Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йоел

Йоел 1

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Пәрвәрдигарниң Петуелниң оғли Йоелға чүшкән сөзи: —
2«И қерилар, аңлаңлар; Зиминда барлиқ туруватқан һәммәйлән, қулақ селиңлар; Өз күнлириңләрдә яки ата-бовилириңларниң күнлиридиму шундақ бир иш болуп баққанму?
3Балилириңларға шуни ейтип бериңлар, Балилириңлар өз балилириға ейтсун, Уларму келәр дәвиргә ейтсун: —
4«Чишлигүчи қурут» қалдурғанни чекәткә йәп болди, Чекәткә қалдурғанни чекәткә личинкилири йәп болди, Чекәткә личинкилири қалдурғанни «вәйранчи қурут»лар йәп болди.
5Әй, һарақкәшләр, ойғинип қаттиқ жиғлаңлар, Һувлишиңлар, и шарап ичкүчиләр, Йеңи шарап түпәйлидин — Чүнки у ағзиңдин елип ташланди.
6Чүнки бир хәлиқ, күчлүк, сансизлиған хәлиқ, Зиминим үстигә бесип кәлди; Униң чишлири болса ширниң чишлири, Униңда ширниң һиңгаң чишлири бардур;
7У Мениң үзүм таллиримни вәйранә қиливәтти, Әнҗир дәриғимниң қовзақлирини сийривәтти, Уларни ялаңачлап, ташливәтти; Уларниң шахлири ақливетилди.
8Яшлиғидики ери үчүн матәм тутуп бөз кийимләргә оранған нәвҗувандәк қаттиқ пиған чекиңлар;
9Пәрвәрдигарниң өйи «ашлиқ һәдийә»дин һәм «шарап һәдийә»ләрдин мәһрум қилинди; Каһинлар, йәни Пәрвәрдигарниң хизмәтчилири матәм тутиду.
10Етизлар чөлдәрәп кәтти, Зимин матәм тутиду; Чүнки зираәтләр ғазан болди, Йеңи шарап қуруп кәтти, Зәйтун мейи қағҗириди.
11Һәй деханлар, уюлуңлар; Буғдайлар һәм арпилар үчүн ялвуруңлар, и үзүмчиләр, Чүнки етизларниң һосуллири қуруп кәтти.
12Үзүм тели қағҗирап кәтти, Әнҗир дәриғи солишип қалди, Анар дәриғи, хорма палмиси һәм алма дәриғиму, Даладики барлиқ дәрәқләр солишип кәтти; Бәрһәқ, шатлиқму адәм балилирида солишип кәтти.
13Белиңларни бағлаңлар, пәряд оқуңлар, и каһинлар; Һувлаңлар, и қурбангаһниң хизмәтчилири; Кечичә бөз кийимләрни кийип дүм йетиңлар, и Худаниң хизмәтчилири; Чүнки Худайиңларниң өйидин «ашлиқ һәдийә» һәм «шарап һәдийә» үзүлүп қалди.
14«Роза тутайли» дәп Худаға мәхсус бир мәзгилни айриңлар, Җамаәткә мәхсус жиғилимиз, дәп җакалаңлар; Ақсақалларни, зиминда туруватқанларниң һәммисини Пәрвәрдигар Худайиңларниң өйигә жиғип, Пәрвәрдигарға налә көтириңлар!
15«Аһ, шу күн! Чүнки Пәрвәрдигарниң күни йеқинлашти, У Һәммигә Қадир тәрипидин һалакәт болуп келиду.  
16Мана, ғиза көз алдимиздин елип ташланди әмәсму? Шатлиқ, хошаллиқ Худайимизниң өйидин елип ташланди әмәсму?
17Уруқлар топа-чалмилар астида чирип кәтти, Амбарлар харабиләшти, Боғузханилар ғулап чүшти; Чүнки зираәтләр ғазаң болди.
18Чарпайлар шундақ һөкиришип кәтти! Кала падилири патипарақ болди, Отлақни тапалмиғач; Қой падилириму өзи «гунайимиз бар» дегәндәк мәйүсләнди;

19Аһ, Пәрвәрдигар, нида қилимән Саңа; Чүнки от ялқунлири җаңгалдики от-чөпләрни йәвәтти, Ялқун даладики барлиқ дәрәқләрни көйдүрүвәтти.
20Даладики һайванларму Саңа нида қилиду, Чүнки ериқ-өстәңләр қуруп кәтти, От-ялқун җаңгалдики от-чөпләрни йәвәтти.