Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Әстәр

Әстәр 4

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Мордикай болуватқан ишлардин хәвәр тапқандин кейин егинлирини житип, үстигә бөз артип, вә усти-бешиға күл чечип, шәһәрниң оттурисиға чиқип наһайити қаттиқ вә әләмлик пәряд көтәрди.
2У орда дәрвазиси алдиға келип тохтап қалди; чүнки боз йепинған һәр қандақ адәмниң орда дәрвазисидин киришигә рухсәт йоқ еди.
3Падишаһниң әмри вә ярлиғи йәткүзүлгән һәр қайси өлкиләрдә Йәһудийлар арисида қаттиқ налә-пәряд көтирилди; улар роза тутуп, көз йеши қилип, жиға-зерә қилди; нурғун кишиләр боз йепинип күлдә еғинап йетишти.
4Әстәрниң хизмитидә болған дедәклири вә һәрәмъағилири бу ишни униңға ейтивиди, ханишниң көңли интайин еғир болди; Мордикайниң бозни ташлап, кийивелишиға кийим-кечәк чиқартип бәрди, лекин Мордикай қобул қилмиди.
5Шуниң билән Әстәр өзиниң хизмитидә болушқа падишаһ тайинлап әвәткән һәрәмъағилиридин Һатақ исимлиқ бирини чақирип, уни Мордикайниң қешиға берип, бу ишниң зади қандақ иш екәнлигини, немә сәвәптин болуватқанлиғини тиң-тиңлап келишкә әвәтти.
6Шуниң билән Һатақ орда дәрвазиси алдидики мәйданға келип Мордикай билән көрүшти.
7Мордикай бешиға кәлгән һәммә ишни, Һаман Йәһудийларниң нәслини қурутуветиш үчүн падишаһниң ғәзнилиригә тапшурушқа вәдә қилған күмүчниң санини қалдурмай ейтип бәрди.
8Мордикай йәнә Һатаққа Шушанда җакаланған, Йәһудийларни йоқитиш тоғрисидики ярлиқниң көчүрмисини Әстәрниң көрүп беқишиға йәткүзүп беришкә тапшурди һәмдә униңға Әстәргә әһвални чүшәндүрүп, ордиға кирип падишаһ билән көрүшүп өз хәлқи үчүн падишаһтин өтүнүп илтиҗа қилип беқишқа үндәшни тапилиди.
9Һатақ қайтип келип Мордикайниң гәплирини Әстәргә йәткүзди.
10Әстәр Һатаққа Мордикайға ейтидиған гәпләрни тапшуруп, уни Мордикайниң йениға йәнә әвәтти: —
11«Падишаһниң барлиқ хизмәткарлири вә һәр қайси өлкә хәлиқлири, мәйли әр болсун аял болсун, чақиртилмай туруп ички һойлиға, падишаһниң һозуриға өз мәйличә кирсә, падишаһ униңға илтипат көрситип алтун һасисини тәңләп өлүмдим кәчүрүм қилмиса, ундақта у кишигә нисбәтән бешиға чүшидиған бирла қанун-бәлгүлимә бардур: — у өлүм җазасини тартиду. Һазир мениң падишаһ билән көрүшүшкә чақиртилмиғинимға оттуз күн болди».
12Әстәрниң сөзлири Мордикайға йәткүзүлүвиди,
13Мордикай муну гәпләрни Әстәргә йәткүзүшни һавалә қилди: — «Сән көңлүңдә мән ордида яшаватимән, шуңа барлиқ башқа Йәһудийлардин бехәтәр болуп қутулимән, дәп хиял әйлимә.
14Әгәр бу чағда сән җим турувалсаң, Йәһудийларға башқа тәрәптин мәдәт вә ниҗат чиқиши мүмкин; лекин у чағда сән өз ата җәмәтиң билән қошулуп йоқитилисән. Ким билсун, сениң ханишлиқ мәртивисигә еришкиниң дәл бүгүнки мушундақ пәйт үчүн болғанму?».
15Әстәр Мордикайға мундақ дәп җавап қайтурди: —
16«Сән берип, Шушандики барлиқ Йәһудийларни жиққин; мениң үчүн роза тутуп, үч кечә-күндүз һеч йемәңлар, һеч ичмәңлар; мән һәм дедәклиримму шундақ роза тутимиз. Андин кейин мән қанунға хилаплиқ қилип падишаһниң һозуриға киримән, маңа өлүм кәлсә, өләй!».
17Шуниң билән Мордикай у йәрдин кетип, Әстәрниң тапилиғинидәк қилди.