1Шу күни кечиси падишаһниң уйқиси қечип, тарих-тәзкиринамини әкәлдүрди вә булар униң алдида оқуп берилди.
2Бир йәрдә: «Падишаһниң Бигтана, Тәрәш дәйдиған орда дәрвазисини бақидиған икки һәрәмъағиси бар еди, улар падишаһ Аһашверошқа қол селишқа қәстлигәндә, Мордикай бу ишни паш қилип хәвәр йәткүзгән, дәп пүтүлгән еди.
3Падишаһ: — Бу иш үчүн Мордикайға қандақ нам-шөһрәт вә иззәт-икрам наил қилинди? — дәп сориди. — У һеч немигә еришмиди, — дәп җавап беришти падишаһниң йенидики хизмәттә болған ғуламлири.
4— Орда һойлисида ким бар? — дәп сориди падишаһ. Бу чағда Һаман падишаһтин Мордикайни өзи тәйярлап қойған дарға есишни тәләп қилғили келип, ординиң ташқириқи һойлисиға киргән еди.
5— Мана, Һаман һойлида туриду, — дейишти падишаһниң ғуламлири униңға. — Кирсун, — деди падишаһ.
6Һаман киривиди, падишаһ униңдин: — Падишаһ иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә немә ишларни қилиши керәк? — дәп соривиди, Һаман көңлидә: «Падишаһ иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән киши мениңдин башқа йәнә ким болатти?» — дәп ойлиди-дә
7падишаһқа: — Падишаһ иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә
8падишаһим дайим кийидиған шаһанә кийим-кечәк вә дайим минидиған арғимақ, йәни бешиға шаһанә таҗ-бәлгү тақалған арғимақ елип келинип,
9шаһанә кийим билән арғимақни падишаһниң әң муһтәрәм әмирлиридин биригә тутқузсун, у кийимни падишаһим иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә кийгүзүп вә уни арғимаққа миндүрүп шәһәр мәйдан-кочилирини айландурсун вә униң алдида: «Қараңлар! Падишаһ иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә мушундақ муамилә қилиниду!» дәп җакалап маңсун, — деди.
10Шуниң билән падишаһ Һаманға: — Тез берип дегиниңдәк шаһанә кийим билән арғимақни әпкәл, орда дәрвазисиниң алдида олтарған аву Йәһудий Мордикайға дәл сөзүңдәк қилғин; сениң дегәнлириңниң бирәрсиму кам болуп қалмисун! — деди.
11Шундақ қилип Һаман шаһанә кийим билән арғимақни әкелип, алди билән Мордикайға шаһанә кийимни кийгүзди, андин уни арғимаққа миндүрүп, шәһәр мәйдан-кочилирини айландурди вә униң алдида: — «Мана, падишаһ иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә мушундақ муамилә қилиниду!» дәп җакалап маңди.
12Мордикай йәнила орда дәрвазисиниң алдиға қайтип барди; Һаман болса ғәм-қайғуға петип, бешини чүмкигән һалда алдирап-тенәп өз өйигә қайтип кәтти.
13Һаман хотуни Зәрәшкә вә барлиқ дост-ағинилиригә бешиға кәлгәнлириниң һәммисини ейтип бәрди. Андин униң данишмәнлири билән хотуни Зәрәш буни аңлап униңға: — Мордикайниң алдида йеңилишқа башлаптила; у әгәр Йәһудийларниң нәслидин болса, уни йеңәлмәйла, әксичә сөзсиз униң алдида мәғлуп болидила, дейишти.
14Улар техи Һаман билән сөзлишиватқан чеғида, падишаһниң һәрәмъағилири келип һаманни Әстәр тәйярлиған зияпәткә беришқа алдиратти.