Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Әстәр

Әстәр 7

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шуниң билән падишаһ билән Һаман ханиш Әстәрниң зияпитигә дахил болушқа кәлди.
2Падишаһ иккинчи қетимлиқ зияпәт үстидә шарап ичиливатқанда Әстәрдин: — И ханиш Әстәр, немә тәливиң бар? У саңа иҗабәт қилиниду. Немә илтимасиң бар? Һәтта падишаһлиғимниң йеримини илтимас қилсаңму шундақ қилиниду, — деди.
3— Әгәр нәзәрлиридә илтипатқа еришкән болсам, и алийлири, вә падишаһимға мувапиқ көрүнсә, мениң илтимасим өз җенимни айиғайла, шуниңдәк мениң тәливим өз хәлқимни сақлиғайла;
4чүнки биз, йәни мән вә мениң хәлқим биргә йоқитилип, қирилип, нәслимиздин қурутулушқа сетиветилдуқ. Әгәр биз қул вә дедәкликкә сетиветилгән болсақ, сүкүт қилған болаттим; лекин падишаһимниң тартидиған зийининиму дүшмән төләп берәлмәйтти, — дәп җавап бәрди Әстәр.
5Падишаһ Аһашверош ханиш Әстәрдин: — Бундақ қилишқа петинған киши ким екән? У қәйәрдә?! — дәп сориди. Әстәр җавапән: —
6Бу дүшмән вә зәһәрхәндә мана мошу рәзил Һаман! — девиди, Һаман падишаһ билән ханиш алдида шу заматла дәккә-дүккигә чүшти.
7Шуниң билән падишаһ қәһри-ғәзәпкә келип зияпәт-шарап үстидин турди-дә, чарибаққа чиқип кәтти; Һаман болса ханиш Әстәрдин җенини тиләшкә қалди; чүнки у падишаһниң өзигә җаза бәрмәй қоймайдиған нийәткә кәлгәнлигини көрүп йәткән еди.
8Падишаһ чарибағдин зияпәт-шарап дәстихиниға қайтип кәлгинидә Һаманниң өзини Әстәр йөләнгән диванға ташлиғиничә турғинини көрди-дә: — — Қара, униң ордида мениң алдимдила ханишқа зорлуқ қилғиливатқинини?! — девиди, бу сөз падишаһниң ағзидин чиқиши биләнла адәмләр Һаманниң баш-көзини чүмкәп қойди.
9Падишаһниң алдида туруватқан һәрәмъағилиридин Һарбона исимлиқ бириси: — Йәнә бир иш бар, мана, Һаман алийлириниң һаяти үчүн гәп қилған Мордикайни есиш үчүн, әллик гәз егизликтә ясатқан дар тәйяр туриду, у дар һазир мошу Һаманниң һойлисида, девиди, падишаһ: — Һаманни униңға есиңлар! — деди.
10Шуниң билән улар Һаманни у Мордикайға тәйярлап қойған дарға асти; шуниң билән падишаһниң ғәзиви бесилди.