Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 8

Росулларниң паалийәтлири 8:29-39

Help us?
Click on verse(s) to share them!
29Роһ Филипқа: — Бу һарвуниң йениға берип униңға йеқинлашқин, — деди.
30Филип жүгүрүп берип, вәзирниң Йәшая пәйғәмбәрниң язмисидин оқуватқанлирини аңлап, униңдин: — Оқуватқиниңизни чүшиниватамсиз? — дәп сориди.
31Вәзир униңға: — Бири маңа чүшәндүрүп бәрмисә, мән қандақму чүшинәләймән?! — дәп, Филипни һарвусиға чиқип йенида олтиришқа өтүнди.
32У оқуватқан язма қисми болса: «У гоя боғузлашқа йетиләп меңилған қойдәк боғузлашқа елип меңилди, Қирқиғучи алдида үн-тинсиз ятқан қозидәк, у задила еғиз ачмиди.
33У хорлиниду, у һәқ сорақтин мәһрум болди, Әнди униң әвладини кимму баян қилалисун?! Чүнки һаяти йәр йүзидин елип кетилди».  
34Ағват Филиптин: — Дәп бәрсиңиз, пәйғәмбәрниң бу сөзи кимгә қаритип ейтилған? Өзигиму яки башқа бирисигиму? — дәп сориди.
35Филип ағзини ечип шу язминиң шу қисмидин башлап, униңға Әйса тоғрисидики хуш хәвәрни җакалап бәрди.   
36Улар йолда кетиветип, су бар бир йәргә кәлгәндә, ағват: — Мана бу йәрдә су бар екән. Мошу йәрдила чөмүлдүрүлүшүмгә қандақ тосалғу бар? — деди.
38У һарвуни тохтитишни буйруди. Филип вә ағват иккиси биллә суға чүшүп, уни чөмүлдүрди.
39Улар судин чиққанда, Рәбниң Роһи Филипни көтирип елип кәтти. Ағват уни қайта көрмиди, амма у шатлинип йолини давамлаштурди.

Read Росулларниң паалийәтлири 8Росулларниң паалийәтлири 8
Compare Росулларниң паалийәтлири 8:29-39Росулларниң паалийәтлири 8:29-39