Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Һекмәт топлиғучи

Һекмәт топлиғучи 6

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Қуяш астида бир яман ишни көрдум; у иш адәмләр арисида көп көрүлиду —
2Худа бирисигә байлиқлар, мал-дуния вә иззәт-һөрмәт тәқсим қилди, шуниң билән униң өз көңли халиқинидин һеч нәрсиси кам болмиди; бирақ Худа униңға булардин һозур елишқа муйәссәр қилмиди, бәлки ят бир адәм улардин һозур алиду; мана бу бимәнилик вә еғир азаптур.
3Бириси йүз бала көрүп көп жил яшиши мүмкин; бирақ униң йил-күнлири шунчилик көп болсиму, униң җени бәхитни көрмисә, һәтта гөрни көрмигән болсиму, туғулуп чачрап кәткән бовақ униңдин әвзәлдур дәймән.
4Чүнки чачриған бала бимәнилик билән келиду, қараңғулуқта кетиду, қараңғулуқ униң исмини қаплайду;
5У күнниму көрмигән, билмигән; бирақ һеч болмиғанда у биринчисигә нисбәтән арам тапқандур.
6Бәрһәқ, һелиқи киши һәтта икки һәссә миң жил яшиған болсиму, бирақ бәхитни көрмисә, әһвали охшаштур — һәр бир киши охшаш бир җайға бариду әмәсму?
7Адәмниң тартқан барлиқ җапаси өз ағзи үчүндур; бирақ униң иштиһаси һәргиз қанмайду.
8Шундақта дана кишиниң ахмақтин немә артуқчилиғи болсун? Намрат киши башқилар алдида қандақ меңишни билгән болсиму, униң немә пайдиси болсун?
9Көзниң көрүши арзу-һәвәсниң уян-буян жүрүшидин әвзәлдур. Бундақ қилишму бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштур.
10Өтүп кәткән ишларниң болса аллиқачан нами бекитилип аталған; инсанниң немә екәнлигиму аян болған; шуңа инсанниң өзидин қудрәтлик болғучи билән қаршилишишиға болмайду.
11Чүнки гәп қанчә көп болса, бимәнилик шунчә көп болиду; буниң инсанға немә пайдиси?
12Чүнки инсанниң өмридә, йәни униң сайидәк тезла өтидиған мәнисиз өмридики барлиқ күнлиридә униңға неминиң пайдилиқ екәнлигини ким билсун? Чүнки инсанға у кәткәндин кейин қуяш астида немә ишниң болидиғанлиғини ким дәп берәлисун?