Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Һекмәт топлиғучи

Һекмәт топлиғучи 7

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Яхши нам-аброй қиммәтлик тутиядин әвзәл; адәмниң өлүш күни туғулуш күнидин әвзәлдур.
2Матәм тутуш өйигә бериш зияпәт-той өйигә бериштин әвзәл; чүнки әшу йәрдә инсанниң ақивити аян қилиниду; тирик болғанлар буни көңлигә пүкүши керәк.
3Ғәшлик күлкидин әвзәлдур; чүнки чирайниң пәришанлиғи билән қәлб яхшлиниду.
4Дана кишиниң қәлби матәм тутуш өйидә, бирақ ахмақниң қәлби тамашиниң өйидидур.
5Ахмақларниң нахшисини аңлиғандин көрә, дана кишиниң тәнбиһини аңлиғин;
6Чүнки ахмақниң күлкиси қазан астидики янтақларниң параслишидәк, халас; буму бимәниликтур.  
7Җәбир-зулум дана адәмни наданға айландуриду, Пара болса қәлбни һалак қилиду.
8Ишниң айиғи бешидин әвзәл; Сәвир-тақәтлик роһ тәкәббур роһтин әвзәлдур.
9Роһуңда хапа болушқа алдирима; Чүнки хапилиқ ахмақларниң бағрида қонуп ятиду.
10«Немишкә бурунқи күнләр һазирқи күнләрдин әвзәл?» — демә; чүнки сениң бундақ сориғиниң даналиқтин әмәс.
11Даналиқ мирасқа охшаш яхши иш, қуяш нури көргүчиләргә пайдилиқтур.
12Чүнки даналиқ пул панаһ болғандәк, панаһ болиду; бирақ даналиқниң әвзәллиги шуки, у өз егилирини һаятқа ериштүриду.
13Худаниң қилғанлирини ойлап көр; чүнки У әгир қилғанни ким түз қилалисун?
14Ават күнидә һозур ал; вә яман күнидиму шуни ойлап көр: — Худа уларниң бирини, шундақла йәнә бириниму тәң яратқандур; шуниң билән инсан өзи кәткәндин кейин болидиған ишларни билип йетәлмәйду.
15Мән буниң һәммисини бемәнә күнлиримдә көрүп йәттим; һәққаний бир адәмниң өз һәққанийлиғи билән йоқилип кәткәнлигини көрдүм, шуниңдәк рәзил бир адәмниң өз рәзиллиги билән өмрини узаратқанлиғини көрдүм.
16Өзүңни дәп һәддидин зиядә һәққаний болма; вә өзүңни дәп һәддидин зиядә дана болма; сән өз-өзүңни алақзадә қилмақчимусән?
17Өзүңни дәп һәддидин зиядә рәзил болма, яки ахмақ болма; өз әҗилиң тошмай туруп өлмәкчимусән?
18Шуңа, бу агаһни чиң тут, шуниңдин у агаһниму қолуңдин бәрмигиниң яхши; чүнки Худадин қорқидиған киши һәр иккиси билән утуқлуқ болиду.

19Даналиқ дана кишини бир шәһәрни башқуридиған он һөкүмрандин зиядә күчлүк қилиду.
20Бәрһәқ, йәр йүзидә дайим меһриванлиқ жүргүзидиған, гуна садир қилмайдиған һәққаний адәм йоқтур.
21Йәнә, хәқләрниң һәммила гәп-сөзлиригә анчә диққәт қилип кәтмә; болмиса, өз хизмәткариңниң саңа ләнәт оқуғанлиғини аңлап қелишиң мүмкин.
22Чүнки көңлүңдә, өзүңниңму шуниңға охшаш башқиларға көп қетим ләнәт қилғанлиғиңни убдан билисән.
23Буларниң һәммисини даналиқ билән синап бақтим; мән: «Дана болимән» десәмму, амма у мәндин жирақ еди.
24Барлиқ йүз бәргән ишлар болса әқлимиздин жирақ, шуниңдәк интайин сирлиқтур; ким уни издәп билип йетәлисун?
25Мән чин көңлүмдин даналиқ вә әқлий билимни билишкә, сүрүштүрүшкә вә издәшкә, шундақла рәзилликниң ахмақлигини, ахмақликниң тәлвилик екәнлигини билип йетишкә зеһнимни жиғдим.
26Шуниң билән көңли тор вә қилтақ, қоллири асарәт болған аялниң өлүмдин аччиқ екәнлигини байқидим; Худани хурсән қилидиған киши униңдин өзини қачуриду, бирақ гунакар адәм униңға тутулуп қалиду.
27Бу байқиғанлиримға қара, — дәйду һекмәт топлиғучи — пакитларни бир-биригә бағлап селиштуруп, әқил издидим;
28мениң қәлбим уни йәнила издимәктә, бирақ техи тапалмидим! — Миң киши арисида бир дурус әркәкни таптим — бирақ шу миң киши арисидин бирму дурус аялни тапалмидим.
29Мана көргин, мениң байқиғанлирим пәқәт мошу бирла — Худа адәмни әсли дурус яратқан; бирақ адәмләр болса нурғунлиған һейлә-микирләрни издәйду.