уларға һәр әтрапида тинич-арамлиқ бәрди; уларниң дүшмәнлиридин һечқандиқи уларниң алдида қәддини руслап тик туралмайтти; бәлки Пәрвәрдигар һәммә дүшмәнлирини уларниң қолиға тапшурди.

Read Йәшуа 21Йәшуа 21
Compare Йәшуа 21:26-44Йәшуа 21:26-44