Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Әстәр

Әстәр 8

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Падишаһ Аһашверош шу күни Йәһудийларниң дүшмини Һаманниң өй-зиминини илтипат қилип ханиш Әстәргә бәрди; Мордикайму падишаһниң һозуриға кәлтүрүлди, чүнки Әстәр өзиниң Мордикай билән туққан екәнлигини падишаһқа дәп бәргән еди.
2Падишаһ өзиниң Һамандин қайтурувалған үзүгини чиқирип Мордикайға бәрди, Әстәрму Мордикайни Һаманниң өй-җайини башқурушқа қойди.
3Әстәр йәнә падишаһниң алдиға келип айиғиға жиқилип, көзигә яш алған һалда падишаһдин Агагийлардин болған Һаман кәлтүрүп чиққан балаю-апәтни һәм униң Йәһудийларни йоқитиш сүйқәстини бекар қилишни йелинип өтүнди.
4Падишаһ алтун һасисини Әстәргә тәңливиди, Әстәр орнидин қопуп падишаһниң алдида турди.
5— Әгәр алийлири мақул көрсә, әгәр мән падишаһниң алдида илтипатқа еришкән болсам, әгәр падишаһим бу ишни тоғра дәп қариса, шуниңдәк мәндин мәмнун болса, ярлиқ чүшүрүп Агагийлардин Һаммидатаниң оғли Һаман язған мәктупларни, йәни падишаһимниң һәр қайси өлкисидики Йәһудийларни йоқитиш тоғрисидики мәктупларни бекар қилидиған бир ярлиқ йезилишини тиләймән.
6Чүнки мән өз хәлқимгә чүшидиған бу балаю-апәткә қандақму чидап қарап туралаймән? Өз туққанлиримниң йоқитилишиға қандақму чидап қарап туралаймән? — деди Әстәр падишаһқа.
7Падишаһ Аһашверош ханиш Әстәр билән Йәһудий Мордикайға: — Мана, Һаман Йәһудийларға зиянкәшлик қилмақчи болғачқа, мән униң өй-зиминини Әстәргә бәрдим вә униң өзини улар дарға асти.
8Әнди силәр өзүңларниң тоғра тапқини бойичә мениң намимда Йәһудийлар үчүн бир ярлиқ йезип, мениң үзүк мөһүрүмни бесиңлар; чүнки падишаһниң намида йезилған, падишаһниң үзүк мөһүри бесилған ярлиқни һеч ким бекар қилалмайду, деди.
9Шу чағда, үчинчи айда, йәни Сиван ейиниң жигирмә үчинчи күни, падишаһниң мирзилириниң һәммиси чақирип келинди. Улар Мордикайниң барлиқ буйруғини бойичә ярлиқ язди; ярлиқ Йәһудаларниң иши тоғрилиқ Һиндистандин Һәбәшстанғичә бир йүз жигирмә йәттә өлкиниң валийлириға, өлкә башлиғи вә бәглиригә йезилған болуп, мәктуплар һәр қайси өлкигә өз йезиғи билән, һәр қайси әл-милләтләргә өз тили билән, шундақла Йәһудийларға өз йезиғи билән, өз тилида пүтүлгән еди.
10Мордикай ярлиқни падишаһ Аһашверошниң намида йезип, униңға падишаһниң үзүк мөһүрини басти; ярлиқ мәктуплирини падишаһлиқниң атлиқлири билән, йәни толпарларға, ат қечирларға вә төгиләргә мингән чәвәндазлар арқилиқ һәр қайси җайларға йоллиди.
11Ярлиқта: «Падишаһ һәр қайси шәһәрләрдики Йәһудийларниң уюшуп, өз һаятини қоғдишиға, шундақла өзлиригә дүшмәнлик қилидиған һәр милләт вә һәр қайси өлкиләрдики күчләрни, җүмлидин уларниң бала-җақилирини қоймай йоқитишиға, қиришиға, нәслини қурутушиға, шундақла мал-мүлкини олҗа қилишиға иҗазәт берилди;
12бу иш бир күндә, йәни он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни падишаһ Аһашверошниң һәр қайси өлкилиридә иҗра қилинсун» дәп пүтүлгән еди.
13Ярлиқ һәр қайси өлкигә әвәтилип, пәрман сүпитидә елан қилинсун, Йәһудийларниң әшу күни дүшмәнлиридин интиқам елишқа тәйярлинип қоюши үчүн ярлиқниң көчүрүлмиси һәр қайси әл-милләтләргә уқтурулсун, дәп бекитилди.
14Шуниң билән чәвәндазлар толпарларға вә қечирларға минип падишаһниң буйруғи бойичә җиддий йолға атланди; ярлиқ Шушан қәлъәсидиму җакаланди.
15Мордикай көк вә ақ рәңлик шаһанә кийим кийип, бешиға катта алтун таҗни тақап, сөсүн рәң кәндир йепинчини йепинип, падишаһниң һозуридин чиқти; Шушан шәһәрдики хәлиқ хошаллиққа чөмүп тәнтәнә қилишти.
16Йәһудийлар йоруқлуқ, шат-хурамлиқ вә иззәт-икрамға муйәссәр болди.
17Һәр қайси өлкә, һәр қайси шәһәрләрдә, падишаһниң әмир-ярлиғи йетип барғанлиги йәрләрдә, Йәһудийлар шат-хурамлиққа чөмүп, зияпәт қилип мубарәк бир күнни өткүзүшти; нурғун йәрлик аһалиләр өзлирини Йәһудий дейишивалди; чүнки Йәһудийлардин қорқуш вәһимиси уларни бесивалған еди.